Яритилиш 27:1—46
27 Исһақ қерип, көзлири аҗизлишип көрәлмәйдиған әһвалға йәткәндә, у чоң оғли Әсавни чақирип: «Оғлум!»— девиди, у: «Мана мән!»— дәп җавап бәрди.
2 Исһақ униңға: «Мән қеридим, күнүмниң қанчилик қалғинини билмәймән.
3 Шуңлашқа, илтимас, қурал-җабдуғуңни, садақ вә оқ-яриңни елип, даладин маңа ов олап кәл,
4 андин мән яхши көрүдиған таамни тәйярлап, маңа елип кәлгин, шуниң билән өлүп кетиштин авал җеним сени бәрикәтлисун»,— деди.
5 Рәбәкә болса, Исһақниң оғли Әсав билән сөзләшкинини аңлиди. Әсав ов олап кәлгили далаға кәтти.
6 Рәбәкә оғли Яқупқа: «Мән атаңниң акаң Әсав билән сөзләшкинини аңлидим.
7 У: “Ов гөшини әкелип, маңа дәмлик тамақ тәйярлап бәргин вә мән уни йәп, өлүп кетиштин авал, сени Йәһваниң алдида бәрикәтләй”,— деди.
8 Әнди, оғлум, сөзүмгә қулақ салғин һәм мән саңа буйруған нәрсини қил.
9 Илтимас, падиға берип, маңа икки семиз оғлақни елип кәлгин һәм мән улардин атаңниң яхши көрүдиған таамини тәйярлап берәй.
10 Андин сән уни атаңға апирип бәргин һәм у йәп, өлүп кетиштин авал, сени бәрикәтләйду»,— деди.
11 Яқуп аниси Рәбәкәгә: «Лекин акам Әсавниң тени түклүк, мениң болса силиқ.
12 Мабада атам мени тутуп бақсичу? Шу чағда у мени уни мәсхирә қиливатиду дәп ойлап қалса, бешимға бәрикәт әмәс, бәлки ләнәт тапармәнмикин»,— деди.
13 Буниңға аниси: «Оғлум, ләнәт сениңда әмәс, мениңда болиду. Пәқәт мени тиңша һәм берип маңа оғлақларни елип кәл»,— деди.
14 У берип, уларни униңға елип кәлди вә аниси атисиниң сөйүмлүк таамини тәйярлап бәрди.
15 Андин Рәбәкә чоң оғли Әсавниң кийимини, өйдә болған әң яхши кийимини елип, кичик оғли Яқупқа кийдүрди
16 вә униң түки йоқ қоллирини, вә бойнини оғлақниң териси билән ориди.
17 Униңдин кейин у оғли Яқупниң қолиға өзи тәйярлиған мейизлик таам билән нанни бәрди.
18 У атисиниң қешиға кирип: «Ата!»— деди. У: «Һә! Оғлум, сән ким?»— дәп сориди.
19 Яқуп атисиға: «Мән тунҗаң Әсав. Сән маңа ейтқиниңдәк һәммини қилдим. Мәрһәмәт, орнуңдин туруп, ов гөшидин еғиз тәккин һәм сениң җениң мени бәрикәтлисун»,— деди.
20 Исһақ оғлидин: «Һәй оғлум, қандақларчә сән буни шунчә тез тепип кәлдиң?»— дәп сориди. У җававән: «Сениң Худайиң Йәһва уни алдимға учратти»,— деди.
21 Шунда Исһақ Яқупқа: «Оғлум, илтимас, йеқинирақ кәл, сән расттинла оғлум Әсавму, мән силап бақай»,— деди.
22 Яқуп атиси Исһаққа йеқинлашти вә у уни силап көрүп: «Авази — Яқупниң авази, лекин қоллири — Әсавниң қоллиридур»,— деди.
23 У уни тоналмиди, чүнки униң қоллири акиси Әсавниңкидәк түклүк еди вә атиси уни бәрикәтлиди.
24 Андин у соал қоюп: «Сән расттинла оғлум Әсавму?»— деди. «Һә, мән»,— дәп җавап бәрди Яқуп.
25 Шунда Исһақ: «Тутқан ов гөшиниң таамини алдимға қойғин һәм мениң җеним сени бәрикәтлисун»,— деди. Яқуп уни бәрди вә атиси йеди, андин Яқуп униңға шарап елип кәлди, вә у ичти.
26 Шуниңдин кейин атиси Исһақ униңға: «Оғлум, илтимас, йеқинирақ кәл, мән сени сөйүп қояй»,— деди.
27 У атисиниң қешиға келип уни сөйүп қойди вә атиси униң кийиминиң пуриғини һис қилди. Шу чағда Исһақ уни бәрикәтләп:
«Оғлумниң пуриғи Йәһва бәрикәтлигән даланиң пуриғидәк.
