Яритилиш 12:1—20

12  Йәһва Ибрамға мундақ деди: «Сән өз жутуңни, өз уруқ-туққанлириңни вә атаңниң өйини ташлап, Мән саңа көрситидиған зиминға барғин  һәм Мән сениңдин улуқ бир хәлиқни бәрпа қилип, сени бәрикәтләймән вә исмиңни улуқлаймән вә шуңдақ қилип, сән өзәң бәрикәт болисән.  Мән сени мубарәклигәнләрни бәрикәтләймән, саңа ләнәт қилғанни ләнәткә қалдуримән һәм сениң арқилиқ йәр йүзидики барлиқ аилиләр бәрикәтлиниду».  Ибрам Йәһва униңға ейтқандәк маңди вә униң билән биллә Лутму маңди. Ибрам Харандин чиққинида 75 яшта еди.  У аяли Сараһни, қериндишиниң оғли Лутни, улар жиққан барлиқ мал-мүлкини вә Харранда егидарчилиқ қилған җанларни елип, Қанан зиминиға бериш үчүн йолға чиқти. Ахирида улар Қанан йеригә кәлди.  Ибрам бу зиминни кезип, Шәкәм дегән җайғичә, йәни Морәһниң йоған дәрәқлириғичә барди. Шу вақитта бу йәрдә қананийлар туратти.  Шу чағда Йәһва Ибрамға көрүнүп, униңға: «Мән бу зиминни сениң әвладиңға беримән»,— деди. Шу чағда Ибрам шу җайда өзигә көрүнгән Йәһваға атап қурбангаһ салди.  Андин у бу йәрдин йөткилип, Бәйтәлниң шәрқидики тағлиқ җайға барди вә өз чедирини шундақ тиктики, Бәйтәл ғәриптә, Гай шәриқтә болди. У шу йәрдә Йәһваға бир қурбангаһ ясап, Йәһваниң исмини чақиришқа башлиди.  Андин кейин Ибрам қараргаһни жиғип, Нәгәв тәрәптики станларға көчүп жүрди. 10  Бу зиминда ачарчилиқ башланди вә Ибрам Мисирға кәтти. Қананда ачарчилиқ қаттиқ болғанлиғидин, у Мисирда вақитлиқ турғун ретидә яшашни көзлиди. 11  У Мисирға йеқинлашқанда, аяли Сараһқа: «Илтимас, мени тиңшиғина! Сениң чирайлиқ аял екәнлигиңни билимән. 12  Шуңлашқа мисирлиқлар сени көрүп, тайлиқ: “Бу униң аяли”,— дәйду. Шу чағда улар мени өлтүрүветип, сени тирик қалдуриду. 13  Шуниң үчүн мениң сиңлим дейишиңни өтүнүмән, шундақ қилип, саңа бола маңа яхшилиқ болсун вә мениң җеним аман қалсун»,— деди. 14  Ибрам Мисирға кәлгәндә, мисирлиқлар бу аялниң интайин гөзәл екәнлигини көрди. 15  Уни пирәвнниң бәглириму көрүп, Сараһни пирәвнниң алдида махтиди, шуниң билән бу аял пирәвнниң ордисиға елинди. 16  Униңға түпәйли пирәвн Ибрамға яхши муамилә қилди, шуниң билән у қойларға, қара малға, ешәкләргә, әр-аял қулларға вә төгиләргә еришти. 17  Амма Йәһва пирәвн вә униң өйини Ибрамниң аяли Сараһ үчүн еғир вабаларға муптила қилди. 18  Шу чағда пирәвн Ибрамни чақиртип: «Сән мениң билән немә қилғиниң? Немишкә сән маңа у сениң аялиң екәнлигини ейтмидиң? 19  Немишкә сән: “Бу мениң сиңлим”,— дедиң? Мән уни хотунлуққа елишқа азла қалдимғу! Мана сениң аялиң. Уни елип, кәткин!»— деди. 20  Пирәвн униң һәққидә өз адәмлиригә әмир қилди вә улар Ибрамни вә униң аялини уларниң бар мүлки билән узитип, йолға салди.

Изаһәтләр