Яритилиш 43:1—34

43  Ачарчилиқ шу йәрдә интайин еғир болди.  Мисирдин елип кәлгән барлиқ ашлиқ түгигәндә, атиси уларға: «Берип, бизгә бираз ашлиқ сетивелиңлар»,— деди.  Шу чағда Йәһуда униңға: «Һелиқи киши бизгә ениқ ейттиғу: “Әгәр силәр билән иниңлар болмиса, йүзүмни һәргиз көрмәйсиләр”.  Әгәр сән инимизни биз билән әвәтсәң, биз берип саңа ашлиқ елип келимиз.  Әгәр уни әвәтмисәң, биз у йәргә бармаймиз, чүнки һелиқи киши бизгә: “Әгәр иниңлар силәр билән болмиса, йүзүмни көрмәйсиләр”, дегән еди»,— деди.  Исраил вақирап: «Силәр һелиқи кишигә немигиму йәнә бир инимиз бар дәп ейтип, маңа яманлиқ қилдиңлар?»— деди.  Улар: «У киши биз вә туққанлиримиз һәққидә сүрүштүрүп: “Атаңлар техи һаятму? Қериндишиңлардин йәнә бирлири барму?”— дәп сориди,— шуңа биз униңға җавап бәрдуқ. Униң бизгә: “Иниңларни бу җайға елип келиңлар”, дәйдиғинини нәдин биләйли?»— дейшти.  Йәһуда ахирида атиси Исраилға: «Балини мән билән әвәткин вә биз дәрһал қозғилип йолға чиқайли, шунда биз, сән һәм шундақла балилиримиз, өлмәй тирик қалимиз.  Мән униң үчүн җавап беримән. Униң үчүн мәндин сорайсән. Әгәр мән уни саңа әкелип, алдиңда турғузмисам, мәңгү алдиңда әйиплик болуп қалай. 10  Әгәр биз кәйнигә тартмиған болсақ, бу кәмгичә икки қетим берип келәттуқ»,— деди. 11  Шуңа уларниң атиси Исраил уларға: «Ундақ болса, мундақ иш қилиңлар: өз мишкаплириңларға һелиқи адәм үчүн мошу зиминниң әң яхши затлирини елиңлар һәм һәдийәгә апириңлар: бираз мәлһәм һәм һәсәлни, мәстәк һәм девирқай қаплирини, пистә һәм бадам яңақлирини. 12  Шундақла өзәңлар билән икки һәссә артуқ пул елиңлар вә мишкавиңларда қайтурулған пулниму алғач бериңлар. Бәлким, бу чаташқанлиқ болса керәк. 13  Иниңларни елип, һелиқи кишигә йәнә бериңлар. 14  Һәммигә Қадир Худа шу җайда қалдурулған қериндишиңларни һәм Бениаминни азат қилиши үчүн, у кишини рәһимлик болушқа дәвәт қилғай. Маңа кәлсәк, әгәр мән балилиримдин мәһрум болушум керәк болса, болай!»— деди. 15  Шуниң билән, қериндашлар һәдийәләрни һәм икки һәссә ошуқ пулни елип, шундақла Бениаминни алғач, Мисирға кәтти. У йәрдә улар Йүсүпниң алдида һазир болди. 16  Йүсүп Бениаминни уларниң арисида көрүп, өйини башқурудиған чакариға: «Бу адәмләрни өйүмгә башлиғин, мал союп таам тәйярлиғин, чүнки бу кишиләр мениң билән чүшлүк ғизани йәйду»,— дәп буйриди. 17  У киши Йүсүпниң буйруғанлирини дәрру орунлиди һәм уларни Йүсүпниң өйигә апарди. 18  Лекин улар Йүсүпниң өйигә башлап маңғинини билгәндә, қорқушуп: «Бизни бу йәргә алдинқи қетим мишкаплиримизда елип кәткән пул үчүн әкетип бариду. Әнди бизгә һуҗум қилип, қолға елип қулға айландуриду, ешәклиримизни болса тартивалиду!»— дейишти. 19  Шу чағда улар Йүсүпниң өйини башқуридиған чакарниң йениға келип, өй ишигиниң түвидә: 20  «Әй ғоҗам, бизни тиңшап көрүңа! Биз бу йәргә ашлиқ сетивалғили кәлгәндуқ. 21  Биз қоналғуға тохтиғанда, мишкаплиримизни ечиведуқ, һәрқайсимизниң мишкавида пуллиримизни толуғи билән таптуқ. Шуңа биз өзүмиз буни яндуруп беришни халаймиз. 22  Биз ашлиқ алғили йәнә пул елип кәлдуқ. Мишкаплиримизға пулни ким селип қойғинини билмәймиз»,— деди. 23  Шунда һелиқи адәм: «Хатирҗәм болуңлар. Қорқмаңлар. Силәрниң пуллириңларни шу чағда мән алған едим. Атаңларниң Худайи болған Рәббиңлар ғәзнини мишкаплириңларға селипту»,— деди. Андин у уларниң алдиға Шимонни елип чиқти. 24  Һелиқи киши уларни Йүсүпниң өйигә башлап кирип, аяқлирини жуюши үчүн су бәрди, шундақла ешәклиригә йәм бәрди. 25  Улар Йүсүпниң келишигә йеқин, чүш вақтиға һәдийәлирини тәйярлап қойди, чүнки улар шу йәрдә ғизалинишини аңлиған еди. 26  Йүсүп өйигә кәлгәндә, улар һәдийәлирини униң алдиға әкелип, алдида тизлинип тазим қилди. 27  У улардин һал сорап: «Силәр гепини қилған қери атаңлар саламәтму? У техи һаятму?»— дәп сориди. 28  Улар җавап берип: «Сизниң чакариңиз, бизниң атимиз, сақ-саламәт. У һаяттур»,— деди. Униңдин кейин улар йәнә тизлинип, униңға тазим қилди. 29  Йүсүп бешини көтүрүп, өз иниси, анисиниң оғли Бениаминни көрүп: «Бу силәр маңа гепини қилған кичик иниңларму?»— дәп сорап, йәнә: «Оғлум, саңа Худа илтипат қилсун!»— деди. 30  Инисини көрүп Йүсүпниң ич-бағри моҗулуп, у жиғлавелиш җайни издәп, алдирап чиқип кәтти. У ичкири бөлмигә кирип, һөкүрәп жиғлап кәтти. 31  Андин у үзини жуюп, өзини бесип, чиқип: «Таамларни тартиңлар»,— дәп буйриди. 32  Шуниң билән Йүсүпкә айрим вә қериндашлириға айрим вә Йүсүп билән тамақлинидиған мисирлиқларға айрим тамақ тартилди, чүнки мисирлиқлар ибранийлар билән һәмдәстихан тамақ йейишни жиркиничлик дәп биргә олтарматти. 33  Йүсүпниң қериндашлирини униң удулида йеши бойичә олтарғузди: тунҗиға чоңлуқ һоқуқи бойичә орун берилди, кичигигә кичиклигигә қарап орун берилди вә улар бир-биригә һәйран болуп қарашти. 34  Йүсүп уларға тамақларни узатти вә Бениаминниң несиви башқа акилириға қариғанда бәш һәссә артуқ еди. Шундақ қилип, улар униң билән хуш олтирип, баяшайәт йәп-ичти.

Изаһәтләр