Яритилиш 4:1—26

4  Адәм ата аяли Һава ана билән йеқин болди вә у һамилдар болди. У Қабилни туғуп: «Мән инсанни Йәһваниң ярдими билән төрәлгүздүм»,— деди.  Андин у йәнә униң иниси Һабилни туғди. Һабил қойларни бақти, Қабил болса йәргә ишлиди.  Бирмунчә вақит өтүп, Қабил йәрниң мевилиридин Йәһваға һәдийә әкәлди.  Һабил падисиниң җаниварлиридин бир нәччә тунҗилирини вә уларниң йеғидин әкәлди. Йәһва Һабилниң өзигә вә униң сунған һәдийәсигә разилиқ билән қариди,  лекин Қабилға вә униң һәдийәсигә разилиқ көрсәтмиди. Қабил қаттиқ аччиқ қилип, униң чирайи бузулди.  Шу чағда Йәһва Қабилға: «Немишкә сән аччиқлинисән һәм немишкә чирайиң бузулди?  Әгәр яхшилиқ қилсаң, яқтурмай қалимәнму? Әгәр яхшилиқ қилмисаң, гуна ишик алдида пайлап туриду вә у саңа егә болмақчи, лекин сән униң үстидин һөкүмранлиқ қиламсән?»— деди.  Униңдин кейин Қабил иниси Һабилға: «Далаға чиқайли»,— деди. Улар далада болғанда, Қабил иниси Һабилға һуҗум қилип, уни өлтәрди.  Йәһва Қабилдин: «Иниң Һабил қени?»— дәп сориди. У җававән: «Билмәймән. Мән инимниң күзәтчисимидим?»— деди. 10  Буниңға Худа: «Бу немә қилғиниң? Тиңша! Иниңниң қени Маңа йәрдин пәрияд қиливатиду. 11  Әнди сән ләнәткә учридиң, сениң қолуң билән өлтүрүлгән иниңниң қенини қобул қилишқа ағзини ачқан йәрдин қоғлинисән. 12  Сән йәргә ишлисәңму, у саңа өз қувитини бәрмәйду. Сән йәр йүзидә сәргәрдан һәм қачқун болисән»,— деди. 13  Бу сөзләрни аңлап, Қабил Йәһваға: «Мениң қилмишим үчүн болған җазайим көтүрәлмигүдәк интайин еғир. 14  Сән бүгүн мени бу йәрдин қоғлаватисән һәм мән Сениң йүзүңдин йошурунуп жүримән. Мән йәр йүзидә сәргәрдан вә қачқун болуп жүримән, мени учратқан һәрқандақ киши мени өлтүрүветиши мүмкин»,— деди. 15  Йәһва униңға җававән: «Шунда Қабилни өлтүргән һәрқандақ кишидин йәттә һәссә интиқам елиниду»,— деди. Шуниң билән Йәһва Қабилға учриған һечким уни өлтүрмәслиги үчүн, униңға бир бәлгү қилди. 16  Шуниңдин кейин Қабил Йәһваниң һозуридин кетип, Ерәмниң шәриқ тәрипидики Нод, дегән җайға орунлашти. 17  Буниңдин кейин Қабил аяли билән йеқин болди, у һамилдар болуп, Һаноқни туғди. Андин у шәһәр қуруп, уни оғли Һаноқниң исми билән атиди. 18  Кейинирәк Һаноқтин Ирад туғулди. Ирадтин Мехиаил туғулди, Мехиаилдин Мәтушал туғулди, Мәтушалдин Ламәһ туғулди. 19  Ламәһ өзигә икки аял алди. Бириниң исми Ада, йәнә бириниң исми Зилла еди. 20  Бирмунчә вақит өтүп, Ада Йавални туғди. Униңдин чедирларда яшайдиғанлар вә мал тутидиғанлар чиқти. 21  Униң инисини Йувал дәп ататти. Униңдин чилтар билән нәй чалғучилар чиқти. 22  Зилла болса Тубалқабилни туғди. У мистин һәм төмүрдин әсвапларни ясайдиған төмүрчи еди. Тубалқабилниң сиңлиси Наама еди. 23  Ламәһ аяллири Ада билән Зилла үчүн шеир қуруп, мундақ сөзләрни ейтти: «Авазимни аңлаңлар, Ламәһниң аяллири, Мениң сөзлиримгә қулақ селиңлар: Мән мени яридар қилған адәмни өлтәрдим, Жигитни — маңа қол көтәргини үчүн. 24  Әгәр Қабил үчүн йәттә һәссә интиқам елинса, Ламәһ үчүн йәтмиш йәттә һәссә елиниду». 25  Адәм ата аяли билән йәнә йеқин болди вә Һава оғул туғуп, уни Шет дәп атиди, чүнки: «Худа маңа Қабил өлтүрүвәткән Һабилниң орниға башқа бир әвлатни бәлгүлиди»,— деди. 26  Шеттинму бир оғул туғулди вә у униңға Һануш дәп ат қойди. Шу вақитта Йәһваниң исмини чақиришқа башлиди.

Изаһәтләр