Яритилиш 34:1—31
34 Дина, Лияниң Яқупқа туғуп бәргән қизи, шу йәрниң қизлири билән көрүшүшкә тола чиқатти.
2 Шу йәрниң әмири һивийлиқ Еморниң оғли Сихем уни көрүп қалди. У уни тутувелип, зорлап биргә ятти.
3 Сихемниң җени Яқупниң қизи Динаға амрақ болуп, уни яхши көрүп қалди вә у уни өз муһәббитидә ишәндүрүшкә башлиди.
4 Ахири Сихем атиси Еморға: «Бу қизни маңа хотунлуққа елип бәргин»,— деди.
5 Яқуп қизи Динаниң иппитигә Сихем тәккәнлигини аңлиди. Бирақ униң оғуллири пада билән далада болғанлиғидин, Яқуп улар кәлгичә унчуқмиди.
6 Бираз вақиттин кейин Сихемниң атиси Емор Яқуп билән сөзләшкили кәлди.
7 Яқупниң оғуллири бу вақиә тоғрилиқ аңлапла, даладин қайтип кәлди. Улар һақарәтләнгән һәм интайин ғәзәпләнгән һалда еди, чүнки Сихем Исраил билән виждансиз вә әқилсиз иш қилди: у Яқупниң қизиниң номусиға тәгди, буни қилмаслиқ керәк еди.
8 Емор уларға: «Оғлум Сихемниң җени қизиңларға көйүп қапту. Силәрдин өтүнүмән, қизиңларни униңға хотунлуққа бериңлар,
9 биз билән нека иттипақлирини қуруңлар: қизлириңларни бизгә бериңлар, бизниң қизлиримизни силәр елиңлар.
10 Биз билән биллә туруңлар, мана йеримиз силәр үчүн: униңда яшаңлар, ишлириңларни жүргүзүңлар һәм маканлишиңлар»,— деди.
11 Андин Сихем қизниң атиси билән қериндашлириға: «Пәқәт нәзәриңларда илтипат тапсам екән! Силәр немә десәңлар, шуни берәй.
12 Қиз үчүн әң чоң селиқ селиңлар вә мениңдин халиған соға тәләп қилиңлар, мән ейтқиниңларчә берәй, пәқәт бу қизни маңа хотунлуққа бериңлар»,— деди.
13 Сихем билән униң атиси Еморға җавап берип, Яқупниң оғуллири уларни алдиди, чүнки Сихем сиңлиси Динаниң иппитигә тәккән еди.
14 Улар буларға: «Биз бундақ қилалмаймиз, сиңлимизни хәтнә қилинмиған адәмгә берәлмәймиз, чүнки биз үчүн бу шәрмәндичилик.
15 Буниңға пәқәт бир шәртимизни орунлисаңлар һәм биздәк болсаңлар, йәни барлиқ әр кишиләр силәрдә хәтнә қилинса, биз келишимиз.
16 Шу чағда биз қизлиримизни силәргә берип, силәрниң қизлириңларни биз елип, силәр билән биллә яшап бир хәлиқ болумиз.
17 Амма әгәр силәр бизни тиңшимисаңлар вә хәтнә қилмисаңлар, ундақта қизимизни елип кетимиз»,— деди.
18 Уларниң сөзлири Емор билән униң оғли Сихемға яқти,
19 жигит бу шәртни кәйнигә созмиди, чүнки Яқупниң қизи униңға интайин яқатти. Сихем болса атисиниң өйидики әң һөрмәтлик киши еди.
20 Шуниң билән Емор оғли Сихем билән шәһириниң дәрвазисиға берип, турғунларға:
21 «Бу кишиләр бизгә течлиқпәрвәр мунасивәт қиливатиду. Шуңа улар мошу йәрдә яшап, тиҗаритини қилсун, чүнки алдимиздики йәр кәң-таша. Биз уларниң қизлирини хотунлуққа елип, өз қизлиримизни уларға беримиз.
22 Лекин улар биз билән яшап, бир хәлиқ болушқа пәқәт бир шәртни, йәни бизниң барлиқ әр кишиләр улардәк хәтнә қилинишини орунлисақ, келишиду.
23 Шу чағда уларниң мүлки, байлиғи һәм барлиқ мели бизниңки болмамду? Биз пәқәт уларға мақул болсақ, улар биз билән яшайду»,— дейишти.
24 Шуниң билән шәһәрниң дәрвазисидин кирип-чиққанларниң һәммиси Емор билән униң оғли Сихемға қулақ салди вә барлиқ әр кишиләр, шәһәр дәрвазисидин кирип-чиққанлар, хәтнә қилинди.
25 Үчинчи күни, улар ағриқ ятқинида, Яқупниң икки оғли, Динаниң акилири Шимон билән Лавий һәрқайсиси өз қиличини елип, һечқандақ гуман кәлтүрмәй, шәһәргә кирди вә барлиқ әр кишиләрни өлтүрүшкә башлиди.
26 Улар қилич билән Емор һәм оғли Сихемниму өлтүрүп, Динани Сихемниң өйидин елип кәтти.
27 Андин Яқупниң башқа оғуллириму еғир җараһәтләнгәнләргә һуҗум қилип, сиңлисиниң номусиға тәккини үчүн шәһәрни булап-талиди.
28 Улар қой вә қара мални, ешәкләрни вә шәһәрдики һәм даладики һәммә нәрсини елип кәтти.
29 Улар һивийларниң барлиқ мал-мүлкини елип, уларниң хотун, балилирини әсиргә елип кәтти вә уларниң өй ичидики барлиқ нәрсилириниму булап-талап кәтти.
30 Шу вақитта Яқуп Шимон билән Лавийға: «Бу зиминниң турғунлири қананийлар билән пәризийләргә өч көрситип, силәр мени қоғландилиққа салдиңлар. Улар чоқум жиғилип, маңа һуҗум қилиду, мениңда болса адәм аз, шуңа мән пүткүл өйүм билән қирилип кетимән»,— деди.
31 Улар җававән: «Сиңлимиз билән паһишә аялдәк муамилә қилса, болаттиму немә?»— дейишти.