Яритилиш 23:1—20

23  Сарә 127 жил өмүр сүрди. Бу Сарәниң һаят жиллири.  Андин Сарә Қанан зиминидики Кириат-Арба, йәни Һибронда вапат болди вә Ибраһим чедирға кирип, Сарә һәққидә жиға-зар қилди.  Шуниңдин кейин Ибраһим мәрһумдин кетип, Хетниң оғуллириға:  «Мән силәрниң араңларда мусапир һәм сәргәрданмән. Силәрниң зиминиңларда мәрһумни дәпин қилиш үчүн, маңа бир җайни сетип бәргәйсиләр»,— деди.  Хетниң оғуллири Ибраһимға җавап берип:  «Ғоҗам, бизгә қулақ салғайла. Сили аримизда Худа таллиған башчимиздур. Аримизда һечким, силигә мәрһумни дәпин қилиш үчүн җай беришқа, илтимасиңизни рәт қилмайду»,— деди.  Шу чағда Ибраһим орнидин туруп, шу зиминниң турғунлириға, Хетниң оғуллириға тазим қилип,  уларға: «Әгәр силәр мениң мәрһум аялимни мошу йәрдә дәпин қилишимға рази болсаңлар, ундақта сөзүмни тиңшап, Зохарниң оғли Әпронни мақул қилиңлар.  У өзиниң етизиниң айиғида болған Махпела өңкүрини маңа сетип бәрсун. У уни силәрниң йериңларда дәпин қилиш җайидәк, толуқ өлчәм күмүчкә маңа сетип бәрсун»,— деди. 10  Әпрон болса Хетниң оғуллириниң арисида олтуратти. Хетийлиқ Әпрон Хет оғуллириниң һозурида, шуңдақла шәһәр дәрвазисидин киргүчиләрниң барлиғиниң алдида Ибраһимға җавап берип: 11  «Яқ, ғоҗам. Маңа қулақ салғайла. Мән силигә бу етизлиқни һәм шундақла униңдики өңкүрни беримән. Мән буни силигә хәлқимниң оғуллири алдида бәрдим. Рәмитиңизни шу җайда дәпин қилғайла»,— деди. 12  Шу чағда Ибраһим шу йәрниң турғунлириға тазим қилип, 13  уларниң алдида Әпронға: «Пәқәт әгәр сиз... Яқ, мени тиңшаңа! Мән сизгә етизлиқ үчүн күмүч беримән. Уни мәндин қобул қилиңа, андин мән рәмитимни шу йәрдә дәпин қилай»,— деди. 14  Әпрон Ибраһимға җававән: 15  «Ғоҗам, маңа қулақ салғайла, йәр парчиси 400 күмүч тәңгә туриду. Лекин бу сили билән мениң үчүн әһмийәткә егиму? Шу җайда рәмитиңизни дәпин қилғайла»,— деди. 16  Ибраһим Әпронни тиңшап, у Хет оғуллири һозурида ейтқан күмүчни таразида тартип бәрди: 400 күмүч тәңгини, содигәрләр адәттә ишлитидиған тәңгиләрни. 17  Шундақ қилип, Мамрәниң удулидики Әпронниң Махпела етизлиғи — йәни етизлиқниң өзи, шундақла униңдики өңкүр вә етизлиқниң мәйданида өскән барлиқ дәрәқләр, 18  Хет оғуллириниң көз алдида шәһәрниң дәрвазисидин барлиқ киргүчиләрниң арисида Ибраһимниң сетивалған мүлки болди. 19  Шуниңдин кейин Ибраһим аяли Сарәни Қанан зиминидики Мамрә, йәни Һибронниң удулидики Махпела етизлиғиниң өңкүридә йәрләп қойди. 20  Шундақларчә, етизлиқ вә униңдики өңкүр хетийлар тәрипидин Ибраһимға дәпин қилиш җайидәк шәхсий мүлүкликкә берилди.

Изаһәтләр