Яритилиш 37:1—36

37  Яқуп болса атиси мусапир болуп турған йәрдә, йәни Қанан зиминида яшап қалди.  Мана Яқупниң өмри. Йүсүп он йәттә яшта болғинида, акилири билән қойларни бақатти, у техи өсмүр туруп, атисиниң тоқал аяллири Валла вә Зилпаниң оғуллири билән биллә ишләтти. Йүсүп атисиға акилириниң яман қилиқлирини ейтип қоятти.  Исраил болса, Йүсүпни башқа оғуллиридин артуқ яхши көрәтти, чүнки Йүсүп у қериғинида туғулған оғли еди. У Йүсүп үчүн йоллуқ, узун, йәңлири бар кийимни тиккүзүп бәрди.  Акилири атисиниң уни һәммисидин артуқ яхши көридиғинини көрүп, Йүсүпкә өч болуп, униң билән силиқ сөзләлмәтти.  Бир күни Йүсүп чүш көрди. У уни акилириға ейтип бәргәндә, улар уни техиму өч көрүп кәтти.  Йүсүп уларға: «Маңа қандақ чүш киргәнлиригини аңлап беқиңлара.  Биз етизлиқта буғдай бағлирини бағлавататтуқ, бир вақитта мениң беғим өрә тик турди, силәрниң бағлириңлар мениң беғимниң әтрапида олишип, униңға тазим қилди»,— деди.  Акилири униңға: «Наһәтки, сән бизниң үстимиздин падиша боламсән немә? Наһәтки, үстимиздин һөкүмранлиқ қиламсән немә?»— дейишти. Һәм улар Йүсүпни униң чүшлири вә сөзлири үчүн техиму өч көрүп кәтти.  Андин кейин униңға йәнә бир чүш кирди вә у уни акилириға ейтип: «Маңа йәнә чүш кирди: маңа қуяш, ай вә он бир юлтуз тазим қилипту»,— деди. 10  У бу чүшни пәқәт акилириғила әмәс, бәлки атисиғиму ейтип бәрди вә атиси униңға тәнбиһ берип: «Саңа киргән бу чүш немини билдүриду? Һәҗәва, мән, анаң вә ака-укилириң алдиңға келип, саңа йәргичә тазим қилаттиқму немә?»— деди. 11  Йүсүпниң акилирини көрәлмәслик чирмавалди, атиси болса бу сөзләрни әстә сақлиди. 12  Бир күни униң акилири атисиниң падисини баққили Сихемниң әтрапиға барди. 13  Бираз вақиттин кейин Исраил Йүсүпкә: «Акилириң Сихемниң әтрапида падиларни беқиватқинини билисән. Мән сени уларға әвитәй»,— деди. Йүсүп: «Мән тәйяр!»— деди. 14  Шу чағда Исраил униңға: «Илтимас, берип акилириңниң вә падиниң аманлиғини көрүп, маңа хәвирини елип кәл»,— деди. Мошу сөзләр билән у Йүсүпни Һиброн вадисидин йолға салди вә у Сихем тәрәпкә маңди. 15  Кейинирәк, у далада тенәп жүргәндә, униңға бир киши учришип: «Немә издәватисән?»— дәп сориди. 16  У җававән: «Мән акилиримни издәватимән. Илтимас, ейтиңа, улар падилирини қәйәрдә беқиватиду?»— деди. 17  Һелиқи адәм: «Улар бу йәрдин кәтти. Мән уларниң: “Җүрүңлар, Дотанға барайли”, дегинини аңлидим»,— деди. Шунда Йүсүп акилириниң арқисидин берип, уларни Дотанда тапти. 18  Улар уни жирақтин көрүп, у техи уларниң қешиға кәлмәйла, уни өлтүрүветишни мәслиһәтләшти. 19  «Қараңлар, әйнә чүш көргүчи келиватиду,— деди улар бир-биригә.