Яритилиш 35:1—29
35 Мошу вақиәләрдин кейин Худа Яқупқа: «Орнуңдин қозғилип Бәйтәлгә маңғин һәм шу йәрдә орунлашқин. Сән акаң Әсавтин қачқанда, саңа көрүнгән һәқ Худаға шу җайда қурбангаһ ясиғин»,— деди.
2 Шуниң билән Яқуп өйидикилиригә вә өзи билән болғанларниң һәммисигә мундақ деди: «Силәрдики ят әллик бутларни йоқитиңлар, тазилиниңлар вә йепинчақлириңларни йөткәңлар,
3 андин туруп Бәйтәлгә маңайли. Бешимға күн чүшкәндә, маңа җавап бәргән һәм пүткүл йолумда мениң билән болған һәқиқий Худаға мән шу җайда қурбангаһ ясаймән».
4 Улар Яқупқа өзлиридики ят әллик һәммә бутларни вә қулақлиридики һалқилирини беривәтти, Яқуп уларни Сихемниң йенидики йоған дәрәқниң түвигә көмүвәтти.
5 Андин улар сәпәргә атланди. Худа әтрапидики һәммә шәһәрләргә қорқунуч салди, шуңлашқа улар Яқупниң оғуллирини қоғлимиди.
6 Ахири Яқуп Қанан зиминидики Луз, йәни Бәйтәлгә кәлди, у өзи вә униң билән болған барлиқ кишиләр.
7 У шу йәрдә қурбангаһ ясап, шу җайни Ил-Бәйтәл дәп атиди, чүнки шу йәрдә у акисидин қачқанда, униңға һәқиқий Худа көрүнгән еди.
8 Бираз вақиттин кейин Рәбәкәниң емитқан аниси Дебора өлүп қалди, уни Бәйтәл җайлашқан дөңниң етигидики қудрәтлик бир дәрәқниң түвигә дәпин қилди. Шу сәвәптин, Яқуп уни Аллон-Бакут дәп атиди.
9 Шуниңдин кейин Паддан-Аррамдин болған йолда Худа йәнә Яқупқа көрүнүп, уни бәрикәтлиди.
10 Худа униңға: «Сениң исмиң Яқуп. Бирақ әнди сени Яқуп дәп атимайду, бәлки исмиң Исраил болиду»,— деди. Шуниң билән Худа униңға Исраил дәп ат қойди.
11 Худа йәнә: «Мән Һәммигә Қадир Худадурмән. Әвлат көрүп, көпәйгин. Сәндин хәлиқләр һәм хәлиқләрниң жиғини пәйда болиду, падишаларму сениңдин чиқиду.
12 Ибраһим билән Исһаққа бәргән бу зиминни саңа вә сәндин кейин әвладиңға беримән»,— деди.
13 Шуниңдин кейин Худа униң билән сөзләшкән җайдин көтирилип кәтти.
14 Шу чағда Яқуп Худа өзи билән сөзләшкән җайға түврүкни қойди, ташлиқ түврүкни вә униң үстигә ичимлик һәдийәни һәм зәйтун мейини қуйди.
15 Яқуп Худа өзи билән сөзләшкән шу җайға Бәйтәл дәп нам бәрди.
16 Андин улар Бәйтәлдин йолға чиқти. Ефратаға хелила йол қалғанда, Раһил туғушқа башлиди, униң туғути еғир болди.
17 У қаттиқ азапланди, шуңа киндик ана униңға: «Қорқма, сениң йәнә бир оғлуң болиду»,— деди.
18 Униң җени чиқиватқанда, у оғлини Бенони дәп атиди, лекин атиси оғлиға Бениамин дәп исим қойди.
19 Раһил вапат болди, уни Ефратаниң, йәни Бәйтләһәмниң йолида дәпин қилди.
20 Яқуп униң йәрлигидә түврүкни тикләп қойди. Шу түврүк мошу кәмгичә Раһилниң қәбридә турмақта.
21 Шу ишлардин кейин Исраил йолға чиқип, өз чедирини Едер мунарисиниң кәйнигә тикти.
22 Исраил шу зиминда чедирларда турған вақтида Рувим атисиниң тоқали Валла билән ятти вә Исраил буни билип қалди.
Яқупниң он икки оғли бар еди.
23 Лияниң оғуллири: Яқупниң тунҗиси Рувим, Шимон, Лавий, Йәһуда, Иссакар һәм Зәбулун еди.
24 Раһилниң оғуллири: Йүсүп билән Бениамин еди.
25 Раһилниң чакари Валланиң оғуллири: Дан һәм Нафтали еди.
26 Лияниң чакари Зилпаниң оғуллири: Гад һәм Ашер еди. Булар Яқупниң Паддан-Аррамда туғулған оғуллиридур.
27 Ахири Яқуп атиси Исһақниң қешиға, Ибраһим вә Исһақ мусапирдәк яшиған Мамрәгә, Кириат-Арбаға, йәни Һибронға йетип кәлди.
28 Исһақ 180 жил өмүр сүрди.
29 Андин Исһақ вапат болди. У қерип, һаятқа қанаәтлинип өлди вә өз хәлқигә қошулди. Униң оғуллири Әсав билән Яқуп уни дәпин қилди.