Яритилиш 30:1—43

30  Раһил Яқупқа балиларни туғуп берәлмәйдиғинини көрүп, һәдисигә көрәлмәслик қилип, Яқупқа: «Маңа бала бәр, болмиса мән өлүк аялдәк болумән»,— деди.  Яқуп Раһилгә қаттиқ аччиғи келип: «Мән немә, балиятқуниң мевисини саңа бәрмигән Худамедим?»— деди.  Шу чағда Раһил: «Мана чакарим Валла. У мениң қучиғимға бала туғуп бериши вә у арқилиқ балилиқ болушум үчүн, сән уни қойнуңға алғин»,— деди.  У Яқупқа өз чакари Валлани хотунлуққа бәрди вә Яқуп униң қешиға кирди.  Валла һамилдар болуп, Яқупқа оғул туғуп бәрди.  Шунда Раһил: «Худа маңа қази болуп авазимни аңлиди һәм маңа оғул бәрди»,— деди. Шуңлашқа у уни Дан дәп атиди.  Раһилниң чакари Валла йәнә һамилдар болуп, Яқупқа иккинчи оғулни туғуп бәрди.  Шу чағда Раһил: «Мән һәдәм билән бар күчүмни селип күришип, йеңивалдим!»— дәп оғулға Нафтали дегән исим бәрди.  Лия башқа туғуп берәлмәйдиғинини көрүп, өз чакари Зилпани елип Яқупқа хотунлуққа бәрди. 10  Шуниң билән Лияниң чакари Зилпа Яқупқа оғул туғуп бәрди. 11  Шу чағда Лия: «Амәт!»— дәп, униңға Гад дегән исим бәрди. 12  Андин кейин Лияниң чакари Зилпа Яқупқа иккинчи оғулни туғуп бәрди. 13  Шунда Лия: «Немә дегән бәхит! Әнди аяллар мени бәхитлик дейишиду»,— деди. Шуниң билән у балини Ашер дәп атиди. 14  Буғдай омиси вақтида Рувим етизлиққа берип, мандрагор өсүмлүгиниң мевилирини тапти. У уларни аниси Лияға елип кәлди. Шу чағда Раһил Лиядин: «өтүнүмән, оғлуң әкәлгән мандрагорлардин маңа бир нәччисини бәргинә»,— дәп сориди. 15  Лекин Лия униңға: «Еримни тартивалғиниңни аз дәп, әнди оғлумниң мандрагорлириниму тартивалмақчимусән?»— деди. Шу чағда Раһил: «Оғлуңниң мандрагорлири үчүн, Яқуп бүгүн сени қойниға алиду»,— деди. 16  Яқуп кәчқурун етиздин кәлгәндә, Лия униң алдиға чиқип: «Бүгүн сән мениң билән ятисән, чүнки мән оғлумниң мандрагорлири билән сән үчүн төлидим»,— деди. У шу кечә Лия билән ятти. 17  Худа Лияни аңлап, униңға җавап бәрди. У һамилдар болуп, Яқупқа бәшинчи оғлини туғуп бәрди. 18  Шу чағда Лия: «Еримға чакаримни бәргиним үчүн, Худа мени мукапатлиди»,— дәп у оғлиға Иссакар дегән исим бәрди. 19  Лия йәнә һамилдар болуп, Яқупқа алтинчи оғлини туғуп бәрди. 20  Шу чағда Лия: «Худа маңа әҗайип соға қилди. Ахири ерим мениң билән биллә туридиған болиду, чүнки мән униңға алтә оғул туғуп бәрдим»,— деди. Шуниң билән у оғлиниң исмини Зәбулун дәп қойди. 21  Шуниңдин кейин Лия бир қиз туғуп, уни Дина дәп атиди. 22  Ахири Худа Раһилниму әскә алди. Худа уни аңлап, җававән униң балиятқусини ачти. 23  У һамилдар болуп, оғул туғди. Раһил шу чағда: «Худа мениңдин шәрмәндичиликни елип ташлиди!»— деди. 24  У оғлини Йүсүп дәп атап, йәнә: «Йәһва маңа йәнә бир оғул қошти»,— деди. 25  Раһил Йүсүпни туққандин кейин, Яқуп Лабанға: «Мени қоюп бериң вә мән өз җайимға, өз йеримгә кетәй. 