Яритилиш 15:1—21
15 Бу ишлардин кейин Ибрамға көрүнүштә Йәһваниң сөзи болди: «Ибрам, қорқма. Мән сениң үчүн Қалқандурмән. Сениң мукапитиң интайин зор болиду».
2 Ибрам җававән: «Егидарим Рәб Йәһва, маңа немә берисән? Сәвәви, мән балисиз қеливатимән вә мениң өйүмгә варислиқ қилғучи Дәмәшқтин болған Әлиазардур»,— деди.
3 Ибрам йәнә: «Сән маңа әвлат бәрмидиң һәм мениң өйүмдә яшаватқан чакарим мирасхорум болиду»,— деди.
4 Шу чағда униңға Йәһваниң сөзи мундақ болди: «Бу киши сениң мирасхориң болмайду. Мирасхориң сениңдин* чиқиду».
5 Андин У уни ташқириға елип чиқип: «Мәрһәмәт, асманға қариғина вә әгәр саналайдиған болалисаң, юлтузларни санап көргинә»,— деди. Андин йәнә униңға: «Сениң әвладиң шундақ болиду»,— деди.
6 Ибрам Йәһваға ишәнди вә шуниң үчүн У уни һәққаний дәп тонуди.
7 Шундин кейин Худа қошумчә: «Сениң бу зиминға чоқум егә болушуң үчүн, халдийлиқ Ур шәһиридин елип чиққан Йәһвадурмән»,— деди.
8 Ибрам: «Егидарим Рәб Йәһва, мән униңға егә болудиғинимни қандақларчә билимән?»— дәп сориди.
9 У җававән: «Мән үчүн үч яшлиқ бир ғунаҗинни, үч яшлиқ бир өшкини, үч яшлиқ бир қошқарни, пахтәк билән яш кәптәрни елип кәлгин»,— деди.
10 Ибрам буларниң һәммисини елип, һәрбирсини иккигә бөлүп, парчилирини бир-бириниң удулиға қойди, қушларни болса парчилимиди.
11 Җәсәтләргә явайи қушлар учуп келишти, лекин Ибрам уларни қоғлап турди.
12 Бирмунчә вақит өткәндин кейин, күн патай дегәндә, Ибрамни еғир бир уйқа басти вә уни дәһшәтлик зор қараңғулуқ қаплиди.
13 Худа Ибрамға сөзләшни башлап: «Шуни билгинки, сениң әвлатлириң ғәйри зиминда мусапир болуп, шу йәрдикиләргә хизмәт қилиду. У хәлиқ болса уларни 400 жил зулумлуқта тутиду.
14 Лекин Мән шу хәлиқ үстидин һөкүм чиқиримән вә шуниңдин кейин улар нурғун байлиқларни елип, шу йәрдин чиқиду.
15 Сән болсаң, өз әҗдадиңға течлиқта қошулисән, сени яхши қерилиқта узитип қойиду.
16 Нәслиң мошу зиминға төртинчи әвлатта қайтип келиду, чүнки аморийларниң гунайи техи толуқлуққа йәтмиди»,— деди.
17 Күн патти вә қараңғулуқ пүтүнләй қаплиди. Шуңа көйүватқан мәшъәл билән ис чиқип турған пәч бу гөш парчилириниң арисидин өтти.
18 Шу күни Йәһва Ибрам билән келишим түзүп: «Сениң әвладиңға мошу йәрни, йәни Мисир дәриясидин тартип улуқ Фират дәриясиғичә,
19 кенийлар, кенизийлар, кадмонийлар,
20 хетийлар, пәризийләр, репаимлар,
21 аморийлар, қананийлар, гиргашлар вә йәвусийларниң йерини беримән»,— деди.
Изаһәтләр
^ Сөзму-сөз: ичиңдин