Яритилиш 41:1—57

41  Икки жил өтүп, пирәвнгә у Нил дәриясиниң бойида турғандәк, бир чүш кирипту.  Дәриядин йәттә чирайлиқ һәм семиз кала чиқип, Нилниң бойидики чөптә отлаватқанлиғини көрүпту.  Улардин кейин дәриядин йәнә йәттә кала чиқип — улар сәт һәм оруқ еди — алдинқи калиларниң йенида, дәрияниң бойида турупту.  Андин сәт һәм оруқ калилар йәттә чирайлиқ һәм семиз калиларни йәветипту. Шу вақитта пирәвн охинип кетипту.  Андин у яңливаштин ухлап қелип, йәнә бир чүш көрүпту: ашлиқ ғолида йәттә тоқ вә толуқ башақ өсүп чиқипту.  Улардин кейин йәнә йәттә — дансиз һәм шәрқий шамалдин қуруп кәткән — башақ чиқипту.  Шундақ дансиз башақлар йәттә тоқ һәм толуқ башақни жутуветипту. Мошу җайда пирәвн охинип кетипту вә бу чүш екәнлигини чүшинипту.  Әтигәнлиги униң көңли әнсирәп кәтти. Шуңа пирәвн Мисирдики барлиқ сехирчилиқ билән шуғуллинидиған каһинларни вә шу зиминниң барлиқ данишмәнлирини чақиртип, өз чүшлирини уларға ейтип бәрди. Лекин һечким пирәвнгә тәбир берәлмиди.  Шу чағда шарап қуйғучиларниң башчиси пирәвнгә: «Бүгүн мән өз гунайилирим һәққидә ейтип берәй. 10  Пирәвн җанаплири өз чакарлириға ғәзәплинип, мени пасибанлар башчисиниң зинданиға әвәтивәтти, мени вә навайчиларниң башчисини. 11  Бир кечиси иккилимиз, у һәм мән, чүш көрдуқ. Һәрқайсимизға чүш кирди, өз мәнаси билән. 12  Шу йәрдә биз билән биллә ибраний жигит, пасибанлар башчисиниң чакари болди. Биз униңға чүшлиримизни ейтиведуқ, у уларға тәбир бәрди, һәрбиримизниң чүшигә қарап тәбир бәрди. 13  Һәммә нәрсә, у тәбир қилғинидәк, болди. Мән авалқи мәнсивимгә қайтурулдум, навайчи болса дарға есилинди»,— деди. 14  Шу вақитта пирәвн Йүсүпкә адәм әвәтип, уни дәрһал зиндан орисидин елип чиқишқа әмир қилди. Йүсүп сақал-бурутини чүшүрүп, кийимини йөткәп, пирәвнниң алдиға кирди. 15  Пирәвн Йүсүпкә: «Маңа бир чүш кирди, лекин һечким уни тәбир қилалмайватиду. Сән тоғрилиқ аңлидимки, әгәр саңа чүшни ейтип бәрсә, сән униңға тәбир берәләйдикәнсән»,— деди. 16  Йүсүп пирәвнгә җававән: «Мән әмәс, бәлки Худа пирәвнгә яхшилиқ үчүн җавап бериду»,— деди. 17  Шуниң билән пирәвн Йүсүпкә: «Чүшүмдә мән дәрияниң қирғиғида туруптимән. 18  Қарисам, дәриядин йәттә чирайлиқ һәм семиз кала чиқип, Нилниң бойидики чөптә отлиди. 19  Улардин кейин дәриядин йәттә башқа кала — аҗиз, сәт һәм оруқ — чиқти. Мән һечқачан Мисир зиминида бундақ қорқунучлуқ калиларни көрмигән едим. 20  Бу оруқ һәм қорқунучлуқ калилар авал чиққан йәттә семиз калини йәвәтти. 21  Улар әвуларни йәвәтсиму, бирақ уларниң көрүнуши бойичә бу билинмәтти, чүнки улар қандақ қорқунучлуқ түрдә болса, шундақла қалди. Мошу җайда мән охинип кәттим. 22  Андин чүшүмгә бир ғолда йәттә тоқ һәм толуқ башақниң өсүп чиққанлиғи кирди. 23  Улардин кейин йәнә йәттә дансиз вә шәрқий шамал қурутувәткән башақлар өсүп чиқти. 24  Бу дансиз башақлар йәттә яхши башақни жутувәтти. Мән буни сехирчилиқ билән шуғуллинидиған каһинларға ейтип бәрдим, лекин һечким маңа буни чүшәндүрәлмиди»,— деди. 25  Шу чағда Йүсүп пирәвнгә: «Пирәвн җанаплириға бир чүш кирипту. Һәқиқий Худа пирәвнгә Өзи қилмақчи болған ишлирини билдүрүпту. 26  Йәттә яхши кала — бу йәттә жил. Һәм йәттә яхши башақ — буму йәттә жил. Бу бир чүштур. 27  Улардин кейин чиққан йәттә оруқ вә қорқунуч кала — бу йәттә жил вә йәттә дансиз һәм шәрқий шамал қурутувәткән башақму — бу йәттә ачарчилиқ жил. 28  Мошу тоғрилиқ мән пирәвнгә ейтиватимән: һәқиқий Худа пирәвнгә Өзи қилмақчи болған ишлирини аян қипту. 29  Мисир зиминида йәттә жиллиқ зор молчилиқ башлиниватиду. 30  Амма андин кейин йәттә жиллиқ ачарчилиқ башлиниду вә Мисир йериниң пүткүл молчилиғи унтулиду, ачарчилиқ йәрни қурутиду. 