— 20  Келиңлар, уни өлтүрүп, су сақлинидиған чоңқурлуққа ташлаветәйли, андин уни жиртқуч һайван йәп кетипту дәп ейтайли. Шу чағда униң чүшлиридин немә чиқидиғинини көрәйли»,— дейишти. 21  Рувим буни аңлап, Йүсүпни уларниң қолидин қутулдурушқа тиришип: «Униң җенини алмайли»,— деди. 22  Рувим йәнә: «Қан төкмәңлар. Уни мошу чөлдә су сақлинидиған чоңқурлуққа ташлаветиңлар, униңға қол тәккүзмәңләр»,— деди. Рувим уни уларниң қолидин қутқузуп, атисиниң қешиға қайтурувәтмәкчи еди. 23  Йүсүп акилириниң йениға йетип кәлгәндила, улар униңдин кийимини, йәни униңдики һелиқи йоллуқ, узун тонни жулуп еливалди, 24  кейин уни чоңқурлуққа ташлавәтти. Шу вақитта чоңқурлуқ қуруқ еди, униңда су болмиди. 25  Андин улар тамақ йегили олтарди. Кейин бешини көтүрүп қариведи, исмаиллиқларниң карвининиң Гилиад тәрәптин келиватқинини көрди. Уларниң төгилири мәстәк, мәлһәм вә девирқай қаплири билән жүкләнгән болуп, Мисир тәрәпкә кетивататти. 26  Шунда Йәһуда қериндашлириға: «Биз инимизни өлтүрүп, униң қенини йошурғинимиздин бизгә немә пайда? 27  Келиңлар, уни исмаиллиқларға сетиветәйли вә қоллиримизда униң қени болмисун. Қанчә дегән билән, у бизниң инимизғу һәм тән-қенимизғу»,— деди. Улар уни тиңшиди. 28  Һелиқи адәмләр, мидиянлиқ содигәрләр, қешидин өтүп кетивататти. Шу чағда акилири Йүсүпни чоңқурлуқтин чиқирип, уни исмаиллиқларға жигирмә күмүч тәңгигә сетивәтти. Булар Йүсүпни Мисирға елип кәтти. 29  Кейинирәк Рувим қайтип келип чоңқурлуққа қариведи, Йүсүпниң у җайда йоқлиғини көрди. Шунда Рувим кийимини жиртивәтти. 30  Қериндашлириниң қешиға келип: «Бала йоқ! Әнди мән немә қилимән?»— дәп вақириди. 31  Улар Йүсүпниң кийимини елип, бир текини боғузлап, шу кийимни униң қениға милиди. 32  Андин улар йоллуқ узун кийимни атиси көрүши үчүн әвәтип: «Биз буни тепивалдуқ. Қарап көргинә, бу оғлуңниң кийими әмәсму?»— деди. 33  Исраил уни тонуп: «Бу оғлумниң кийими! Уни жиртқуч һайван йәветиптудә! Йүсүпни титиветиптудә!»— дәп вақирап кәтти. 34  Бу сөзләр билән Яқуп йепинчиғини жиртип, белиға канап бағлап, оғлини дәп нурғун күнләр матәм тутти. 35  Униң һәммә оғул-қизлири йениға келип, униңға тәсәлли бәрсиму, лекин у өзини басалмай: «Мән оғлумниң йениға қәбиргә* қайғуда чүшимән!»— дәтти. Шундақ қилип, атиси Йүсүп һәққидә жиғлашни тохтатмиди. 36  Мидиянлиқлар Мисирда Йүсүпни пирәвнниң сарийидики әмәлдари, пасибанларниң башчиси Потипарға сетивәтти.

Изаһәтләр

Шеул (ибраний сөзи) — бу вә башқа җайларда қәбир дегән сөзниң орнида мошу сөз ишлитилгән, инсанийәтниң рәмзий умумий қәбрини билдүриду. Униңда һаятлиқ һәм азаплиниш йоқ вә униңда болғанларниң һәммиси йеңи дунияда тирилиду.