Яритилиш 11:1—32

11  Пүткүл йәрниң тили һәм сөзлири бирхил еди.  Шәриқ тәрәпкә меңип, улар Синар йеридә бир вадини тепип, шу йәрдә олтурақлашти.  Улар бир-биригә: «Келиңлар, биз хиш қуюп, отта пиширәйли»,— дейишти. Хиш уларда ташниң орнида вә қара май лайниң орнида еди.  Андин улар: «Келиңлар, пүткүл йәр йүзигә тарилип кәтмәслигимиз үчүн, шәһәр һәм асманғичә егизлиги болудиған бир мунарни қуруп, өзүмизгә нам яритайли»,— дейишти.  Йәһва адәм балилири бена қилған шәһәр билән мунарни көргили чүшти.  Андин Йәһва: «Буларниң һәммиси бир хәлиқ вә уларниң тили бир, шуңа мана улар немә қилишқа башлиди. Әнди улар нийәт қилған һәммә нәрсини қилалайду.  Төвәнгә чүшүп, уларниң бир-бириниң гепини чушәнмиши үчүн, уларниң тилини арилаштуруветәйли»,— деди.  Шундақ қилип, Йәһва шу йәрдин уларни пүткүл йәр йүзигә таритивәтти вә улар шәһәрни селишни тохтатти.  Шуңлашқа бу шәһәр Бабил дәп аталди. Чүнки шу җайда Йәһва пүткүл йәрниң тилини арилаштурувәтти вә шу йәрдин Йәһва уларни пүткүл йәр йүзигә таритивәтти. 10  Мана Самниң һаяти. Топандин кейин икки жил өткәндә, Сам 100 яшқа киргәндә, униңдин Арпахсад туғулди. 11  Арпахсад туғулғандин кейин Сам йәнә 500 жил өмүр көрди вә мошу жиллири униңдин оғул-қизлар туғулди. 12  Арпахсад 35 яшқа киргәндә, униңдин Сала туғулди. 13  Сала туғулғандин кейин Арпахсад йәнә 403 жил өмүр көрди вә мошу жиллири униңдин оғул-қизлар туғулди. 14  Сала 30 яшқа киргәндә, униңдин Евер туғулди. 15  Евер туғулғандин кейин Сала йәнә 403 жил өмүр көрди вә мошу жиллири униңдин оғул-қизлар туғулди. 16  Евер 34 яшқа киргәндә, униңдин Пәләк туғулди. 17  Пәләк туғулғандин кейин Евер йәнә 430 жил өмүр көрди вә мошу жиллири униңдин оғул-қизлар туғулди. 18  Пәләк 30 яшқа киргәндә, униңдин Рагав туғулди. 19  Рагав туғулғандин кейин Пәләк йәнә 209 жил өмүр көрди вә мошу жиллири униңдин оғул-қизлар туғулди. 20  Рагав 32 яшқа киргәндә, униңдин Серух туғулди. 21  Серух туғулғандин кейин Рагав йәнә 207 жил өмүр көрди вә мошу жиллири униңдин оғул-қизлар туғулди. 22  Серух 30 яшқа киргәндә, униңдин Нахор туғулди. 23  Нахор туғулғандин кейин Серух йәнә 200 жил өмүр көрди вә мошу жиллири униңдин оғул-қизлар туғулди. 24  Нахор 29 яшқа киргәндә, униңдин Тәраһ туғулди. 25  Тәраһ туғулғандин кейин Нахор йәнә 119 жил өмүр көрди вә мошу жиллири униңдин оғул-қизлар туғулди. 26  Тәраһ 70 яшқа киргәндә, униңдин Ибрам, Нахор вә Аран туғулди. 27  Мана Тәраһниң һаяти. Тәраһдин Ибрам, Нахор вә Аран туғулди, Арандин болса Лут туғулди. 28  Аран туғулған жути, халдийләрниң шәһири Урда, техи атиси Тәраһниң һаят вақтида өлүп кәткән еди. 29  Ибрам билән Нахор өйләнди. Ибрамниң аялиниң исми Сараһ, Нахорниң аялиниң исми Милкаһ еди. У Аранниң қизи еди. Аран болса Милкаһ вә Искаһниң атиси еди. 30  Лекин Сараһ туғмас болғачқа, униң балиси болмиған. 31  Буниңдин кейин Тәраһ оғли Ибрамни вә Аранниң оғли, нәвриси Лутни вә Ибрамниң аяли, келини Сараһни елип, Қанан зиминиға бериш үчүн, халдийләрниң шәһири Урдин чиқти. Бирмунчә вақиттин кейин улар Харан шәһиригә келип, шу йәрдә олтурақлашти. 32  Барлиғи болуп Тәраһ 205 жил өмүр сүрди. Тәраһ Харанда өлди.

Изаһәтләр