Яритилиш 14:1—24
14 Синарниң падишаси Амрафәлниң, Әласарниң падишаси Ариохниң, Еламниң падишаси Кедорлайомәрниң вә Гойимниң падишаси Тидалниң күнлиридә,
2 улар Садомниң падишаси Бәра, Гамораниң падишаси Бирша, Адманиң падишаси Шинаб, Севоимниң падишаси Шемевер вә Беланиң (йәни Зоарниң) падишалириға қарши уруш башлиди.
3 Иттипақ қуруп, улар Сиддим вадисиғичә, йәни Өлүк деңизғичә барди.
4 Улар Кедорлайомәргә 12 жил беқинда болуп, он үчинчи жили қозғилаң көтәрди.
5 Он төртинчи жили Кедорлайомәр вә униңға иттипақдаш падишалар келип, Аштарот-Карнаимда репаимларни, Гамада зузимларни, Шавәһ-Кириатайимда емимларни
6 вә һорийларни уларниң Сәир теғида, чөлниң йенидики Әл-Паранғичә вәйран қилди.
7 Андин улар қайтип, Ен-Мишпат, йәни Қәдәшкә кәлди вә амаләкләрниң пүткүл йерини һәм шундақла Һазазон-Тамарда олтурушлуқ аморийларниңму йерини егиләвалди.
8 Мошу вақитта Садомниң падишаси, Гамораниң падишаси, Адманиң падишаси, Севоимниң падишаси вә Беланиң (йәни Зоарниң) падишаси һәрбий сәпәргә чиқип, улар билән Сиддим вадисида җәңгә чүшти:
9 Еламниң падишаси Кедорлайомәр, Гойимниң падишаси Тидал, Синарниң падишаси Амрафәл, Еласарниң падишаси Ариох билән — төрт падиша бәшигә қарши чиқти.
10 Сиддим вадисида қара майға толған ойман-чоңқурлуқлар көп еди. Садом вә Гамораниң падишалири қечип, уларға чүшүп кәтти, қалғанлири таққа қечип кәтти.
11 Ғалиплар уларниң барлиқ мүлкини вә Садом билән Гамораниң барлиқ озуқ-түлүклирини елип кәтти.
12 Улар шундақла Ибрамниң җийәни Лутни вә униң мүлкини елип кәтти. У шу вақитта Садомда яшатти.
13 Аман қалғанларниң бирси келип һәммә нәрсә һәққидә Ибрам еврейға ейтип бәрди. У шу чағда униң иттипақдашлири Ешкол вә Анер дегәнләрниң қериндиши болған аморий Мамрәниң йоған дәрәқлириниң арисида чедирларда яшатти.
14 Шундақларчә Ибрам униң җийәни әсиргә елинғанлиғини аңлиди. Шу чағда у өзиниң ишәшлик адәмлирини — униң өйидә туғулуп өскән 318 қулни қуралландуруп, кәйнидин қоғлашқа чиқип, уларни Данғичә қоғлиди.
15 Кечидә у күчлирини, йәни өз қуллирини бөлүп, һуҗум қилип, дүшмәнләрни мәғлуп қилди вә Дәмәшқниң шималида болған Ховағичә қоғлиди.
16 У барлиқ мүлүкни, җийәни Лутни вә униң мүлкини һәм шундақла аялларни вә башқа кишиләрни қайтурди.
17 У Кедорлайомәр вә униң билән болған падишаларниң үстидин ғалибийәт қазинип келиватқанда, Садомниң падишаси уни қарши елиш үчүн Шавәһ вадисида, йәни Падиша вадисида, униң алдиға чиқти.
18 Салимниң падишаси Мәлкисадиқ нан билән шарапни елип чиқти. У Әң Улуқ Худаниң роһанийи еди.
19 У Ибрамни бәрикәтләп, мундақ деди:
«Ибрамни асман-зиминниң Яратқучиси — Әң Улуқ Худа бәрикәтлисун!
20 Сениң қолуңға дүшмәнлириңни тапшурған Әң Улуқ Илаһ мубарәк болсун!»
Шу чағда Ибрам униңға барлиқ нәрсидин онинчи қисмини бәрди.
21 Буниңдин кейин Садомниң падишаси Ибрамға: «Маңа җанларни беривәт, мүлүкни болса өзәңгә алғин»,— деди.
22 Буниңға Ибрам Садом падишасиға җававән: «Қолумни көтүрүп, асман-зиминниң Яратқучиси, Әң Улуқ Худа Йәһваға қәсәм беримәнки,
23 жиптин сәндәлниң боққучиғичә — һечнәрсини сениңдин алмаймән, чүнки сән: “Мән Ибрамни бай қилдим”, демәслигиң үчүндур.
24 Маңа һечнәрсәңниң кериги йоқ! Пәқәт жигитләр йәвәткәнни вә мениң билән барған Анер, Ешкол вә Мамрә олҗисини алсун»,— деди.