Яритилиш 45:1—28
45 Йүсүп йенида турғанларниң алдида өзини туталмай: «Һәммиси бу җайдин чиқсун!»— дәп вақириди. Һечким йенида қалмиғанда, Йүсүп қериндашлириға өзини ашкарә қилди.
2 У шунчилик қаттиқ жиғлидики, һәтта мисирлиқлар аңлиди вә бу тоғрилиқ хәвәр пирәвнниң өйигиму йәтти.
3 «Мән Йүсүп,— деди у қериндашлириға — Атам һаятму?» Лекин қериндашлири униңға һечқандақ җавап қайтуралмиди, чүнки қаттиқ қорқушуп кәткән еди.
4 Шу чағда Йүсүп уларға: «өтүнүмән, йенимға келиңлар»,— деди. Улар униңға йеқинлашти.
У: «Мән силәр Мисирға сетивәткән иниңлар Йүсүп болиумән.
5 Амма әнди қайғурмаңлар вә мени бу йәргә сетивәткиниңлар үчүн өзәңларни әйиплимәңлар, чүнки Худа силәрниң җениңларни аман епқелиш үчүн, мени силәрдин авал әвәткән еди.
6 Мана йәрдә ачарчилиқ давамлишиватқиниға иккинчи жил маңди вә йәнә бәш жил йә терилғу, йә ома болмайду.
7 Худа қалғиниңларни сақлап вә тирик қалдуруши үчүн, бүйүк қутулдурушни тәғдим қилип, мени силәрдин авал әвәтти.
8 Шундақ қилип, мени силәр әмәс, бәлки һәқиқий Худа бу җайға әвәтти. У буни қилған сәвәви, мени пирәвнгә ата вә униң пүткүл өйиниң үстидин ғоҗа һәм шундақла пүткүл Мисир зимининиң үстидин башқурғучи қилиш үчүндур.
9 Әнди тезлиқта атамға берип, униңға: “Оғлуң Йүсүп мундақ дәйду: “Худа мени пүткүл Мисир үстидин ғоҗа қилип қойди. Кечикмәй қешимға кәлгин.
10 Сән Гошән йеридә орунлишисән вә мениң йенимда болисән: сән, оғуллириң, нәврилириң һәм шундақла ушшақ вә қара мелиң, вә сениңда бар һәммә нәрсәң.
11 Шу җайда мән сени озуқ билән тәминләймән — чүнки алдимизда йәнә бәш жил ачарчилиқ бар,— сән, өйүң һәм барлиқ нәрсәң намратчилиққа учримаслиғи үчүндур”, дәңлар.
12 Силәрниң көзлириңлар вә иним Бениаминниң көзлири бу сөзләр мениң еғизимдин чиқиватқинини көрүватиду.
13 Атамға мениң Мисирдики барлиқ шан-шәрипимни һәм силәр көргән барлиқ нәрсиләрни ейтип бериңлар. Чапсанирақ берип, атамни бу йәргә елип келиңлар»,— деди.
14 Йүсүп иниси Бениаминни қучақлап жиғлап кәтти, Бениаминму уни қучақлап жиғлиди.
15 Йүсүп барлиқ акилирини қучақлап һәм сөйүп жиғлиди. Андин кейин қериндашлири униң билән параңлашти.
16 Пирәвнниң ордисида Йүсүпниң қериндашлири кәлгини һәққидә аңлиди. Бу пирәвн вә униң чакарлири үчүн йеқимлиқ хәвәр еди.
17 Шуңлашқа пирәвн Йүсүпкә: «Қериндашлириңға ейтқин: “Мундақ қилиңлар: җаниварлириңларни жүкләп, Қанан йеригә бериңлар,
18 атаңлар вә өйдикилириңларни елип, бу җайға мениң қешимға келиңлар, вә мән силәргә Мисир зиминида әң есил нәрсиләрни беримән, вә йәрниң әң яхши назу-немәтлиридин йәйсиләр”, дегин.
19 Мән саңа уларға мону сөзләрни дейишни әмир қилимән: “Мундақ қилиңлар: Мисирдин балилириңлар вә аяллириңлар үчүн һарвуларни елиңлар, андин уларниң биригә атаңларни олтарғузуп, бу җайға йәткүзүп келиңлар.
20 Шундақла өз затлириңларға ечинмаңлар, чүнки Мисир зиминидики әң есил нәрсиләр силәрниңки болиду”, дегин»,— дәп ейтти.
21 Исраилниң оғуллири һәммини шундақ қилди, Йүсүп уларға, пирәвн буйруғандәк, һарвуларни һәм йолға озуқ-түлүк бәрди.
22 У уларниң һәрбиригә йеңи йепинчақ бәрди, Бениаминға болса үч йүз күмүч тәңгә вә бәш йеңи йепинчақ бәрди.
23 Атисиға болса Мисирниң һәрхил есил мәһсулатлири жүкләнгән он һаңга ешәкни, ашлиқ вә нан һәм атисиға йол озуғи билән жүкләнгән он чиши ешәкни әвәтти.
24 Шундақ қилип, у қериндашлирини йолға салди вә улар кәтти. Һәм у уларға: «Йолда урушмаңлар»,— деди.
25 Улар Мисирдин чиқип, Қанан зиминиға атиси Яқупниң қешиға кәлди.
26 «Йүсүп һаят екән,— деди улар униңға,— у пүткүл Мисирниң үстидин һөкүмранлиқ қиливетипту!» Яқупниң жүриги тиңирқап қалди, амма у уларға ишәнмиди.
27 Улар атисиға Йүсүпниң өзлиригә ейтқан барлиқ сөзлирини дегәндә вә у Йүсүпниң өзини елип келишкә әвәткән һарвулирини көргәндә, уларниң атиси Яқуп роһланди.
28 Исраил шуниң билән: «Йетәр! Оғлум Йүсүп һаят екән! Берип, уни өлүмимдин авал көрүвалай!»— дәп үн қатти.