28 Һәқиқий Худа саңа асман шәбнәмлирини һәм мевилик йәрләрни, данни һәм яш шарапни молчилиқта бәрсун.
29 Хәлиқләр саңа хизмәт қилсун һәм милләтләр алдиңда тазим қилсун. Қериндашлириң үстидин ғоҗидарлиқ қилғин һәм анаңниң оғуллири саңа тазим қилсун. Сени қарғиғанларниң һәрқайсиси ләнәткә учрисун, саңа бәрикәт тилигән һәрқайсиси бәрикәтләнсун»,— деди.
30 Исһақ Яқупни бәрикәтләп болғандин кейин һәм Яқуп атиси Исһақниң қешидин чиқип болушиға, акиси Әсав олап, қайтип кәлди.
31 Уму мейизлик тамақ тәйярлиди. Андин у уни атисиниң алдиға елип кирип: «Атам орнидин туруп, оғли тепип кәлгән ов гөшидин йәп, униң җени мени бәрикәтлисун»,— деди.
32 Атиси Исһақ униңдин: «Сән ким?»— дәп сориди. «Мән сениң оғлуң, тунҗаң Әсавқу»,— дәп у җавап бәрди.
33 Исһақ қаттиқ титирәп, қорқуған һалда: «Ундақта баятин ов гөшини елип кәлгән ким? Сән келиштин бурун униң әкәлгинидин мән йәп, бәрикәтлигиним ким у? Нәқ шу бәрикәтлиниду!»— деди.
34 Атисиниң сөзлирини аңлап, Әсав қаттиқ һәм қайғулуқ вақирап: «Атам мениму бәрикәтлигин, мениму шундақла бәрикәтлигин»,— деди.
35 Лекин атиси: «Иниң келип, саңа тегишлик бәрикәтни қувлуқ билән елип кәтти»,— деди.
36 Әсав: «Шуниң үчүн у Яқуп дәп аталғанғу, мана икки қетим у мени иштиривәтмидиму? У мениң тунҗилиқ һоқуқумни тартивалған еди, мана һазир у мениң бәрикитимниму тартивалди!»— деди. Кейин қошумчә: «Сениңда мениң үчүн һечқандақ бәрикәт қалмидиму?»— деди.
37 Исһақ Әсавқа җававән: «Мән уни сениң үстүңдин ғоҗидар қилип қойдум. Униң барлиқ қериндашлирини униңға чакарлиққа бәрдим, мән уни ашлиқ вә йеңи шарап билән тәминлидим. Сениң үчүн мән немә қилалаймән, оғлум?»— деди.
38 Шу чағда Әсав атисиға: «Ата, сениңда пәқәт шу бирла бәрикәт бар едиму? Мениму бәрикәтлигин, ата, мениму!»— деди. Бу сөзләрни ейтиветип, Әсав қаттиқ жиғлап кәтти.
39 Җававән униң атиси Исһақ:
«Сениң маканиң мевилик йәрдин һәм асман шәбнимидин жирақ болиду.
40 Сән қиличиң билән яшайсән һәм иниңға хизмәт қилисән. Лекин шундақ вақит келидуки, сән исиян көтирип, униң боюнтуруғини бойнуңдин елип ташлайсән»,— деди.
41 Шуниң билән, Әсав атиси тилигән бәрикәтләр үчүн Яқупқа адавәтни көңлидә сақлап, өз жүригидә: «Атамға нисбәтән матәм күнләр йеқинлишиватиду. Шуниңдин кейин мән иним Яқупни өлтүрүветимән»,— дәтти.
42 Рәбәкәгә чоң оғли Әсавниң сөзлирини йәткүзгәндә, у дәрһал кичик оғли Яқупни чақиртип, униңға: «Акаң Әсав сени өлтүрүветимән дәп өз-өзигә тәсәлли қиливетипту.
43 Шуңлашқа, оғлум, маңа қулақ салғин: туруп, Харанға акам Лабанниң йениға қачқин.
44 Акаңниң ғәзиви бесилмиғичә, акамниң өйидә бирмунчә вақит яшап турғин.
45 Акаңниң саңа болған ғәзиви өтүп кәткичә вә сән униңға қилғиниңни унтимиғичә, шу йәрдә болғин. Шу вақитта мән саңа адәм әвәтип, шу йәрдин алдуруп кәлтүримән. Немә үчүн бир күндила иккилиңлардин мәһрум болушум керәк?»— деди.
46 Андин кейин Рәбәкә Исһаққа: «Мошу Хетниң қизлири касапитидин җенимдин җақ тойдум. Әгәр Яқупму бу йәрниң қизлиридәк, йәни Хетниң қизлиридин хотун алса, маңа яшашниң немә кериги бар?»— деди.