Яритилиш 18:1—33

18  Шуниңдин кейин, күн әң иссиған вақитта Ибраһим чедириниң ишигидә олтарғанда, Мамрә йоған дәрәқләрниң арисида униңға Йәһва аян болди.  У бешини көтирип қариғанда, униңдин жирақ әмәс җайда үч әр кишини көрди. Уларни көрүп, у чедирниң ишигидин жүгрәп чиқип, уларни қарши елип, тазим қилди.  У: «Йәһва, әгәр мән көзүңдә илтипат тапқан болсам, өтүнүмәнки, қулуңниң йенидин өтүп кәтмигәйсән.  Илтимас, азғина су әкелип, аяқлириңларни жуюшқа рухсәт қилғайсиләр. Андин дәрәқ сайисида дәм алғайсиләр.  Силәр мошу җайға, өз қулуңларниң йениға, кәлгән екәнсиләр, шуңа қәлблириңларни мустәһкәмләш үчүн, мән нан елип келәй. Андин йолуңларни давам қилғайсиләр»,— деди. Улар җавап берип: «Бопту. Дегиниңдәк қилғин»,— деди.  Ибраһим чедириға Сарәниң қешиға алдираш кирип, униңға: «Тез бир йоған халтә әң яхши унни елип, хемир жуғирип, нанларни яслиғин»,— деди.  Андин кейин Ибраһим падисиға жүгрәп берип, жумран убдан бир мозайни таллавалди вә уни чакариға тапшурди. У болса уни тәйяр қилишқа тезлиди.  Андин Ибраһим мәшкә май, сүт вә тәйярланған мозайни елип келип, уларниң алдиға қойди. Өзи болса, улар ғизаланғичә, йенида дәрәқниң астида өрә турди.  Улар униңдин: «Аялиң Сарә нәдә?»— дәп сориди. У җававән: «Мана, чедирда»,— деди. 10  Шунда уларниң бирси: «Мән келәр жили мошу вақитта қешиңға қайтип келимән вә аялиң Сарәниң оғли болиду»,— деди. Сарә болса сөзләватқан кишиниң кәйнидә, чедирниң ишигидә туруп, буни аңлавататти. 11  Ибраһим билән Сарә қери, яшанған мәзгилидә еди вә Сарәниң аялларға хас хун көрүш хусусийити тохтап кәткән еди. 12  Шуңлашқа Сарә ичидә күлүп: «Мән бундақ хошаллиққа еришәләймәнму? Чүнки мән қерип кәттим вә егәмму мениң қери турса»,— деди. 13  Шу чағда Йәһва Ибраһимға: «Сарә: “Мән һәқиқәтән туғалаймәнму? Чүнки мән қерип кәттимғу” дәп нәмишкә күлиду? 14  Йәһва үчүн мүмкин болмайдиған нәрсә барму? Бәлгүләнгән вақитта — келәрки жилниң дәл мошу вақтида — саңа қайтип келимән вә Сарәниң оғли болиду»,— деди. 15  Сарә қорқуп кетип, тенип: «Мән күлмидим!»— деди. У: «Яқ, сән күлдиң»,— деди. 16  Бирмунчә вақиттин кейин шу кишиләр йолға чиқиш үчүн орнидин турди вә Садом тәрәпкә қариди. Ибраһим уларни узатқили биллә маңди. 17  Йәһва унинға: «Мән қилидиған ишимни Ибраһимдин йошурумәнму? 18  Ибраһимдин чоқум бүйүк вә күчлүк хәлиқ чиқиду, вә Ибраһим арқилиқ йәрниң барлиқ хәлиқлири бәрикәтлиниду. 19  Мән униң билән шуниң үчүн йеқинлаштимки, у өзидин кейинму оғуллириға вә өйдикилиригә Йәһваниң йолини тутушни, вә Йәһва Ибраһим арқилиқ униң һәққидә ейтқанлирини орунлиши үчүн, һәққанийлиқни сақлашни вә адиллиқни орнитишни буйруйду»,— деди. 20  Андин кейин Йәһва: «Садом вә Гамориға болуватқан шикайәт пәрияди наһайити күчлүк вә уларниң гунаси интайин еғир. 21  Берип тәкшүруп баққай, һәқиқәтәнму йәткән пәрият адил һәм уларниң қилмишлири әшундақ рәзил. Әгәр ундақ болмиса, билимән»,— деди. 22  Бу сөзләрдин кейин әр кишиләр бурулуп Садом тәрәпкә кәтти, Йәһва болса Ибраһимниң алдида туруп қалди. 23  Шу чағда Ибраһим йеқинлишип: «Сән һәққаний кишини рәзил билән қошуп һалак қиларсәнму? 24  Бәлким, бу шәһәрдә 50 һәққаний барду. Сән уларни һалак қилип, мошу җайни у йәрдә яшаватқан 50 һәққаний үчүн айимамсән? 25  Сән һәққанийни рәзил билән биргә өлтүрүп, рәзил билән болған нәрсә һәққаний биләнму болуши мүмкин әмәс! Яқ, һәргиз ундақ болмас! Пүткүл зиминниң Сотчиси адаләтсиз иш қиламду?!»— деди. 26  Шунда Йәһва: «Әгәр Садомда 50 һәққанийни тапсам, улар үчүн пүткүл шу җайни аяп қойимән»,— деди. 27  Лекин Ибраһим: «Илтимас, мени тиңшап көргәйсән, мән, топрақ һәм күл, Йәһваға гәп қилишқа петиниватимән. 28  Бәлким, 50 һәққанийға бәш киши кам кәлсә, бәш киши үчүн пүткүл шәһәрни йоқитарсәнму?»— деди. У җававән: «Әгәр шу йәрдә 45 һәққанийни тапсам, уни йоқатмаймән»,— деди. 29  Бирақ Ибраһим йәнә: «Мүмкин, шу йәрдә 40 һәққаний тепилип қалар»,— деди. У җававән: «Бу ишни 40ғи үчүнму қилмаймән»,— деди. 30  Лекин Ибраһим сөзини давам қилип: «Илтимас, Йәһва, хапа болмиғайсән вә маңа йәнә сөз қилишқа рухсәт қилғайсән: бәлким, шу йәрдә 30и тепилип қалар»,— деди. У җававән: «Әгәр шу йәрдә 30ни тапсамму, йоқатмаймән»,— деди. 31  Лекин Ибраһим сөзини йәнә давамлаштуруп: «Илтимас, маңа қулақ салғайсән, мән Йәһваға гәп қилишқа җүръәт қилдим. Бәлким, шу йәрдә 20си тепилип қалар»,— деди. У җававән: «20си үчүнму йоқатмаймән»,— деди. 32  Ахирида Ибраһим: «Илтимас, Йәһва, хапа болмиғайсән вә маңа йәнә бир кетим сөз қилишқа рухсәт қилғайсән: бәлким, шу йәрдә 10и тепилип қалар»,— деди. У җававән: «10и үчүнму йоқатмаймән»,— деди. 33  Йәһва Ибраһим билән сөзлишишни тохтитип, йолиға раван болди, Ибраһим болса өйигә қайтти.

Изаһәтләр