Яритилиш 26:1—35

26  Әшу йәрдә ачарчилиқ башланди — дәсләп қетим у Ибраһимниң күнлиридә болған еди — вә Исһақ Гирар шәһиригә, филистийәликләрниң падишаси Абимәләккә барди.  Шу чағда Йәһва униңға көрүнүп: «Сән Мисирға барма. Мән саңа көрсәткән йәрдә чедирларда яша.  Мошу зиминда мусапирдәк яша, Мән сениң билән болуп, сени бәрикәтләймән, чүнки барлиқ мошу йәрләрни саңа вә сениң әвладиңға беримән һәм атаң Ибраһимға бәргән мону қәсимимни орунлаймән:  “Мән әвладиңни асмандики юлтузлардәк көпсанлиқ қилип, әвладиңға мошу барлиқ йәрләрни беримән вә әвладиң арқилиқ йәрниң пүткүл хәлиқлири бәрикәтлиниду”,  чүнки Ибраһим Мениң авазимға қулақ селип, Мән тәләп қилған барлиқ әмирлиримни, буйруқлиримни һәм қанунлиримни орунлиди»,— деди.  Шуниң билән Исһақ Гирарда яшап қалди.  Йәрлик турғунлар униң аяли тоғрисида сориғанда, у: «Бу мениң сиңлим болиду», дәтти, чүнки у: «Бу мениң аялим», дейиштин қорқатти, чүнки: «Йәрлик кишиләр мени Рәбәкә үчүн өлтүрүветиду»,— дәп ойлатти, сәвәви Рәбәкә гөзәл еди.  Исһақ шу йәрдә узақ вақит турғандин кейин, бир күни Абимәләк, филистийәликләрниң падишаси, деризидин қариведи, Исһақ аяли Рәбәкәни силап-сийпаватқинини көрди.  Шунда Абимәләк Исһақни чақиртип: «У сениң аялиң екәнғу! Немишкә сән: “У мениң сиңлим”, дедиң?»— дәп сориди. Исһақ җававән: «Мениң ундақ дегән сәвәвим, униң үчүн өлтүрүлишимдин қорқтим»,— деди. 10  Абимәләк сөзини давам қилип: «Сән биз билән немә қилғиниң? Хәлиқ арисидин бирси аялиң билән биргә йетишқа тас қалдиғу вә сән бизни әйипкар қилаттиңғу!»— деди. 11  Шуниң билән Абимәләк пүткүл хәлиқкә: «Бу кишигә һәм униң аялиға тәккән һәрқандақ киши өлүмгә мәһкүм қилиниду!»— дәп буйриди. 12  Бу ишлардин кейин Исһақ шу зиминда деханчилиқ қилди вә у шу жили териғинидин йүз һәссә артуқ һосул алди, чүнки Йәһва уни бәрикәтлиди. 13  Бу киши бай болуп, униң мүлки барғансири өсти вә у наһайити бай болуп кәткичә бейивәрди. 14  Униң қой отарлири вә қара мал падилири, шундақла көплигән чакарлириму пәйда болди шуниң үчүн филистийәликләр униңға мерәзлик қилатти. 15  Филистийәликләр униң атиси Ибраһимниң күнлиридә атисиниң чакарлири колиған қудуқларниң һәммисини топа билән тиндурувәтти. 16  Ахирида Абимәләк Исһаққа: «Биздин кәткин, чүнки сән биздин хелила күчлүк болуп кәттиң»,— деди. 17  Шу вақитта Исһақ у йәрдин кетип, Гирар дәриясиниң вадисида қараргаһ орнитип, шу йәрдә яшашқа башлиди. 18  Исһақ атиси Ибраһимниң күнлиридә коланған, Ибраһимниң вапатидин кейин филистийәликләр тәрипидин тиндуруветилгән қудуқларни яңливаштин қезип, уларға атиси бәргән намларни қайтурди. 19  Исһақниң чакарлири вадида қезип, шу җайда ичишкә ярамлиқ су билән қудуқни тепивалди. 20  Лекин гирарлиқ падичилар Исһақниң падичилири билән талаш-тартиш қилип: «Бу бизниң су!»— дейишти. Улар униң билән талашқанлиғидин, Исһақ шу қудуқни Есек дәп атиди. 21  Исһақниң чакарлири башқа бир қудуқни колиди, бирақ гирарлиқлар униң һәққидиму йәнә талаш-тартиш қилди. Шуңлашқа у уни Ситна дәп атиди. 22  Бираз вақиттин кейин у шу йәрдин кетип, башқа бир қудуқ қазди, уни һечким талашмиди. Шуңлашқа Исһақ уни Риһубот дәп атап: «Әнди Йәһва бизгә кәң-таша җайни бәрди вә бу йәрдә әвлатму бәрди»,— деди. 23  У җайдин у Бәәршебаға барди. 24  Шу кечиси Йәһва униңға көрүнүп: «Мән атаң Ибраһимниң Худасидурмән. Қорқма, чүнки Мән сениң билән. Мән сени бәрикәтләп, әвладиңни хизмәтчим Ибраһим үчүн көпсанлиқ қилимән»,— деди. 25  Исһақ шу йәрдә қурбангаһ ясап, Йәһваниң исмини чақирди. У шу йәрдә чедирини тикти, униң чакарлири болса, шу җайда қудуқ колиди. 26  Бирмунчә вақиттин кейин Гирардин униңға Абимәләк йеқин ағиниси Аһузат вә әскәрбеши Пихол билән кәлди. 27  Исһақ уларға: «Силәр немә үчүн маңа кәлдиңлар? Мени силәр өч көрүп, йериңлардин қоғлап чиққанғу»,— деди. 28  Улар җававән: «Биз Йәһваниң сән билән екәнлигини рошән көрдуқ. Шуңа биз мундақ дәп келиштуқ: “Илтимас, оттуримизда қәсәм болсун — биз билән сениң араңда, йәнә сениң билән келишим түзәйли: 29  сән бизгә һечқандақ яманлиқ қилмайсән, чүнки биз саңа тәгмидуқ вә аман-есән әвәтиветип, саңа яхшилиқ қилдуқ. Әнди сени Йәһва бәрикәтләватиду”»,— дейишти. 30  Шуниң билән Исһақ уларға зияпәт қилип бәрди вә улар йәп-ичишти. 31  Әтиси улар сәһәрдә туруп, бир-биригә қәсәм бәрди. Шундин кейин Исһақ уларни йолға салди вә улар униңдин теч-аман кәтти. 32  Шу күни Исһақниң чакарлири келип, өзлири колиған қудуқ тоғрилиқ униңға: «Биз су таптуқ!»— дәп хәвәрлиди. 33  У униңға Шеба дәп нам бәрди. Шуңлашқа бу шәһәр мошу кәмгичә Бәәршеба дәп атилиду. 34  Әсав қириқ яшқа толғанда, у өзигә хетий Берияниң қизи Йәгудитани вә хетий Елонниң қизи Васиматани хотунлуққа алди. 35  Улар Исһақ билән Рәбәкәгә көп хапичилиқ елип кәлди.

Изаһәтләр