Яритилиш 38:1—30

38  Шу вақитта Йәһуда ака-укилириниң қешидин кетип, өз чедирини одуламлиқ Хира исимлиқ бир кишиниң қешиға тикти.  Шу йәрдә Йәһуда Шуа исимлиқ бир қананийниң қизини көрди. Йәһуда уни хотунлуққа елип, қешиға кирди.  У һамилдар болуп, оғул туғди вә Йәһуда униңға Ир дәп исим қойди.  Аяли йәнә һамилдар болуп, бир оғул туғуп, униңға Онан дәп ат қойди.  Андин у йәнә бир оғул туғди вә униңға Шелаһ дәп ат қойди. У уни туққанда, Йәһуда Ахзивта еди.  Вақит өтүп, Йәһуда тунҗа оғли Ирға хотун елип бәрди. Униң исми Тамар еди.  Лекин Йәһуданиң тунҗиси Ир Йәһваниң көзидә рәзил адәм еди, шуңа Йәһва уни һаяттин мәһрум қилди.  Бу чағда Йәһуда Онанға: «Акаңниң аялиниң қешиға кирип, униң билән қейинағилиқ нека борчини ада қил вә акаң үчүн нәсил қалдурғин»,— деди.  Амма Онан бу әвлатниң униңға мәнсүп болмайдиғанлиғини билип, акисиға нәсил қалдурмаслиқ үчүн, акисиниң аяли билән биллә болғанда уруғини йәргә ақтуруветәтти. 10  Униң бу қилғини Йәһваниң нәзәридә явузлуқ болғачқа, У униму һаяттин мәһрум қилди. 11  Шу чағда Йәһуда келини Тамарға: «Оғлум Шелаһ чоң болғичә, атаңниң өйидә тул болуп турғин»,— деди, чүнки ичидә: «Буму акилиридәк өлүп кетәрмикин»,— дәп ойлиди. Шуниң билән Тамар берип, атисиниң өйидә турди. 12  Көп вақит өтти вә Шуаниң қизи, Йәһуданиң аяли вапат болди. Матәм вақти түгигәндин кейин Йәһуда Тимнаһқа, униң қойлирини қирқиватқан ишчилириниң йениға барди. Униң билән биллә ағиниси одуламлиқ Хира барди. 13  Тамарға: «Қейинатаң қойлирини қирқиғили Тимнаһқа маңди»,— дегән хәвәр йәтти. 14  Буни аңлап, Тамар туллуқ кийимини селиветип, ромал яғлиқ билән йепинип, үзини торап, Тимнаһқа елип баридиған йолдики Енаимниң киришидә олтарди, чүнки у Шелаһниң чоң болған болсиму, өзини униңға хотунлуққа берилмигәнлигини көрди. 15  Йәһуда уни көрүп, паһишә дәп ойлиди, чүнки у үзини йепивалған еди. 16  У йолдин бурулуп, униңға: «Кәл, мән сән билән болай»,— деди. Сәвәви, у униң келини екәнлигини билмиди. Тамар: «Сән маңа немә берисән?»— дәп сориди. 17  У җававән: «Мән саңа отаримдин оғлақ әвәтимән»,— деди. Шу чағда аял: «Сән уни әвәткичә, маңа капаләт үчүн немини қалдурисән?»— дәп сориди. 18  Йәһуда җававән: «Саңа капаләт үчүн немини берәй?»— дәп сориди. У: «Тамғиси бар үзүгиңни, униң боққучини вә һасаңни бәргин»,— деди. Йәһуда буларниң һәммисини берип, униң билән болди вә Тамар униңдин һамилдар болуп қалди. 19  Андин у ромалини еливетип, туллуқ кийимини кийип кәтти. 20  Йәһуда һелиқи аялдин капалитини еливелиш үчүн, оғлақни одуламлиқ ағиниси арқилиқ әвәтти, лекин ағиниси уни тапалмиди. 21  Шу чағда у әшу җайдики турғунлардин: «Енаимниң йол бойида олтарған бутпәрәс паһишә аял қени?»— дәп сориди. Бирақ улар: «Бу йәрдә һечқачан бутпәрәс паһишә болған әмәс»,— дейишти. 22  У Йәһудаға қайтип: «Мән уни тапалмидим вә шу җайниң турғунлири: “Бу йәрдә һечқачан бутпәрәс паһишә аял болған әмәс”, дәйду»,— деди. 23  Йәһуда: «Бопту, биз мәсхирәгә қалмаслиғимиз үчүн һәммисини еливалсун. Қандақла болмисун, мән униңға оғлақни әвәттим, лекин сән уни тапалмидиң»,— деди. 24  Тәхминән үч ай өтүп, Йәһудаға: «Келиниң Тамар бузуқчилиқ қилип, әнди һамилдар екән»,— дәп хәвәрлиди. Шунда Йәһуда: «Уни елип чиқип, көйдүрүветиңлар!»— деди. 25  Уни елип чиқиватқанда, у қейнатисиға адәм әвәтип: «Мән мону нәрсиләрниң егиси болған адәмдин һамилдар болдум»,— дәп йәнә: «өтүнүмән, бу тамға үзүк, униң боққучи вә һаса кимниңки екәнлигини ениқлап бериңа»,— деди. 26  Йәһуда өзиниң затлирини тонуп: «У мениңдин һәққанийлиғирақ болуп чиқти, чүнки мән уни оғлум Шелаһқа елип бәрмигән едим»,— деди. Бу иштин кейин Йәһуда униңға башқа җинсий йеқинчилиқ қилмиди. 27  Униң туғут вақти кәлгәндә, қосиғида қошгезәкләр барлиғи аян болди. 28  Туғут вақтида уларниң бирси қолини чиқарди вә киндик аниси униңға қизил жип бағлап: «Бу дәсләп чиқти»,— деди. 29  Лекин у қолини йәнә ичигә тартивалди вә орниға униң гезиги чиқти. «Бу немини билдүриду?— дәп үндиди киндик ана.— Қандақларчә сән жулунуп чиқтиң, һә?»— деди. Шуңлашқа уни Парес дәп атиди. 30  Кәйнидин қолиға қизил жип бағланған гезиги чиқти вә уни Зараһ дәп атиди.

Изаһәтләр