Яритилиш 33:1—20
33 Бираз вақиттин кейин Яқуп бешини көтүрүп қариведи, Әсавниң вә униң билән 400 адәмниң келиватқинини көрди. Шу чағда у Лияни балилири билән, Раһил вә икки чакарини балилири билән бөлүвәтти
2 чакарлирини балилири билән алдиға, Лияни балилири билән улардин кейин, Раһил билән Йүсүпни һәммисидин кейин қойди.
3 Өзи болса, әң алдида меңип, акисиға йеқинлашқанда, йәттә қетим йәргичә тазим қилди.
4 Әсав униң алдиға жүгрәп келип, уни қучақлап сөйди вә улар жиғлишип кәтти.
5 Андин Әсав бешини көтүрүп, аяллар билән балиларни көрүп: «Сән билән келиватқан булар кимләр?»— дәп сориди. Яқуп җававән: «Худа илтипати бойичә чакариңға бәргән пәрзәнтләр»,— деди.
6 Шу чағда чакарлар балилири билән униң алдиға келип тазим қилди.
7 Лия вә униң балилириму келип тазим қилди, андин Йүсүп билән Раһил келип тазим қилди.
8 Әсав: «Маңа йолда учриған топларниң һәммиси немини билдүриду?»— дәп сориди. Яқуп җававән: «Мән ғоҗамниң алдида илтипат тепишим үчүндур»,— деди.
9 Әсав: «Укам, мениңда һәммә нәрсә көп. Сениңки өзәңдә қалсун»,— деди.
10 Бирақ Яқуп: «Яқ, өтүнүмән, әгәр мән алдиңда илтипат тапқан болсам, һәдийәмни қолумдин қобул қилғайсән, чүнки мән арман қилғандәк, үзүңни көрдүм, сән мени шат-хорам қобул қилғиниңда, худди Худаниң үзини көргәндәк болдум.
11 Илтимас, мошу һәдийәни мениң саңа елип кәлгән бәрикитимдәк қобул қилғайсән, чүнки Худа маңа илтипат көрсәткәнлигидин, мениңда һәммә нәрсә бар»,— деди. У Әсавни шундақ дәп қайил қилди, ахири у һәдийәни алди.
12 Андин Әсав: «Кәл, йолға чиқайли һәм мән сениң алдиңда маңай»,— деди.
13 Лекин Яқуп униңға: «Ғоҗам көрдиғу, балилар назук, шундақла мениңда сағлиқ қойлар вә қара мал бар. Әгәр уларни гәрчә бир күн болсиму чапсан қоғлисақ, пүткүл пада өлүп кетиду.
14 Шуңа өтүнүмәнки, ғоҗам, сән чакариңниң алдида маңғайсән, мән болсам, ғоҗамниң йениға Сәирға кәлмигичә, алдиримай, мал вә балиларниң меңишиға қарап, маңай»,— деди.
15 Шунда Әсав: «Ундақта өтүнүмән, адәмлиримниң бирсини қешиңда қоюшқа рухсәт қилғин»,— деди. Яқуп җававән: «Керәк әмәс. Ғоҗамниң нәзәридә илтипат тепишқа рухсәт қилғайсән»,— деди.
16 Шундақ қилип, шу күни Әсав бурулуп, Сәирға қайтип кәтти.
17 Яқуп болса Суккотқа қарап маңди вә өзигә өй, падисиға лапасларни ясиди. Шуңлашқа у бу җайни Суккот дәп атиди.
18 Паддан-Аррамдин қайтип, Яқуп аман-есән Қанан зиминидики Сихем шәһиригә кәлди, у шәһәр алдида чедирларни тикти.
19 Андин у Еморниң оғуллири, Сихемниң атисидин 100 күмүч пулға етизлиқниң бир қисмини сетивалди, шу җайда у чедирини тикти.
20 Шуниңдин кейин у шу җайға бир қурбангаһ селип, уни Илаһ — Исраил Илаһи дәп атиди.