Яритилиш 13:1—18

13  Андин кейин Ибрам аяли вә униң Мисирда болған һәммә нәрсилири билән Нәгәвкә кәтти, униң билән Лутму кәтти.  Ибрамниң падилири, күмүч-алтуни көп болған еди.  У бир стандин башқа станға, Нәгәвтин Бәйтәлгичә меңип, Бәйтәл билән Гайниң оттурисидики, авал униң чедири турған йәргә көчти,  йәни башта қурбангаһ ясиған җайға қайтип кәлди. Һәм шу йәрдә Ибрам Йәһваниң исмини чақирди.  Ибрам билән жүргән Лутниңму шундақла қойлири, қара маллири һәм чедирлири бар еди.  Уларға биллә яшашқа йәр йетишмәтти, чүнки уларниң мүлки көп еди һәм улар башқа биллә туралмиди.  Ибрамниң падилирини баққан падичилар вә Лутниң падичилири өз ара җедәллишишкә башлиди. Шу вақитта әшу зиминда қананийлар билән пәризийләр яшатти.  Шу чағда Ибрам Лутқа: «Сәндин өтүнүмән, мениң билән сениң араңда, шундақла мениң падичилирим вә сениң падичилириң арисида җедәл болмисун, чүнки биз қериндашларғу.  Барлиқ зимин алдиңда әмәсму? өтүнүмән, мениңдин айрилип кәт. Әгәр сән солға барсаң, мән оңға баримән, әгәр сән оңға баридиған болсаң, мән солға кетәй»,— деди. 10  Лут нәзәр селиведи, Зоарғичә болған барлиқ Иордан вадисини көрди. У шуни байқидики, бу җай — Йәһва Садом вә Гаморини вәйран қилишидин илгири — Йәһваниң беғидәк һәм Мисир йеридәк су билән мол суғурулуп туратти. 11  Шу чағда Лут өзигә пүткүл Иордан вадисини таллавалди вә өз қараргаһини шәриқкә йөткиди. Шундақ қилип, улар бир-биридин айрилип кәтти. 12  Ибрам Қанан йеридә яшатти, Лут болса вадидики шәһәрләрниң йенида яшатти. 13  Садомниң әр кишилири болса бузуқ адәмләр еди вә Йәһваға қарши еғир гуналарни қилатти. 14  Лут Ибрамдин айрилип кәткәндин кейин, Йәһва Ибрамға: «Мәрһәмәт, сән бешиңни көтүрүп, өз орнуңдин шимал вә җәнупқа, шәриқ вә ғәрипкә қариғина, 15  чүнки Мән сән көрүватқан бу барлиқ зиминни саңа вә сениң әвладиңға әбәдий беримән. 16  Мән сениң әвладиңни йәрниң тописидәк көп қилимән. Әгәр адәм балиси йәрниң топилирини саналиса, сениң әвладиңниму санавелишқа болатти. 17  Орнуңдин туруп, бу зиминниң узунлуғини вә кәңлигини айлинип чиққин, чүнки Мән саңа уни беримән»,— деди. 18  Ибрам чедирларда яшиди. Бирмунчә вақит өткәндин кейин, у келип, Һиброн шәһириниң йенидики Мамрә дегән йоған дәрәқләрниң арисида яшиди, шу җайда Йәһваға атап қурбангаһ ясиди.

Изаһәтләр