Яритилиш 32:1—32
32 Яқуп йолини давамлаштурди вә униңға Худаниң пәриштилири учриди.
2 Яқуп уларни көрүп: «Бу Худаниң қараргаһи!»— деди. Шуңа у шу җайни Маһанаим дәп атиди.
3 Андин Яқуп өзиниң алдидин Сәир зимининиң Едум йеридики акиси Әсавқа хәвәрчиләрни әвәтип,
4 уларға: «Мана силәр ғоҗам Әсавқа дәйдиған сөзләр: “Чакариңиз Яқуп мундақ деди: “Мән Лабанниң қешида мусапирдәк яшап, узақ вақит, мошу кәмгичә болдум.
5 Мениңда буқилар, ешәкләр вә қойлар, әр вә аял чакарлар пәйда болди, әнди мән ғоҗамниң көз алдида илтипат тепиш үчүн, мошу тоғрилиқ хәвәрләватимән”»,— дәп буйриди.
6 Бирмунчә вақиттин кейин хәвәрчиләр Яқупқа қайтип: «Биз акиңиз Әсавниң қешида болдуқ. У сизниң алдиңизға чиқти һәм униң билән 400 киши»,— деди.
7 Яқуп наһайити қорқуп, вәһимә қилди. У өзи билән болған адәмләрни, қой, қара мал һәм төгиләрни икки топқа бөлүп:
8 «Әгәр Әсав келип бир топқа һуҗум қилса, у чағда йәнә бир топ аман қалар»,— деди.
9 Андин кейин Яқуп: «Ата-бовилиримиз Ибраһим билән Исһақниң Худаси Йәһва! Сән маңа: “Өз зиминиң вә уруқ-туққанлириңниң қешиға қайтқин һәм Мән саңа илтипат қилимән!”— дәйсән.
10 Мән Сениң өз чакариңға көрсәткән пүткүл сөйүмлүк меһриванлиғиңға вә барлиқ садиқлиғиңға лайиқ әмәсмән. Мән Иордандин өткәндә, мениңда пәқәт ялғуз һаса таяқ бар еди, әнди мана мениңда икки қараргаһ бар.
11 Сәндин ялвуримәнки, мени акамниң қолидин, Әсавниң қолидин қутулдурғайсән, чүнки мән униңдин қорқуватимән, у келип маңа, балилирим билән анилириға һужум қилиду дәп қорқуватимән.
12 Сәвәви, Сән Өзәң: “Мән саңа илтипатлиқ болуп, әвладиңни деңиз қирғиғидики қумдәк сан-санақсиз көп қилимән», дегән едиңғу”»,— деди.
13 Яқуп шу йәрдә қонди. Һәм у униңда болған барлиқ нәрсисидин акиси Әсавқа һәдийәгә
14 икки йүз өшкә һәм жигирмә текә, икки йүз қой һәм жигирмә қошқар,
15 оттуз сағлиқ төгә балилири билән, қириқ кала һәм он буқа, жигирмә чиши ешәк һәм он һаңга ешәкни бөлүп алди.
16 Андин у бу падиларни новәт билән чакарлириға тапшуруп, уларға: «Алдимда меңип дәриядин өтүп, падиларниң арисида арилиқ қоюп, һайдап меңиңлар»,— деди.
17 Андин у биринчисигә әмир қилип: «Әгәр акам Әсав саңа учриғанда: “Сениң ғоҗайиниң ким, қәйәргә маңдиң вә алдиңда кетиватқанлар кимниң?”— дәп сориса,
18 сән: “Сизниң чакариңиз Яқупниң. Бу ғоҗам Әсавқа әвәтилгән һәдийәдур, өзи болса кәйнимиздин келиватиду”, дегин»,— деди.
19 У иккинчисигиму, үчинчисигиму вә падиларни қарап маңғучиларниң һәммисигә буни буйруп: «Әсавни учратқанда, мошундақ дәңлар»,— деди.
20 Һәм йәнә: “Чакариңиз Яқуп арқимизда”, дәңлар»,— деди. У буни ойида: «Алдимда әвәтилгән һәдийә билән униң көңлини алай, андин үзини көрәй. Бәлким, у мени илтипат билән қобул қилар»,— деди.
21 Шундақ қилип, һәдийәгә бәлгүләнгән мал Яқуптин авал дәриядин өтти, өзи болса қараргаһта қонуп қалди.
22 Кейинирәк шу кечидә у орнидин қопуп, икки аялини, икки чакарини вә он бир оғлини елип, Яббук дәриясидин кечип өтти.
23 У уларни дәрия вадисидин өткүзди, бар нәрсисиниң һәммисини өткүзди.
24 Мана Яқуп ялғуз қалди. Шу чағда униң билән бир адәм челишти вә таң атқичә челишти.
25 Шу адәм Яқупни йеңәлмәйватқинини көрүп, челишиватқанда Яқупниң янпаш өгисигә қолини тәккүзүведи, өгә орнидин чиқип кәтти.
26 У киши: «Мени қоювәткин, чүнки таң атти»,— деди. Лекин Яқуп: «Мени бәрикәтлимигичә, қоювәтмәймән»,— деди.
27 У: «Исмиң немә?»— дәп сориведи,— «Яқуп»,— деди.
28 У Яқупқа: «Әнди сени Яқуп әмәс, бәлки Исраил дәп атайду, чүнки сән Худа вә адәмләр билән челиштиң һәм йеңивалдиң»,— деди.
29 Яқупму униңдин: «Илтимас, исмиң немә?»— дәп сориди. Лекин у: «Немә үчүн сән исмимни сорайсән?»— деди. Мошу сөзләр билән у уни шу йәрдә бәрикәтлиди.
30 Яқуп шу җайни «Пениәл» дәп атиди, чүнки у: «Мән Худани үзму-үз көрдүм, лекин җеним қутқузулди»,— дәп ойлиди.
31 Яқуп Пениәлниң йенидин өтүп маңғанда, күн чиқти. У асқақлап маңатти, чүнки униң янпаш сүйиги зәхмиләнгән еди.
32 Шуңа Исраилниң оғуллири мошу кәмгичә янпаш өгиниң сиңирини йемәйду, чүнки У Яқупниң янпаш өгисиниң сиңириға тәккән еди.