Яритилиш 25:1—34

25  Ибраһим йәнә бир аялға өйләнди. Униң исми Хәтура еди.  У Ибраһимға Зимран, Йокшан, Медан, Мидиян, Ишбак вә Шуаһларни туғуп бәрди.  Йокшандин Сәба билән Дедан туғулди. Деданниң оғуллири: Ашурим, Летушим вә Лейумим.  Мидиянниң оғуллири: Әпаһ, Әпәр, Ханух, Абида вә Әлдага. Буларниң һәммиси Хәтураниң әвлатлири.  Бирмунчә вақиттин кейин Ибраһим барлиқ бар нәрсисини Исһаққа бәрди.  Ибраһим тоқал хотунлириниң оғуллириға һәдийәләрни берип, һаят вақтида уларни оғли Исһақтин нери күн чиқиш тәрәпкә, Шәриқ йеригә әвәтивәтти.  Барлиғи болуп Ибраһим 175 жил өмур сүрүп,  аләмдин өтти. Ибраһим яхши қерилиқта яшинип һәм һаятқа қанаәтлинип, вапат болди вә өз хәлқигә қошулди.  Униң оғуллири Исһақ вә Исмаил уни Мамрәниң удулидики хетий Зохарниң оғли Әпронниң етизлиғидики Махпела өңкүригә дәпин қилди. 10  Уни Ибраһим Хетниң оғуллиридин сетивалған еди. Шу җайда Ибраһим вә униң аяли Сарә дәпин қилинди. 11  Ибраһимниң вапатидин кейин Худа униң оғли Исһақни бәрикәтләйдиған болди. Исһақ Беир-Лахай-Ройниң йенида яшиди. 12  Мана Ибраһимниң оғли Исмаилниң һаяти, уни Ибраһимға Сарәниң чакари, мисирлиқ Һәҗәр туғуп бәргән еди. 13  Бу Исмаилниң оғуллириниң исимлири, улардин мундақ әвлатлар төрәлди: Исмаилниң тунҗиси Набайот, шундақла Кедар, Адбәл, Мибсам, 14  Мишма, Думаһ, Маса, 15  Һадад, Тема, Йәтур, Напиш вә Кәдма. 16  Бу Исмаилниң оғуллири, тамлар билән қоршалған кәнтлири һәм қараргаһлири уларниң исимлири билән аталған еди,— уларниң жут-қәбиллири бойичә он икки әмир болди. 17  Исмаил 137 жил яшап, вапат болди. У өлүп, өз хәлқигә қошулди. 18  Улар чедирларда яшап, Мисир алдида болған Шурниң йенидики Хавиладин тартип Ассирияғичә таралди. Улар өзлириниң барлиқ қериндашлириниң алдида олтурақлашти. 19  Мана Ибраһимниң оғли Исһақниң һаяти. Ибраһимдин Исһақ туғулди. 20  Исһақ 40 яшқа киргәндә, сүриялиқ Лабанниң сиңлиси, Паддан-Аррамдин болған сүриялиқ Бәтуилниң қизи Рәбәкәни хотунлуққа алди. 21  Исһақ Йәһваға аяли һәққидә қизғин ялвурди, чүнки у туғмас еди. Йәһва униң дуасини аңлиди, шуниң билән аяли Рәбәкә һамилдар болди. 22  Униң қосиғидики оғуллар бир-бири билән күрәшти вә Рәбәкә: «Әгәр бундақ болудиған болса, мән қандақму яшай?»— дәп Йәһвадин сориғили барди. 23  Йәһва униңға: «Сениң қосиғиңда икки милләт бар һәм сениңдин икки хәлиқ чиқиду. Бир хәлиқ йәнә бирсидин күчлүгирәк болиду вә чоңи кичигигә хизмәт қилиду»,— деди. 24  Ахири униң туғуш вақти тошти вә мана, униң қосиғида гезәкләр екән. 25  Биринчиси пүтүнләй жуңлуқ кийимдә болғандәк қизил чиқти, шуңлашқа уни Әсав дәп атиди. 26  Андин Әсавниң тапинини тутуп, униң иниси чиқти, шуңлашқа уни Яқуп дәп атиди. Рәбәкә уларни туққанда, Исһақ атмиш яшта еди. 27  Оғуллар өсүп чоң болди вә Әсав далаларниң адими, маһир очи болди, Яқуп болса чедирларда яшайдиған әйипсиз адәм болди. 28  Исһақ Әсавни яхши көрәтти, чүнки у атисиға олап әкәлгән гөштин йегүзәтти, Рәбәкә болса Яқупни яхши көрәтти. 29  Бир күни Әсав даладин һерип кәлгинидә, Яқуп шорпа пиширивататти. 30  Әсав Яқупқа: «Бол чапсан, өтүнүмән, маңа әву қизилиңдин — пишиватқан қизилиңдин бәргинә, мән шунчилик һардим!»— деди. (Шу сәвәптин у Едум дәпму аталди). 31  Яқуп җававән: «Сән авал маңа тунҗилиқ һоқуқуңни сетип бәргин!»— деди. 32  «Йәнә бираз вақиттин кейин мән өлүмән,— деди Әсав,— маңа бу тунҗилиқтин немә пайда?» 33  Яқуп униңға: «Авал маңа қәсәм қилғин!»— деди. Әсав Яқупқа қәсәм қилип, униңға өз тунҗилиқ һоқуқини сетивәтти. 34  Шу чағда Яқуп Әсавқа нан билән йесимуқ шорписини бәрди вә у йәп-ичти. Андин Әсав туруп кетип қалди. Шундақ қилип, у тунҗилиқ һоқуқиға етиварсизлиқ қилди.

Изаһәтләр