Яритилиш 42:1—38
42 Яқуп Мисирда ашлиқ барлиғини билди. Шу чағда у оғуллириға: «Немишкә бир-бириңларға қаришип турисиләр?»—
2 андин: «Мисирда ашлиқ барлиғини аңлидим. Шу йәргә берип, тирик қелип өлүп кәтмәслигимиз үчүн, бизгә ашлиқ сетивелип келиңлар»,— деди.
3 Буниң билән Йүсүпниң он акиси Мисирға ашлиқ сетивалғили маңди.
4 Йүсүпниң иниси Бениаминни Яқуп қалған балилири билән әвәтмиди: «У балаға учрап, өлүп кәтмисун йәнә»,— деди у.
5 Исраилниң оғуллири ашлиқ сетивалғили кәлгән башқа адәмләр билән Мисирға кәлди, чүнки Қанан зиминида ачарчилиқ болувататти.
6 Йүсүп Мисир зиминида жуқури мәртивигә егә еди. У барлиқ йәрләрдин кәлгән кишиләргә ашлиқ сетивататти. Шуңа Йүсүпниң акилири униңға келип, тиз пүкүп йәргичә тазим қилди.
7 Акилирини көрүп, Йүсүп дәрру уларни тонуди, лекин уларни тонумаслиққа селивалди. У улар билән җиддий сөзләп: «Силәр қәйәрдин кәлдиңлар?»— дәп сориди. Улар җававән: «Қанан зиминидин ашлиқ сетивалғили кәлдуқ»,— деди.
8 Йүсүп акилирини тонусиму, лекин улар уни тонумиди.
9 У дәрһал улар тоғрисида көргән чүшлирини әскә елип, уларға: «Силәр пайлақчилар! Силәр мошу зиминниң аҗиз җайлирини қаравелишқа кәлдиңлар!»— деди.
10 Улар шу чағда униңға: «Яқ, ғоҗам, сизниң чакарлириңиз озуқ-түлүк сетивалғили кәлди.
11 Барлиғимиз бир адәмниң оғуллири. Биз диянәтлик кишиләр. Сизниң чакарлириңиз пайлақчилар әмәс»,— деди.
12 Бирақ у уларға: «Яқ! Силәр бу зиминниң аҗиз җайлирини қаравелишқа кәлдиңлар!»— деди.
13 Улар җававән: «Биз, сизниң чакарлириңиз, он икки қериндаштур. Биз Қанан зиминида яшиғучи бир адәмниң оғуллиримиз, кәнҗә инимиз һазир атимизниң қешида, йәнә бир инимиз болса, йоқ болуп кәтти»,— деди.
14 Амма Йүсүп уларға: «Мән дедимғу, силәр пайлақчилар!
15 Мана силәр қандақ синақтин өтүсиләр. Пирәвн һаяттур, силәр бу җайдин кичик иниңлар кәлмигичә чиқалмайсиләр.
16 Араңлардин бириңларни иниңларға әвәтиңлар, қалғанлириңлар солинисиләр һәм шундақ қилип, биз силәрниң сөзлириңларниң раст екәнлигини тәкшүрәймиз. Әгәр ундақ болмиса, пирәвн һаяттур, силәр пайлақчилар»,— деди.
17 Шуниң билән уларни үч күнгә солап қойди.
18 Үчинчи күни Йүсүп уларға мундақ деди: «Мән ейтқандәк қилиңлар, шу чағда күн көрисиләр. Мән һәқиқий Худадин қорқумән.
19 Әгәр силәр диянәтлик адәмләр болсаңлар, у чағда араңлардин бирси солақта кишәнлик қалсун, қалғиниңлар ашлиқни елип меңиңлар, чүнки өйүңларда ачарчилиқ.
20 Андин сөзлириңларниң тәстиқлиниши үчүн, маңа кәнҗә иниңларни елип келиңлар, шу чағда өлмәйсиләр». Улар шундақ қилди.
21 Улар өз ара: «Шубһисизки, биз инимиз билән йүз бәргән ишта гунакармиз, чүнки у бизниң айишимизни ялвурсиму, биз униң җениниң азаплинишини көрүп туруп, уни тиңшиғимиз кәлмиди. Шуниң үчүн бу апәт бешимизға чүшти»,— дейишти.
