Яритилиш 39:1—23

39  Йүсүпни Мисирға елип кәлди вә пирәвнниң сарийидики әмәлдар, пасибанларниң башчиси, мисирлиқ Потипар уни шу йәргә елип кәлгән исмаиллиқлардин сетивалди.  Лекин Йәһва Йүсүп билән болған еди, шуңа униңға утуқ яр болди, у мисирлиқ ғоҗайининиң өйидә һәрқандақ вәзипиләрни орунлиди.  Вә униң ғоҗайини Йәһваниң униң билән болғанлиғини вә Йәһва униңға қандақла иш қилмиса, муваппәқийәт бериватқанлиғини көрди.  Йүсүп униң көзидә илтипат тепип, униң хизмитидә дайимий болди вә у уни өйиниң үстидин қойди һәм бар нәрсисини униң қолиға тапшурди.  Шу кәмдин башлап, у уни өйи вә барлиқ мүлки үстидин қойғандин тартип, Йәһва Йүсүп үчүн мисирлиқниң өйини бәрикәтлиди вә Йәһваниң бәрикити униң пүтүн өйидә, вә етизлиғида болди.  Шуниң билән Потипар Йүсүпниң қолиға бар нәрсисиниң һәммисини беривәтти вә ғоҗайининиң йегән ненидин башқа һечнәрсә билән кари болматти. Йүсүп өсүп, чирайлиқ һәм қәдди-қамити келишкән әр киши болди.  Шу вақитта Йүсүпкә ғоҗайининиң аялиниң көзи чүшүп: «Мән билән ятқин»,— деди.  Лекин у унимай, ғоҗайининиң аялиға мундақ дәтти: «Ғоҗайиним өйидики һечнәрсә тоғрилиқ ғәм қилмай, бар нәрсисиниң һәммисини мениң қолумға өткүзүвәтти.  Бу өйдә мәндин артуқ турған адәм йоқ һәм ғоҗайиним сиздин башқа, чүнки сиз униң аяли, һечбир нәрсини мениңдин айимайду. Қандақму мән бундақ зор яғузлуқни қилип, Худа алдида гунакар болай?»— деди. 10  Гәрчә у аял һәр күни Йүсүпкә чаплашсиму, у униң билән йетип, униңға йеқинчилиқ қилишни рәт қилатти. 11  Бир күни у адәттикидәк бир иш билән өйгә кирди, өйдә болса чакарларниң һечқайсиси болмиған еди. 12  Шу чағда бу аял униң кийимидин тутувелип: «Мән билән ятқин!»— дәп буйриди. Бирақ у кийимини униң қолида қалдуруп, жүгригән пети қечип өйдин чиқти. 13  Йүсүпниң кийими қолида қалғанлиғини вә у қечип кәткинини көрүп, 14  у аял чакарлирини чақирип: «Қараңлара! Ерим бизни шәрмәндичиликкә қоюш үчүн, мону ибранийни өйгә елип кәпту. У мениң билән йетишқа йенимға кирди, лекин мән бар авазим билән вақиридим. 15  Мән вақириғанда у қачти, һәм кийимини ташлап, өйдин ташқириға чиқип кәтти»,— деди. 16  Шуниң билән, у аял Йүсүпниң ғоҗайини өйигә кәлгичә, униң кийимини өзидә тутти. 17  У аял еригиму шу гәпни қилип: «Сән елип кәлгән һелиқи ибраний чакар мени шәрмәндә қилишқа қешимға кирди. 18  Мән вақириғанда, у кийимини маңа ташлап, қечип чиқип кәтти»,— деди. 19  Униң ғоҗайини аялиниң: «Мана сениң чакариң мениң билән шундақ иш қилди»,— дегән мундақ сөзлирини аңлап, интайин қаттиқ ғәзәпләнди. 20  Шунлашқа Йүсүпниң ғоҗайини уни тутуп, орда зинданиға ташлиди, шу җайда қамақта пирәвнниң мәһбуслири солинатти. Шундақ қилип, Йүсүп зиндан өйигә солаққа чүшти. 21  Амма Йәһва Йүсүп билән болди. У униңға сөйүмлүк меһриванлиғини көрситишни тохтатмай, униңға зиндан башчисиниң көзидә илтипат тепишни яратти. 22  Шуниң билән зиндан өйиниң башчиси Йүсүпниң қолиға шу зинданда болған барлиқ мәһбусларни тапшурди, улар Йүсүп буйриған нәрсиләрни қилатти. 23  Зиндан башчиси Йүсүпниң қолиға тапшурған нәрсиләр тоғрилиқ һеч ғәм қилматти, чүнки Йәһва униң билән еди, у немила қилмиса, Йәһва униңға муваппәқийәт берәтти.

Изаһәтләр