31  Зиминниң авалқи молчилиғи кейин келидиған ачарчилиққа бола йоқтәқ билиниду, чүнки ачарчилиқ толиму еғир болиду. 32  Пирәвн җанаплириниң бу чүшни икки қетим көрүши, һәқ Худаниң бу қарарни бәкиткәнлигини вә буни һәқиқий Худа пат арида әмәлгә ашуридиғанлиғини билдүриду. 33  Шундақ қилип, пирәвн җанаплири әқил-парасәтлик һәм дана адәмни тепип, Мисир зимининиң үстидин қойсила. 34  Пирәвн җанаплири һәрикитини башлисила: бу йәрдә назарәтчиләрни қойсила вә молчилиқниң йәттә жилида Мисирда һосулниң бәшинчи қисмини өзигә алсила. 35  Башлиниватқан яхши жилларда озуқ-түлүкни жиғсила, өзи җанаплири егидарчилиғиға өткүзүп, шәһәрләрдә ашлиқни топлисила һәм сақлисила. 36  Шундақ һаләттила Мисир йеридә башлинидиған ачарчилиқ бу зиминни һалак қиливәтмәслиги үчүн, ачарчилиқ болудиған йәттә жилға озуқ-түлүкниң топлими болиду»,— деди. 37  Бу сөз пирәвн вә униң хизмәткарлириға яқти. 38  Пирәвн хизмәткарлириға: «Бу кишидәк, Худаниң роһи униңда болған, башқа адәмни тапқили боламду?»— деди. 39  Андин пирәвн Йүсүпкә: «Әгәр Худа саңа буниң һәммисини аян қилған болса, демәк, сәндәк пәмлик һәм дана һечким йоқ. 40  Сән өзәң мениң өйүм үстидин болисән вә пүткүл мениң хәлқим саңа ғиң қилмай беқиниду. Пәқәт тәхтим биләнла мән сениңдин үстүн туримән»,— деди. 41  Андин пирәвн Йүсүпкә йәнә: «Мән сени пүткүл Мисир зимининиң үстидин тайинлидим»,— деди. 42  Бу сөзләр билән, пирәвн қолидин мөһүр үзүгини чиқирип, уни Йүсүпниң қолиға салди. У уни әң яхши зиғир рәхттин тикилгән кийимгә кийгүзүп, бойниға алтун зәнҗир салди. 43  Униңға қошумчә у уни өзиниң иккинчи шаһанә һарвусиға олтарғузуп, униң алдида: «Тиз пүкүңлар!»— дәп җар салдурди вә шундақ қилип, уни пүткүл Мисир зимининиң үстидин қойди. 44  Андин пирәвн Йүсүпкә: «Мән пирәвндурмән, лекин сениң рухситиңсиз пүткүл Мисирда һечбир киши пут-қолини мидирлатмайду»,— деди. 45  Мошуниңдин кейин пирәвн Йүсүпни Запнап-Паниаһ дәп атиди вә униңға хотунлуққа Он шәһириниң каһини Потиперниң қизи Асинепани бәрди. Шуниң билән, Йүсүп пүткүл Мисир зиминида жүрди. 46  Йүсүп Мисир падишасиниң, пирәвнниң, алдида турған вақтида оттуз яшта еди. Андин Йүсүп пирәвндин чиқип, пүткүл Мисир зиминидин өтти. 47  Йәттә жиллиқ молчилиқ вақтида йәр толуқ очумлуқ дан бәрди. 48  У йәттә жил давамида Мисир зиминида һосул жиғип, уни шәһәрләрдә топлиди. У һәрбир шәһәрдә униң әтрапидики етизлиқларниң ашлиғини жиғди. 49  Йүсүп интайин көп ашлиқ топлиди — у деңиз қумидәк шундақ нурғун болдики, ахири уни санашниму тохтатти, чүнки у һәдди-һесапсиз болди. 50  Ачарчилиқ башланғичә Йүсүпниң икки оғли туғулди, уларни униңға Он шәһириниң каһини Потиперниң қизи Асинепа туғуп бәрди. 51  Йүсүп тунҗисини Манассә дәп атиди, чүнки у: «Худа маңа пүткүл дәртлиримни вә атамниң пүтүн өйини унтушқа имканийәт яратти»,— дәп ойлиди. 52  Иккинчи оғлини у Әпраим дәп атиди, чүнки у: «Худа мән бәхитсиз болған зиминда маңа әвлат бәрди»,— дәп ойлиди. 53  Мисир зиминида баяшайәтчилик болған йәттә жил түгиди, 54  Йүсүп ейтқинидәк, ачарчилиқниң йәттә жили башланди. Барлиқ йәрләрдә ачарчилиқ башланди, Мисир зиминида болса нан бар еди. 55  Пүткүл Мисир зимини ач қелишқа башлиғанда, кишиләр пирәвндин уларға ашлиқ беришини ялвурди. Шу чағда пирәвн мисирлиқларға: «Йүсүпниң қешиға бериңлар вә у силәргә немә десә, шуни қилиңлар»,— деди. 56  Ачарчилиқ пүткүл йәр йүзигә таралди. Шу вақитта Йүсүп бар амбарларни ечишқа башлап, мисирлиқларға ашлиқ сатти, чүнки ачарчилиқ Мисир зиминида интайин қаттиқ болди. 57  Униңдин ташқири, адәмләр йәрниң барлиқ җайлиридин Мисирға Йүсүптин озуқ-түлүқ сетивелишқа келәтти, сәвәви ачарчилиқ пүткүл йәр-зиминда овҗ алған еди.

Изаһәтләр