26  Мениң сизгә ишләп тапқан аяллирим билән балилиримни маңа бериң һәм мән кетәй. Чүнки сиз билисизғу, қандақ мән сизгә садиқ хизмәт қилдим»,— деди. 27  Шунда Лабан җававән: «Әгәр мән сениң алдиңда илтипат тапқан болсам... Барлиқ нәрсиләрдә Йәһва мени сениң арқилиқ бәрикәтләватқинини көрүватимән»— дәп 28  йәнә: «Өзәң һәққиңни бәлгүлә, мән саңа шуни берәй»,— деди. 29  Шунда Яқуп униңға: «Сиз өзиңиз билисизғу, қандақ мән сизгә ишлидим вә падиңиз мениң қолумда қандақ болди: 30  мениң келишимдин авал сиздә у аз болған еди, һазир болса сизниң һәммә нәрсиңиз көп, чүнки мениң келишим билән Йәһва сизни бәрикәтлиди. Лекин мән қачан өз өйүм үчүн бир нәрсә қилимән?»— деди. 31  Шу чағда Лабан: «Саңа немә берәй?»— дәп сориди. Яқуп җававән: «Маңа һечнемә бәрмәң. Әгәр сиз мән сорайдиған нәрсини қилсиңиз, мән яңливаштин падиңизни бақимән. Мән кәлгүсидиму униңға қараймән. 32  Бүгүн мән пүткүл падиңизни арилап чиқимән. Униңдин барлиқ ала-чипар вә қара-қоңур қойларни, шундақла барлиқ қениқ-қоңур яш қошқарларни вә барлиқ ала-була өшкиләрни бөлүветиң. Бүгүндин башлап мошундақлар мениң һәққим болсун. 33  Қайсила күни сиз келип мениң һәққимни тәкшүрүп көрсиңиз, шуни билисизки, мән диянәтлик билән иш қилимән. Әгәр өшкиләрниң арисида мениңда ала-чипарсиз, қара-қоңурсиз қоза болуп қалса вә яш қошқарларниң арисида қениқ-қоңурсиз қошқар болуп қалса, бу оғриланған болиду»,— деди. 34  Лабан: «Хош! Сән ейтқиниңдәк болсун»,— деди. 35  Шу күни у барлиқ ала-чипар вә қара-қоңур текиләрни, вә барлиқ ала-чипар өшкиләрни, шундақла барлиқ аз-паз чекими бар яки қениқ-қоңур болған яш қошқарларни бөлүп, уларни оғуллириниң қолиға тапшурди. 36  Шуниңдин кейин у өзи билән Яқупниң оттурисида үч күнлүк арилиқни қойди вә Яқуп Лабанниң қалған падилирини беқишқа башлиди. 37  Яқуп терәк, бадам вә чинар дәрәқлириниң йеңи кесилгән чивиқлирини елип, улардин йоллуқ қепини шилип, ақ сизиқларни чиқарди. 38  У мални қачуруш үчүн, пада су ичкили кәлгән вақитта униң алдида су оқурлириға шилинған чивиқларни қоятти. 39  Мал чивиқларниң алдида қечип, падиларда ала-була, чипар вә қара-қоңур җаниварлар туғулатти. 40  Яқуп яш қошқарларни айрип, андин падилирини шундақ бураттики, Лабанниң падисидики мал ала-чипар вә барлиқ қениқ-қоңур қойларға қаратти. Шуниңдин кейин у өз отарлирини айрим тутуп, уларни Лабанниң падилириға қошматти. 41  Һәрқетим күчлүк мал қачқанда, улар чивиқларниң алдида җүплишиши үчүн, Яқуп уларни көз алдиға оқурларға қоятти. 42  Мал аҗиз болса, Яқуп чивиқларни қойматти. Шундақ қилип, аҗиз мал һәрқачан Лабанға, күчлүк мал Яқупқа тегәтти. 43  Шундақларчә бу киши бара-бара бай болуп, униңда зор падилар, аял вә әр чакарлар, төгиләр вә ешәкләр пәйда болди.

Изаһәтләр