Яритилиш 31:1—55

31  Бираз вақит өтүп, Яқуп Лабанниң оғуллириниң: «Яқуп атимизниң бар нәрсисини еливалди вә атимизға тәәллуқ мүлүктин өзигә байлиқ топлавалди»,— дәватқинини аңлап қалди.  Яқуп Лабанниң чирайиға қариведи, у униңға бурунқидәк қаримайватқанлиғини көрди.  Ахири Йәһва Яқупқа: «Сән әҗдатлириңниң зиминиға, уруқ-туққанлириңға қайтқин һәм Мән сениң билән болумән»,— деди.  Шу чағда Яқуп Раһил билән Лияға адәм әвәтип, уларни өз падиси отлаватқан көкләмгә чақиртип,  уларға: «Мән атаңларниң чирайини көрүватимән: у маңа бурунқидәк қаримайду, лекин мениң билән атамниң Худаси биллә.  Силәр өзәңлар билисиләр, мән атаңларға күчүмни айимай ишлидим,  у болса, мениң билән адилсиз болуп, он қетим һәққимни өзгәртти. Амма Худа униң маңа зиян йәткүзүшигә йол қоймиди.  У: “Сениң һәққиң ала-чипар мал болиду” дегәндә, барлиқ мал ала-чипар туғди, у: “Сениң һәққиң ала-була мал болиду” дегәндә, барлиқ мал ала-була туғди.  Шундақ қилип, Худа падини атаңлардин тартивелип, маңа бәрди. 10  Күнләрниң биридә, мал қачқан вақитта мән чүшүмдә көзүмни ечип, өшкиләргә сәкрәватқан текиләрниң ала-була, чипар һәм қара-қоңур екәнлигини көрдүм. 11  Шу чағда һәқиқий Худаниң пәриштиси маңа чүшүмдә: “Яқуп!”— девиди: “Мана мән”,— дедим. 12  У сөзини давам қилип: “Мәрһәмәт, бешиңни көтүрүп қариғина: өшкиләргә сәкрәватқан барлиқ текиләр ала-була, чипар һәм қара-қоңур, чүнки Мән Лабанниң саңа қиливатқининиң һәммисини көрүватимән. 13  Мән, сән Бәйтәлдә түврүкни майлап, Маңа вәдә бәргәндә көрүнгән һәқиқий Худадурмән. Демәк, орнуңдин тур вә бу зиминдин чиқ, вә өзәң туғулған йәргә қайт”»,— деди. 14  Раһил вә Лия униңға җавап берип: «Атимизниң өйидә бизгә тегишлик мирасниң несиви қалдиму? 15  У бизгә ят әлликләрдәк мунасивәт қилмайватмамду? Чүнки у бизни сетиветип, биз үчүн алған пулни йәватидиғу. 16  Шуңа Худа атимиздин тартивалған барлиқ байлиқ бизгә һәм балилиримизға мәнсүп. Шуңлашқа Худа саңа ейтқан һәммә нәрсини қилғин»,— дейишти. 17  Шу вақитта Яқуп туруп, балилири билән аяллирини төгиләргә миндүрүп, 18  топлиған барлиқ мүлкини вә барлиқ падисини — Паддан-Аррамда униңда пәйда болған шәхсий падисини елип, атиси Исһақниң йениға Қанан зиминиға йол алди. 19  Лабан қойлирини қирқиғили кәткән еди, Раһил болса, шу вақитта атисиға тәәллуқ аиләвий бутларни оғрилавалди. 20  Яқуп сүрийәлик Лабанни алдап қойди, чүнки униңға һечнәрсә демәй кетип қалди. 21  У бар нәрсиси билән қечип кәтти, Фират дәриясиға йетип келип, униңдин өтти. Униңдин кейин у тағлиқ Гилиад йеригә қарап маңди. 22  Үчинчи күни Лабанға Яқупниң қачқини тоғрисида хәвәр йәтти. 23  Шу чағда у қериндашлирини елип, кәйнидин қоғлиди вә йәттә күндин кейин уни тағлиқ Гилиад йеридә қоғлап йәтти. 24  Түндә сүрийәлик Лабанниң чүшигә Худа кирип, униңға: «Қара, сән Яқупқа йә ақ, йә көк демә»,— дәп әскәртти. 25  Лабан Яқупни қоғлап йәткәндә, Яқуп чедирини тағлиқ Гилиад йеридә тиккән еди, Лабанму қериндашлирини шу җайда қараргаһ қилип орунлаштурди. 26  Лабан Яқупқа: «Бу немә қилғиниң? Сән мени алдап, қизлиримни қилич билән әсиргә алғандәк, елип кетипсән. 27  Немишкә сән йошурун кәттиң? Немишкә мени алдап, хәвәр бәрмидиң? Мән сени шат-хорам нахшилар билән, дап вә чилтар челип узитип қояттим. 28  Сән маңа нәврилирим билән қизлиримни сөйүп узитип қоюшқа пурсәт бәрмидиң. Сән әқилсизлиқ қилипсән! 29  Мән силәргә зулум көрситидиған қудритим бар, лекин түнүгүн кәчтә атаңниң Худаси маңа сөз қилип: “Қара, Яқупқа йә ақ, йә көк демә”,— деди. 30  Мәйли, сән атаңниң өйигә қаттиқ уқақ тартип кәткән болсаңму, бирақ немә үчүн мениң худалиримни оғрилидиң?»