Яритилиш 29:1—35
29 Буниңдин кейин Яқуп туруп, Шәриқ турғунлириниң йеригә маңди.
2 У қариведи, далада қудуқни көрди, униң йенида үч отар қой ятатти, чүнки бу қудуқтин падиларни суғиратти. Қудуқниң ағзиға йоған бир таш тақалған еди.
3 Шу җайда барлиқ отарлар жиғилғанда, ташни қудуқниң ағзидин авдуруп қойларни суғуратти, андин қудуқниң ағзини йепиш үчүн ташни өз орниға домулитатти.
4 «Бурадәрләр, силәр қәйәрдин?»— дәп сориди Яқуп падичилардин. «Харандин»,— деди улар.
5 Шу чағда у улардин: «Силәр Нахорниң нәвриси Лабанни тонамсиләр?»— дәп сориди. «Тонуймиз»,— деди улар җававән.
6 Яқуп: «У сақ-саламәтму?»— дәп сориведи, улар җававән: «Сақ-саламәт. Мана, униң қизи Раһил қойлири билән келиватиду»,— дейишти.
7 Яқуп: «Күн техи узақ. Техи падиларни жиғиш вақти әмәс. Қойларни суғирип, уларни отлитиңлар»,— деди.
8 Улар: «Һәммә отарлар жиғилмиғичә вә қудуқниң ағзидики ташни еливәтмигичә, ундақ қилалмаймиз. Шу чағдила биз қойларни суғиралаймиз»,— дейишти.
9 Яқуп техи улар билән сөзлишиватқанда, Раһил атисиниң қойлири билән йетип кәлди, чүнки у уларни бақатти.
10 Лабан чоң дадисиниң қизи Раһилни вә Лабанниң қойлирини көргәндә, Яқуп берип, қудуқниң ағзидики ташни домилитиветип, чоң дадиси Лабанниң қойлирини суғарди.
11 Андин кейин Яқуп Раһилни сөйүп, жуқури авазда жиғлап кәтти.
12 Яқуп Раһилгә өзи Лабанниң җийәни вә Рәбәкәниң оғли екәнлигини ейтти. Шу чағда Раһил жүгрәп берип, атисиға хәвәрлиди.
13 Сиңлисиниң оғли Яқуп һәққидә аңлиған Лабан, униң алдиға жүгриди, у уни қучақлап сөйди вә өйигә елип кәлди. Яқуп Лабанға кәчүрмишлириниң һәммисини ейтип бәрди.
14 Шунда Лабан униңға: «Сән мениң сүйәк-етимсән»,— деди. Буниң билән Яқуп униң қешида толуқ бир ай турди.
15 Андин кейин Лабан Яқупқа: «Наһәтки, сән мениң җийәним болғачқа, маңа бекарға ишләттиңму? Ейтқина маңа, қандақ һәқни халайсән?»— деди.
16 Лабанниң икки қизи бар еди. Чоңиниң исми Лия, кичигиниң — Раһил еди.
17 Лияниң көзлириниң гөһири болмиған, лекин Раһилниң қәдди-қамити келишкән, чирайлиқ үзлүк еди.
18 Яқуп Раһилни яқтуруп қалди. Шуңлашқа у: «Мән кичик қизиңиз Раһил үчүн сизгә йәттә жил ишләп берәй»,— деди.
19 Лабан җававән: «Уни башқа кишигә бәргинимдин көрә, саңа бәргиним яхши. Мениңкидә турғин»,— деди.
20 Яқуп Раһил үчүн униңға йәттә жил ишлиди, лекин бу вақит униңға үч-төрт күндәк билинди, чүнки у уни сөйәтти.
21 Андин Яқуп Лабанға: «Әмгигимниң күнлири тошти, әнди аялимни маңа бериң, мән униң билән биллә турай»,— деди.
22 Шу чағда Лабан шу йәрдики һәммә кишиләрни жиғип, зияпәт қилип бәрди.
23 Кәч киргәндә, у чоң қизи Лияни елип, Яқупниң қойниға салди.
24 Лабан қизи Лияға өз чакари Зилпани чакарлиққа бәрди.
25 Әтигәнлиги бу Лия екәнлиги мәлум болди! Шунда Яқуп Лабанға: «Сиз мениң билән немә қилдиңиз? Мән сизгә Раһил үчүн ишлимидимму? Немишкә мени алдидиңиз?»— дәп сориди.
26 Лабан җававән: «Бизниң жутта кичигини чоңидин авал турмушқа бәрмәйду.
27 Мошу аялниң һәптисини ахириғичә мәйрәмлигин, кейин саңа иккинчисиму берилиду, бирақ униң үчүн сән маңа йәнә йәттә жил ишләйсән»,— деди.
28 Яқуп мақул болуп, Лия билән һәптиниң ахириғичә болди, андин кейин Лабан униңға қизи Раһилниму хотунлуққа бәрди.
29 Лабан шундақла қизи Раһилға өз чакари Валлани чакарлиққа бәрди.
30 Яқуп Раһилни қойниға алди. У Раһилни Лиядин артуқ сөйәтти вә Лабанға йәнә йәттә жил ишлиди.
31 Йәһва Лияниң әтиваланмиғинини көргәндә, У Лияниң туғутини ачти, Раһил болса туғмас еди.
32 Лия һамилдар болуп, оғул туғди вә уни Рувим дәп атиди, чүнки у: «Йәһва мениң хорланғинимни көрди вә әнди ерим мени яхши көрүп қалиду»,— деди.
33 У йәнә һамилдар болуп, йәнә бир оғул туғуп: «Йәһва әтиваланмиғанлиғимни аңлап, буниму маңа бәрди»,— деди. Шуңлашқа у уни Шимон дәп атиди.
34 У йәнә һамилдар болуп, йәнә бир оғул туғди вә: «Әнди мениң ерим маңа иштияқ бағлайду, чүнки мән униңға үч оғул туғуп бәрдим»,— деди. Шуңлашқа униң исмини Лавий қойди.
35 Андин кейин йәнә һамилдар болуп, бир оғул туғуп: «Бу қетим мән Йәһвани мәдһийиләймән!»— деди. Шуңлашқа у униң исмини Йәһуда дәп қойди. Шуниңдин кейин Лияниң туғути тохтиди.