Яритилиш 1:1—31
1 Башта Худа асман билән йәрни яратти.
2 Йәр шәкилсиз, бош еди, чоңқур суларниң үзини қараңғулуқ қаплатти һәм Худаниң һәрикәт күчи сулар үстидә пәрваз қилип жүрәтти.
3 Худа: «Йоруқлуқ болсун»,— деди. Һәм йоруқлуқ пәйда болди.
4 Худа йоруқлуқниң яхши екәнлигини көрди вә Худа йоруқлуқни қараңғулуқтин айриди.
5 Худа йоруқлуқни күндүз, қараңғулуқни кечә дәп атиди. Шуниң билән кәч өтүп, сәһәр болди — бу биринчи күн еди.
6 Андин Худа: «Суларниң арилиғида бир бошлуқ болсун вә сулар айрилип турсун»,— деди.
7 Худа бошлуқ һасил қилип, бошлуқниң үстидики суларни бошлуқниң астидики сулардин айривәтти. Дәл шундақ болди.
8 Худа бошлуқни асман дәп атиди. Шуниң билән кәч өтүп, сәһәр болди — бу иккинчи күн еди.
9 Андин Худа: «Асманниң астидики сулар бир йәргә жиғилсун вә қуруқлуқ пәйда болсун»,— деди. Дәл шундақ болди.
10 Худа қуруқлуқни йәр, жиғилған суларни деңизлар дәп атиди. Худа буларниң яхши екәнлигини көрди.
11 Андин Худа: «Йәр кокатни, уруқ беридиған өсүмлүкләрни, өз түри бойичә уруқ беридиған мевилик дәрәқләрни үндәрсун — шундақ йәрдә болсун»,— деди. Дәл шундақ болди.
12 Йәр кокатни, өз түри бойичә уруқ беридиған өсүмлүкләрни вә өз түри бойичә мевиләрни уруқлири билән әкелидиған дәрәқләрни үндәрди. Худа буниң яхши екәнлигини көрди.
13 Шуниң билән кәч өтүп, сәһәр болди — бу үчинчи күн еди.
14 Андин Худа: «Асман бошлуғида күнни кәчтин айрип туридиған чирақлар пәйда болсун вә улар жилниң пәсиллирини, күнләрни һәм жилларни көрситидиған бәлгүләр болуп хизмәт қилсун.
15 Улар йәрни йорутуш үчүн, асман бошлуғида чирақлар болуп хизмәт қилсун»,— деди. Дәл шундақ болди.
16 Худа икки чоң чирақни яратти: күндүзни башқуридиған чоң чирақни вә кәчни башқуридиған кичик чирақни, вә юлтузларни.
17 Улар йәргә нур чечиши үчүн, Худа уларни асман бошлуғида орунлаштурди.
18 Улар кечә-күндүзни башқуруп, йоруқлуқни қараңғулуқтин айрип туриду. Худа буниң яхши екәнлигини көрди.
19 Шуниң билән кәч өтүп, сәһәр болди — бу төртинчи күн еди.
20 Андин Худа: «Сулар көплигән тирик җанлар билән миғилдисун вә йәрниң үстидики асман бошлуғида учарқанатлар учсун»,— деди.
21 Худа зор деңиз мәхлуқатлирини яратти вә суларда миғилдап һәрқандақ үзидиған тирик җанларни өз түрлири бойичә вә һәрхил учарқанатларни өз түрлири бойичә яратти. Худа буниң яхши екәнлигини көрди.
22 Шу чағда Худа уларни бәрикәтләп: «Нәсил көрүп көпийиңлар вә деңиз сулирини толтуруңлар, вә йәрдә нурғунлиған учарқанатлар болсун»,— деди.
23 Шуниң билән кәч өтүп, сәһәр болди — бу бәшинчи күн еди.
24 Андин Худа: «Йәр тирик җанларни уларниң түрлири бойичә чиқарсун: өй җаниварини, һәрқандақ беғирлиғучи һайванни вә явайи һайванни уларниң түри бойичә»,— деди. Дәл шундақ болди.
25 Худа явайи һайванни униң түри бойичә, өй җаниварини униң түри бойичә вә һәрқандақ беғирлиғучи һайванни униң түри бойичә яратти. Худа буниң яхши екәнлигини көрди.
26 Андин Худа: «Инсанни Өзүмизгә охшитип, Өзүмизгә қияс қилип яритайли һәм у деңиз белиқлириниң, асмандики учарқанатларниң, өй җаниварлириниң, пүткүл йәр вә йәрдә жүрүдиған һәрқандақ һайванниң үстидин һөкүмранлиқ қилсун»,— деди.
27 Шуниң билән Худа инсанни Өзигә охшитип яратти, уни Худаға қияс қилип яратти. У уларни әр киши вә аял киши қилип яратти.
28 Андин Худа уларни бәрикәтләп: «Әвлат көрүп көпийиңлар, йәр йүзини толтуруңлар, уни асраңлар вә деңиз белиқлириниң, асмандики учарқанатларниң, йәр йүзидә жүрүдиған һәрқандақ җаниварниң үстидин һөкүмранлиқ қилиңлар»,— деди.
29 Андин Худа: «Мән силәргә пүткүл йәр йүзидики уруқлуқ өсүмлүкләрни вә уруқлуқ мевә беридиған барлиқ дәрәқләрни бәрдим. Улар силәргә озуқ болсун.
30 Һәм һәрхил һайванға, асмандики һәрхил учарқанатқа вә йәрдә жүрүдиған тирик җанларға Мән озуқлуққа һәммә йешил өсүмлүкләрни бәрдим»,— деди. Дәл шундақ болди.
31 Шу чағда Худа яратмилириниң һәммисигә қарап, буларниң барлиғи наһайити яхши екәнлигини көрди. Кәч өтүп, сәһәр болди — бу алтинчи күн еди.