— деди. 31  Яқуп Лабанға җававән: «Мән қорқтим. Мән сизни қизлирини мәндин тартиваламдекин дәп ойлидим. 32  Кимдә худалириңизни тепивалсиңиз, шу тирик қалмайду. Қериндашлиримиз алдида мениңда бар нәрсиниң һәммисини тәкшүрүң вә тапсиңиз, еливелиң»,— деди. Яқуп Раһилниң уларни оғрилавалғинини билмиди. 33  Лабан Яқупниң чедириға, андин Лияниң чедириға, икки чакарниң чедирлириға кирип ахтуруп, һечнемә тапалмиди. Ахири у Лияниң чедиридин чиқип, Раһилниң чедириға кирди. 34  Раһил болса бутларни елип, уларни төгиниң егәр-тоқуминиң ичигә тиқип, үстидә олтурувалди. Лабан пүткүл чедирни ахтуруп, һечнемә тапалмиди. 35  Шу чағда Раһил атисиға: «Ғоҗам, алдида туралмиғиним үчүн хапа болмаң, чүнки мениңда һазир аялларда болудиған нәрсә болуватиду»,— деди. Шундақ қилип, Лабан һәммә йәрни қоймай ахтурупму, аиләвий бутларни тапалмиди. 36  Шунда Яқупниң аччиғи келип, у Лабанға наразилиқ билдүрди. Яқуп Лабанға: «Мени шунчә җайиллиқ билән қоғлиғидәк, мән қандақ җинаәт қилиптимән вә мениңда қандақ гуна бар? 37  Сиз мениң барлиқ затлиримни ахтурдиңиз вә өйиңизниң затлиридин немини таптиңиз? Тапқиниңизни қериндашлиримизниң көз алдида қоюң һәм улар бизгә һөкүм чиқарсун. 38  Мән сиз билән жигирмә жил биллә болдум. Қой-өшкилириңиз бала ташлимиди һәм мән һечқачан отарлириңизниң қошқарлирини йемидим. 39  Боғуветилгән җаниварларни қешиңизға елип кәлмидим, бу зиянни мән өзәм толтурдим. Кечиси яки күндүзи оғриланған мални сиз мәндин үндәрдиңиз. 40  Шундақ болдики, күндүзи мән иссиқтин, кечиси соғдин қийнилаттим вә уйқум көзүмдин қачатти. 41  Мән үчүн өйиңиздә жигирмә жил шундақларчә өтти. Мән сизгә икки қизиңиз үчүн он төрт жил ишлидим, алтә жил падиңиз үчүн, лекин сиз иш һәққимни он қетим өзгәрттиңиз. 42  Әгәр атамниң Пәрвәрдигари, Ибраһимниң Рәбби вә Исһақ қорқудиған Худа мениң билән болмиған болса, сиз мени һазир қуруқ қол әвәтиветәттиңиз. Худа мениң дәрдимни һәм қоллиримниң әмгигини көрүп, шуңлашқа У сизни өткән кечидә паш қилди»,— деди. 43  Лабан җававән Яқупқа: «Бу қизлар мениң қизлирим һәм бу балилар мениң нәврилирим, бу пада мениң падам вә сән һазир көрүватқан һәммә нәрсә мениң һәм қизлиримниңкидур. Мән бүгүн уларға вә улар туққан балиларға қандақ яманлиқ қилалаймән? 44  Қени кәл, келишим түзәйли, мән билән сән, келишим оттуримизда гува болсун»,— деди. 45  Яқуп таш елип, уни түврүктәк тикләп қойди. 46  Андин Яқуп қериндашлириға: «Таш жиғиңлар!»— деди. Улар ташларни жиғип, дөң ясиди. Кейин улар шу дөңдә тамақланди. 47  Лабан бу дөңни Йәгар-Сагадута дәп атиди, Яқуп уни Гилиад дәп атиди. 48  Лабан: «Бу дөң бүгүн иккимизниң оттурида гува болсун»,— деди. Мана, мошу сәвәптин Яқуп уни Гилиад, 49  шундақла Күзәт Мунариси дәп атиғанлиқтин, Лабан: «Иккимиз айрилип кәткәндә, Йәһва аримизда күзәттә турсун. 50  Әгәр сән қизлиримни бозәк қилсаң, яки қизлиримниң үстигә башқа хотунларни алсаң, есиңда болсунки, гәрчә биз билән адәм болмисиму, Худа мән билән сениң араңда Гувачидур»,— деди. 51  Лабан Яқупқа йәнә: «Мана дөң вә мән оттуримизға қойған түврүк. 52  Бу дөң һәм бу түврүк мениң саңа яманлиқ қилиш үчүн мошу дөңдин нери өтмәйдиғанлиғимниң вә сәнму маңа яманлиқ қилиш үчүн өтмәйдиғанлиғиңға гувачилар болсун. 53  Бизни Ибраһимниң Илаһи һәм Нахорниң Илаһи вә уларниң атисиниң Илаһи һөкүм қилсун»,— деди. Яқуп болса атиси Исһақ қорқудиған Худаси билән қәсәм қилди. 54  Андин кейин Яқуп тағда қурванлиқ әкелип, қериндашлирини өзи билән тамақлинишқа тәклип қилди. Улар тамақлинип, тағда қонди. 55  Таң сәһәрдә Лабан туруп, нәврилири билән қизлирини сөйүп, уларни бәрикәтлиди. Андин Лабан өйигә қайтиш үчүн йолға чиқти.

Изаһәтләр