Яритилиш 36:1—43

36  Мана Әсавниң, йәни Едумниң Һаяти.  Әсав хотунлуққа қананийларниң қизлиридин алди: хетий Елонниң қизи Адани вә һивийлиқ Зивонниң нәвриси, Ананиң қизи Оливемани,  шундақла Набайотниң сиңлиси, Исмаилниң қизи Васиматани.  Ада Әсавқа Елипазни, Васимата Рагуилни туғуп бәрди,  Оливема болса Йеус, Йиглон вә Кораһни туғуп бәрди. Бу Әсавниң Қанан зиминида туғулған оғуллири еди.  Андин Әсав аяллирини, оғул-қизлирини вә өйидики барлиқ җанларни һәм шундақла падисини, барлиқ башқа җаниварлирини вә Қанан йеридә топлиған барлиқ байлиғини елип, иниси Яқуптин башқа йәргә көчүп кәтти.  Сәвәви уларниң биргә яшаш үчүн мал-мүлки интайин көп еди вә улар мусапирлардәк яшиған йәрдә падилириниң көпийишидин йәр йетишмәтти.  Әсав Сәир дәп атилидиған тағлиқ җайға орунлашти. Әсавниң йәнә бир исми — Едум еди.  Мана Әсавниң, едумийларниң атисиниң, Сәир тағлиқ җайдики һаяти. 10  Мана Әсавниң оғуллириниң исимлири: Әсавниң аяли Аданиң оғли Елипаз; Әсавниң аяли Васиматаниң оғли Рагуил. 11  Елипазниң оғуллири: Теман, Омар, Зепо, Гатам вә Кеназ. 12  Әсавниң оғли Елипазниң тоқали Тимнаһ еди. У Елипазға Амаләкни туғуп бәрди. Бу Әсавниң аяли Аданиң оғуллири. 13  Рагуилниң оғуллири: Наһат вә Зара, Шамма вә Миза. Булар Әсавниң аяли Васиматаниң оғуллири еди. 14  Мана Әсавниң аяли, Зибеонниң нәвриси, Ананиң қизи Оливеманиң Әсавқа туғуп бәргән оғуллири: Йеус, Йиглом вә Кораһ. 15  Мана Әсавниң оғуллиридин чиққан шәйхләр: Әсавниң тунҗа оғли Елипазниң оғуллири: шәйх Теман, шәйх Өмәр, шәйх Зепо, шәйх Кеназ, 16  шәйх Кораһ, шәйх Гатам вә шәйх Амаләк. Булар Едум зиминида Елипазниң нәслидин чиққан шәйхләр еди. Бу Аданиң оғуллири. 17  Әсавниң оғли Рагуилниң оғуллири: шәйх Наһат, шәйх Зара, шәйх Шамма вә шәйх Миза. Булар Едум зиминида Рагуилдин чиққан шәйхләрдур. Булар Әсавниң аяли Васиматаниң оғуллири. 18  Әсавниң аяли Оливеманиң оғуллири: шәйх Йеус, шәйх Йиглон вә шәйх Кораһ. Булар Ананиң қизи, Әсавниң аяли Оливемадин чиққан шәйхләр еди. 19  Булар Әсавниң, йәни Едумниң әвлатлири болуп, едумийларниң шәйхлири еди. 20  Мана һорий Сәирдин болған шу зиминниң турғунлири: Лотан, Шобал, Зибеон, Ана, 21  Дишон, Езер вә Дишан. Булар Едум зиминидики Сәирниң әвлатлири, һорийларниң шәйхлиридур. 22  Лотанниң оғуллири: Хори билән Геман, Тимнаһ болса Лотанниң сиңлиси еди. 23  Шобалниң оғуллири: Алван, Манаһат, Гәбал, Шепо вә Онам. 24  Зибеонниң оғуллири: Аияһ вә Ана. Бу Ана чөлдә атиси Зибеонниң ешәклирини беқиветип, аршаңларни тепивалған еди. 25  Ананиң пәрзәнтлири: Дишон вә Ананиң қизи Оливема. 26  Дишонниң оғуллири: Хемдан, Ешбан, Ипран вә Херан. 27  Езерниң оғуллири: Билган, Зааван вә Акан. 28  Дишанниң оғуллири: Уз вә Аран. 29  Мана һорийларниң шәйхлири: шәйх Лотан, шәйх Шобал, шәйх Зибеон, шәйх Ана, 30  шәйх Дишон, шәйх Езер, шәйх Дишан. Булар һорийларниң шәйхлири, Сәир зиминидики исимлири бойичә аталған шәйхләр. 31  Мана, Исраил оғуллириниң падишаси пәйда болушидин авал Едум йеридә һөкүмранлиқ қилған падишалар. 32  Едумда Веорниң оғли Бела падишалиқ қилған вә униң шәһири Дингава дәп атилатти. 33  Бела өлгәндин кейин, униң орнида Восордики Зараниң оғли Йобаб һөкүмранлиқ қилди. 34  Йобаб өлгәндин кейин, униң орнида теманийлиқларниң зиминидин болған Хушам падишалиқ қилди. 35  Хушам өлгәндин кейин, униң орнида мидиянлиқларни Моаб йеридә йеңивалған Бедадниң оғли Гадад һөкүмранлиқ қилди вә униң шәһири Абит дәп атилатти. 36  Гадад өлгәндин кейин, униң орнида Масрекадин болған Самла падишалиқ қилди. 37  Самла өлгәндин кейин, униң орнида Фиратниң бойидики Риһуботтин болған Саул падиша болди. 38  Саул өлгәндин кейин, униң орнида Ахборниң оғли Ваал-Қанан падишалиқ қилди. 39  Ахборниң оғли Ваал-Қанан өлгәндин кейин, униң орнида Гадар падишалиқ қилди. Униң шәһири Пау дәп атилатти, униң аялиниң исми Мегетавел еди. У Мезагавниң қизи Матреданиң қизи еди. 40  Мана Әсавниң нәслидин болған шәйхләрниң аилилири, йәрлири вә нәсәбнамлири бойичә исимлири: шәйх Тимнаһ, шәйх Алва, шәйх Йәтәп, 41  шәйх Олибама, шәйх Ила, шәйх Пинон, 42  шәйх Кеназ, шәйх Теман, шәйх Мипзар, 43  шәйх Магдийил вә шәйх Ирам. Булар Едумниң, өзлири егиләйдиған йәрдә маканлири бойичә шәйхләр. Бу едумийларниң атиси Әсавтур.

Изаһәтләр