Яритилиш 10:1—32
10 Мана Нуһниң оғуллири Самниң, Һамниң вә Япәтниң өмри.
Топандин кейин уларниң оғуллири туғулушқа башлиди.
2 Япәтниң оғуллири: Гомер, Магог, Мадай, Йаван, Тубал, Мешех вә Тирас еди.
3 Гомерниң әвлатлири: Ашкиназ, Рифат вә Тогарма еди.
4 Йаванниң әвлатлири: Елиша, Тарсис, Киттим вә Доданим еди.
5 Улардин өз йәрлиридә аралларниң турғунлири, барлиғи өз тили бойичә, өз аилилири бойичә, өз хәлиқлири бойичә олтурақлашти.
6 Һамниң оғуллири: Куш, Мисир, Пут вә Қанан еди.
7 Кушниң оғуллири: Себа, Һавила, Сабта, Раама вә Сабтеха еди.
Рааманиң оғуллири: Саба һәм Дедан еди.
8 Куштин Нимрод туғулди. У йәр йүзидә биринчи болуп күчлүк адәм еди.
9 У өзини Йәһваға қарши туридиған қувәтлик очи сүпитидә көрсәтти. Шуңлашқа: «Нимродтәк Йәһваға қарши турғучи қувәтлик очи болди»,— дәп ейтилиду.
10 Униң падишалиғиниң дәсләпки шәһәрлири Синар йеридики Бабил, Әрәк, Акад вә Халнә еди.
11 У бу зиминдин Ассирияға берип, шу йәрдә Ниневия, Риһуботир, Калах дегән шәһәрләрни қурди.
12 Шундақла Ниневия һәм Калах арисида Рисен шәһирини қурди — бу улуқ шәһәр еди.
13 Мисирниң әвлатлири Лудим, Анамим, Леһавим, Наптухим,
14 Патрусим, Каслуһим (униндин филистийәликләр чиқти) вә Капторим еди.
15 Қанандин тунҗа оғли Сидон вә Хет туғулди,
16 шундақла униңдин йәвусийлар, аморийлар, гиргашлар,
17 һивийлар, аркийлар, синийлар,
18 арвадийлар, зимарийлар вә хаматийлар төрәлгән еди. Андин қананлиқларниң қәбилилири һәр тәрәпкә тарқилип кәтти.
19 Қананлиқлар йериниң чегариси Сидондин тартип Газаниң йенидики Гирарғичә, Садом, Гамора, Адма вә Лашаниң қешидики Севоимғичә өтәтти.
20 Бу Һамниң оғуллири өз қәбилилири вә тиллири бойичә, уларниң йәрлири вә хәлиқлири бойичә.
21 Самниң, Евер оғуллириниң һәммисиниң әҗдадидиң, әвлат туғулди. У Япәтниң, әң чоңиниң, иниси еди.
22 Самниң оғуллири: Елам, Ашур, Арпахсад, Луд вә Аррам.
23 Аррамниң оғуллири: Уз, Һул, Гетәр вә Маш.
24 Арпахсаттин Сала туғулди, Саладин Евер туғулди.
25 Евердин икки оғул төрәлди. Бирсиниң исми Пәләк еди, чүнки униң яшиған дәвридә йәр бөлүнүп кәтти, униң қериндишиниң исми болса Йоктан еди.
26 Йоктандин Алмодад, Шаләт, Хазармавәт, Йераһ,
27 Һадорам, Узал, Диклаһ,
28 Обал, Абимаил, Саба,
29 Офир, Һавила вә Йовав туғулди. Уларниң барлиғи Йоктанниң оғуллири еди.
30 Уларниң маканлашқан җайи Мешадин тартип, шәриқтики тағлиқ җай Сефарғичә созулатти.
31 Бу Самниң қәбилилири, тиллири, йәрлири, хәлиқлири бойичә оғуллиридур.
32 Бу Нуһниң оғуллириниң келип чиқиши бойичә, уларниң хәлиқлири бойичә қәбилилири вә улардин топандин кейин йәр йүзидә хәлиқләр тарқалди.