Яритилиш 44:1—34
44 Бирмунчә вақит өткәндин кейин, Йүсүп өйини башқуридиған чакариға: «Бу кишиләрниң мишкаплириға елип кетәлигидәк ашлиқ қачилиғин вә һәрбириниң пулини униң мишкавиға селип қойғин.
2 Кәнҗисиниң мишкавиға болса, ашлиқниң пули билән биллә мениң күмүч қәдиһимни селип қойғин»,— деди. Шу адәм Йүсүпниң дегинидәк қилди.
3 Таң йоруғанда, қериндашларни ешәклири билән йолға узитип қойди.
4 Улар шәһәрдин чиқип, техи жирақ кәтмәйла, Йүсүп чакариға: «Тур! Әву адәмләрни қоғлап йәткин вә андин уларға: “Немишкә силәр яхшилиққа яманлиқ қайтурдуңлар?
5 Мошу қәдәһтин ғоҗам ичмәттиму вә униң ярдими билән бәлгүләргә маһиранә тәбир бәрмәттиму? Силәр рәзил иш қилдиңлар”, дегин»,— деди.
6 Һелиқи киши уларни қоғлап йетип, бу сөзләрни ейтти.
7 Бирақ улар җававән: «Немишкә ғоҗимиз мундақ гәпләрни қилиду? Чакарлириңиз мундақ ишни қилмайду!
8 Һәтта мишкаплиримизда тепилған пулниму биз Қанан зиминидин сизгә қайтуруп әкәлдуққу. Биз ғоҗиңизниң өйидин күмүч яки алтунни қандақму оғрилаттуқ?
9 Чакарлириңизниң қайсисидин у тепилса, шу өлүп кәтсун, қалғанлиримиз болсақ, ғоҗиңизниң қуллири болайли»,— дейишти.
10 Шу чағда чакар: «Ейтқиниңлардәк болсун. Кимдә қәдәһ тепилса, шу қулум болиду, қалғанлириңлар әйипсиз болисиләр»,— деди.
11 Улар алдирашлиқта мишкаплирини йәргә чүшүрүп, һәрбири өз мишкавини ачти.
12 У уларни диққәт билән чоңидин башлап кичигигичә ахтурди. Қәдәһ Бениаминниң мишкавидин тепилди.
13 Шу чағда улар өз йепинчақлирини жиртип, һәрбири ешигигә қайтидин жүкини артип, шәһәргә қайтти.
14 Йәһуда қериндашлири билән Йүсүпниң өйигә киргинидә, у техи өйидә еди. Улар униң алдида тазим қилип, дүм жиқилди.
15 Йүсүп уларға: «Бу силәрниң немә қилғиниңлар? Мениңдәк адәмниң бәлгүләрни чоқум тәбир қилалайдиғинини билмәтиңларму?»— деди.
16 Шунда Йәһуда: «Ғоҗимизға биз немиму дәймиз? Немә дәп ейтайли? Өз һәққанийлиғимизни қандақму дәлилләймиз? Һәқ Худа қуллириңизниң гуналирини ашкарә қилди. Әнди биз ғоҗимизниң қуллиридур һәм биз һәм қолида қәдәһ тепилған инимизму»,— деди.
17 Лекин Йүсүп: «Яқ, мән ундақ қилмаймән! Пәқәт қолида қәдәһ тепилған кишила мениң қулум болиду. Қалғанлириңлар аман-есән атаңларниң қешиға кетиңлар»,— деди.
18 Шунда Йәһуда униң алдиға келип: «Ғоҗам, өтүнүп қалай, қулиңизға сөз қилишқа рухсәт қилиң вә қулиңизға ғәзәпләнмәң, чүнки сиз пирәвн билән баравәр.
19 Ғоҗимиз қуллиридин: “Силәрниң атаңлар яки иниңлар барму?”— дәп сориведи.
20 Биз ғоҗимизға җававән: “Бизниң қери атимиз бар вә у қериғанда тапқан балиси бар, у бизниң кичик инимиз. Униң акиси өлүп кәткән, у өзи ялғуз анисиниң балилиридин қалған еди вә атимиз уни наһайити яхши көриду”, дегән едуқ.
21 Сиз қуллириңизға “Уни көрүшүм үчүн маңа елип келиңлар” дегән едиңиз.
22 Лекин биз ғоҗимизға: “Бала атисини қалдуралмайду. Әгәр у уни қалдурса, атиси өлүп кетиду”, дедуқ.
23 Шу чағда сиз қуллириңизға: “Әгәр кәнҗә иниңлар силәр билән биллә кәлмисә, мени башқа көрмәйсиләр”,— дедиңиз.
24 Шуниң билән биз қулиңиз атимизға берип, ғоҗимизниң сөзлирини ейттуқ.
25 Бирмунчә вақиттин кейин атимиз: “Йәнә берип, бизгә бираз ашлиқ елип келиңлар”,— деди.
26 Бирақ биз җававән: “Биз у йәргә баралмаймиз. Әгәр кәнҗә инимиз биз билән биллә барса, шу чағдила баримиз, чүнки әгәр кичик инимиз биз билән болмиса, у яқниң йүзини көрәлмәймиз”, дедуқ.
27 Шунда қулиңиз атам бизгә: “Силәргә мәлумки, аялим маңа икки оғул туғуп бәргәнди.
28 Бири мениңдин кәтти һәм мән: “Уни титиветипту!”— дедим вә башқа уни көрмидим.
29 Әгәр буниму мениңдин елип кетип, уму бала-қазаға учрап өлүп кәтсә, силәр мән ақ чачни дәрт-әләм билән топ-тоғра қәбиргә чүшүрисиләр”, дегән еди.
30 Әнди мән қулиңиз атамға, униң җениниң мону балиниң җени билән қошуқлуқ екәнлигини билип, балисиз кәлсәм,
31 у балиниң биз билән йоқлуғини көргәндила өлүп қалиду вә қуллириңиз атимиз ақ чачни дәрт-әләм ичидә удул қәбиргә чүшүриду.
32 Сәвәви, балини әкетиватқанда, қулиңиз униң үчүн атиси алдида вәдә берип: “Әгәр мән уни қайтуруп кәлмисәм, мәңгү сениң алдиңда әйиплик болуп қалимән”, дегән еди.
33 Шуңлашқа өтүнүмәнки, қулиңизға балиниң орнида ғоҗамниң қули болуп қелишқа рухсәт қилиңа, бала болса акилири билән кәтсунчу.
34 Мән атамға балисиз қандақму баримән? Чүнки шу чағда атамниң дәрттин өрүлгинини көримәнғу»,— дәп ялвурди.