Яритилиш 16:1—16

16  Ибрамниң аяли Сараһ униңға бала туғуп бәрмиди. Униң болса Һәҗәр исимлик мисирлиқ бир чакари бар еди.  Сараһ Ибрамға: «Сениңдин өтүнүмән... Йәһва маңа туғушқа бала бәрмиди. өтүнүмән, мениң чакарим билән биргә ятқина. Бәлким, у арқилиқ мениң балилирим болуп қалар»,— деди. Ибрам Сараһниң сөзини тиңшиди.  Шуңа униң аяли Сараһ өз чакари мисирлиқ Һәҗәрни өз ери Ибрамға тоқаллиққа бәрди. Шу вақитта Ибрам Қанан зиминида он жил яшиған еди.  Ибрам Һәҗәрниң қешиға кирди вә у һамилдар болди. Һамилдар болғинини билгинидә, у ханим ғоҗайинини көзгә илмас болуп қалди.  Шу чағда Сараһ Ибрамға: «Маңа қилиниватқан яманлиқ үчүн җавапкәрлик сениң үстүңдә. Мән өз чакаримни қойнуңға селип бәрдим, әнди у өзиниң һамилдар екәнлигини көргәндә, мени көзигә илмайдиған болди. Йәһва иккимиз арисида һөкүм қилсун»,— деди.  Ибрам Сараһқа: «Мана, сениң чакариң өз қолуңда. Немини лайиқ көрсәң, шуни униңға қилғин»,— деди. Шу чағда Сараһ Һәҗәрни пәсләштүрүшкә башлиди вә у униңдин қечип кәтти.  Бираз вақиттин кейин Йәһваниң пәриштиси уни чөлдики бир булақ, йәни Шур йолиниң бойидики булақниң йенидин тепип:  «Һәй Һәҗәр, Сараһниң чакари, нәдин кәлдиң һәм нәгә кетиватисән?»— дәп сориди. У җававән: «Мән ханимим Сараһтин қечип маңдим»,— деди.  Йәһваниң пәриштиси униңға: «Өз ханимиңға қайтип, униңға бойсунғин»,— деди. 10  Андин Йәһваниң пәриштиси униңға: «Мән сениң әвладиңни саниғусиз көп қилимән»,— деди. 11  Шуниңдин кейин Йәһваниң пәриштиси қошумчә: «Сән һамилдарсән вә оғул туғисән, уни Исмаил дәп атайсән, чүнки Йәһва сениң дәрдиңни аңлиди. 12  У оғул явайи ешәккә охшайдиған болиду. Униң қоли һәммисигә қарши болиду вә һәммисиниң қоли униңға қарши болиду. У барлиқ қериндашлириниң йенида чедирларда яшайдиған болиду»,— деди. 13  Шунда Һәҗәр өзи билән сөзлигән Йәһвани «Сән көрүдиған Худа» дәп атиди, чүнки у: «Һәқиқәтәнла, мән мени бу йәрдә Көргүчини көрдимму?»— деди. 14  Шуңлашқа шу қудуқ Беир-Лахай-Рой дәп аталди. У Қәдәш билән Бәрәдниң арисида бар. 15  Һәҗәр Ибрамға оғул туғуп бәрди вә Ибрам у туққан оғулға Исмаил дәп исим қойди. 16  Һәҗәр Ибрамға Исмаилни туғуп бәргәндә, Ибрам 86 яшта еди.

Изаһәтләр