22 Шу чағда Рувим уларға: «Мән силәргә: “Балиға зиян қилмаңлар”, демидимму? Лекин силәр тиңшимидиңлар. Мана, әнди униң қени үчүн җазалиниш вақти кәлди»,— деди.
23 Уларниң гепини Йүсүпниң чүшиниватқанлиғини билмиди, чүнки у улар билән тәрҗиман арқилиқ сөзләшкән еди.
24 Йүсүп улардин нери берип, жиғлап кәтти. Андин у қайтип, улар билән яңливаштин сөзләшти. У Шимонни елип, уларниң көзичә уни кишәнлиди.
25 Униңдин кейин Йүсүп уларниң мишкаплирини ашлиққа толтурушни, пуллирини һәрбирсиниң мишкавиға қайтуруп селип қоюшни һәм йолға уларға йемәкликни беришни буйриди. Һәммә нәрсә шундақ қилинди.
26 Улар ашлиқни ешәкләргә артип, йолға чиқти.
27 Қоналғида уларниң бири ешигигә йәм бериш үчүн мишкавини йешиведи, ичидә пулини көрүп қалди.
28 У қериндашлириға: «Мениң пулумни қайтуруветипту! Мана, у мишкавимда!»— дәп вақириди. Уларниң жүриги су болуп, қорқушуп, бир-биригә: «Худаниң биз билән немә қилғиниду бу?»— дейишти.
29 Ахири улар атиси Яқупниң қешиға Қанан зиминиға келип, униңға бешидин өткән һәммә вақиәләрни сөзләп беришти.
30 Улар: «Шу зиминниң ғоҗиси, һелиқи киши, биз билән җиддий сөзләшти, чүнки бизни пайлақчилар дәп ойлиди.
31 Бирақ биз униңға: “Биз диянәтлик кишиләр. Биз пайлақчилар әмәс.
32 Биз атимизниң он икки оғли, он икки қериндашлармиз. Бир инимиз аримизда йоқ, кәнҗиси болса атимизниң йенида Қанан зиминида”, дедуқ.
33 Лекин шу йәрниң ғоҗиси, һелиқи киши бизгә: “Силәрниң диянәтлик екәнлигиңларни мән мундақ билимән: араңлардин бирси мениңда қалсун. Силәр болсаңлар озуқларни елип меңиңлар, чүнки өйүңларда ачарчилиқ.
34 Маңа кәнҗә иниңларни елип келиңлар, шу чағда мән силәрниң пайлақчилар әмәс, бәлки диянәтлик кишиләр екәнлигиңларни билимән. Мән силәрниң қериндишиңларни қайтуруп, мошу зиминда өз ишлириңларни қилишиңларға рухсәт беримән”, деди»,— дәп ейтишти.
35 Улар мишкаплиридин ашлиқни төккәндә, шундақ болдики, һәрқайсисиниң мишкавида чигиклик пуллири чиқти. Бу чигикләрни көрүп, уларму вә атисиму қорқушуп кәтти.
36 Атиси Яқуп үндәп: «Силәр мени балилиримдин мәһрум қилдиңлар! Йүсүп йоқ болди, әнди Шимонму йоқ, йәнә техи Бениаминниму елип кәтмәкчи болуватисиләр! Мана буниң һәммиси бешимға чүшти!»— деди.
37 Рувим атисиға: «Әгәр мән уни қешиңға қайтуруп әкәлмисәм, мениң икки оғлумни өлтүрүвәткин. Уни мениң җавапкәрлигимгә тапшурғин һәм мән уни саңа яндуруп әкелимән»,— деди.
38 Лекин Яқуп: «Оғлум силәр билән бармайду, чүнки униң акиси өлүп кәтти вә у ялғуз қалди. Әгәр йолда униң билән бир бала-қаза болуп өлүп кәтсә, силәр мән ақ чачни дәрт-әләм билән қәбиргә чүшүриветисиләр»,— дәп қахшиди.