Яритилиш 28:1—22
28 Исһақ Яқупни чақирип, уни бәрикәтләп, униңға: «Сән өзәңгә қананий қизлиридин хотун алма.
2 Тур, анаңниң атиси Бәтуилниң Паддан-Аррамдики өйигә барғин вә анаңниң акиси Лабанниң қизлиридин өзәңгә хотун алғин.
3 Һәммигә Қадир Худа сени бәрикәтләп, саңа әвлат бериду вә уни көпсанлиқ қилиду һәм сәндин хәлиқләр жиғини чиқиду.
4 Сән мусапир болуп яшаватқан, Ибраһимға Худа бәргән йәрни егилишиң үчүн, У саңа Ибраһимниң бәрикитини бериду, саңа һәм сениң билән әвладиңға»,— деди.
5 Шуниң билән Исһақ Яқупни йолға салди вә у Паддан-Аррамға, сүрийәлик Бәтуилниң оғли, Яқуп билән Әсавниң аниси Рәбәкәниң акиси Лабанниң қешиға қарап маңди.
6 Әсав Исһақниң Яқупни бәрикәтләп, уни Паддан-Аррамға шу йәрдин хотун елишқа әвәткәнлигини, шундақла униңға: «Өзәңгә қананий қизлиридин хотун алмиғин» дәп буйруғанлиғини аңлап
7 вә Яқупниң ата-анисини тиңшап, Паддан-Аррамға кәткинини көрди.
8 Шунда Әсав қананий қизлириниң атиси Исһаққа яқмайдиғинини чүшәнди.
9 Шуңлашқа Әсав Исмаилниң уруқ-тухумиға берип, бар хотунлириниң үстигә Ибраһимниң оғли Исмаилниң қизи, Набайотниң сиңлиси Махалатани хотунлуққа алди.
10 Яқуп болса, Бәәршебадин чиқип, Харан тәрәпкә маңди.
11 Бирмунчә вақиттин кейин, күн олтуруп кәткәчкә, у шу йәрдә қонмақчи болди. Яқуп шу йәрдики ташлардин бирини елип, униңға бешини қоюп, шу җайда ятти.
12 Униңға бир чүш кирди: у шу йәрдә шотиниң турғанлиғини вә униң чоққиси асманға йәткәнлигини көрди. Униң арқилиқ Худаниң пәриштилири чиқип-чүшүвататти,
13 униң үстидин болса, Йәһва туруп:
«Мән Йәһва атилириң Ибраһим билән Исһақниң Худаси. Сән ятқан йәрни саңа вә сениң әвладиңға беримән.
14 Әвладиң йәрниң тописидәк көпийип, сән ғәрипкә, шәриқкә, шималға һәм җәнупқа тарилисән вә сән һәм әвладиң арқилиқ йәр-зиминниң барлиқ аилилири бәрикәтлиниду.
15 Мән сениң билән болумән вә сән маңған пүткүл йолуңда сени сақлаймән һәм мошу йәргә қайтуримән, чүнки саңа ейтқан сөзүмни орунлимиғичә, сени ташлимаймән»,— деди.
16 Яқуп охинип: «Дәрһәқиқәт, Йәһва бу йәрдидур, мән буни билмәптимән»,— деди.
17 У қорқуп кетип, йәнә: «Немә дегән қорқунучлуқ җай! Бу һәқиқий Худаниң өйи вә бу асманниң дәрвазиси екән»,— деди.
18 Таң сәһәрдә Яқуп туруп, бешиниң астидики ташни елип, уни түврүктәк тикләп, үстигә майни қуйди.
19 У бу җайни Бәйтәл дәп атиди, бурун бу шәһәр Луз дәп атилатти.
20 Андин Яқуп вәдә берип: «Әгәр Худа мениң билән болуп, мән маңған йолда мени сақлиса, йегили нан, кийгили кийим бәрсә,
21 шундақ қилип, мән атамниң өйигә аман-есән қайтсам, шу чағда Йәһва һәқиқәтән мениң Худайим екәнлигини көрситиду.
22 Мән түврүктәк тиклигән бу таш Худаниң өйи болиду һәм Сән маңа беридиған барлиқ нәрсиләрдин мән Саңа онинчи қисмини беримән»,— деди.