Яритилиш 5:1—32

5  Мана бу Адәм атиниң һаяти тоғрилиқ китап. Худа Адәм атини яратқан күни, уни Худаға охшитип яратти.  У уларни әр киши вә аял киши қилип яратти. Андин кейин У уларни бәрикәтләп, уларға яритилған күнидә адәм дегән нам бәрди.  Адәм ата 130 жил яшиғанда, униңдин өзигә охшайдиған бир оғул төрәлди вә у уни Шет дәп атиди.  Шет туғулғандин кейин Адәм ата йәнә 800 жил яшап, униңдин шу жиллири оғул-қизлар туғулди.  Барлиғи болуп Адәм ата 930 жил яшап, аләмдин өтти.  Шет 105 яшқа киргәндә, униңдин Һануш туғулди.  Һануш туғулғандин кейин Шет йәнә 807 жил өмүр сүрди вә мошу жиллири униңдин оғул-қизлар туғулди.  Барлиғи болуп Шет 912 жил яшап, аләмдин өтти.  Һануш 90 яшқа киргәндә, униңдин Кенан туғулди. 10  Кенан туғулғандин кейин, Һануш йәнә 815 жил өмүр сүрди вә униңдин мошу жиллири оғул-қизлар туғулди. 11  Барлиғи болуп Һануш 905 жил яшап, аләмдин өтти. 12  Кенан 70 яшқа киргәндә, униңдин Малалиил туғулди. 13  Малалиил туғулғандин кейин Кенан йәнә 840 жил өмүр сүрди вә мошу жиллири униңдин оғул-қизлар туғулди. 14  Барлиғи болуп Кенан 910 жил яшап, аләмдин өтти. 15  Малалиил 65 яшқа киргәндә, униңдин Йарәд туғулди. 16  Йарәд туғулғандин кейин Малалиил 830 жил өмүр сүрди вә униңдин мошу жиллири оғул-қизлар туғулди. 17  Барлиғи болуп Малалиил 895 жил яшап, аләмдин өтти. 18  Йарәд 162 яшқа киргәндә, униңдин Һануһ туғулди. 19  Һануһ туғулғандин кейин Йарәд йәнә 800 жил өмүр сүрди вә униңдин мошу жиллири оғул-қизлар туғулди. 20  Барлиғи болуп Йарәд 962 жил яшап, аләмдин өтти. 21  Һануһ 65 яшқа киргәндә, униңдин Мәтушал туғулди. 22  Мәтушал туғулғандин кейин Һануһ 300 жил һәқиқий Худа билән жүрди вә мошу жиллири униңдин оғул-қизлар туғулди. 23  Барлиғи болуп Һануһ 365 жил яшиди. 24  Һануһ һәқиқий Худа билән жүрди. Андин уни Худа елип кәткәнликтин, у ғайип болди. 25  Мәтушал 187 яшқа киргәндә, униңдин Ламәһ туғулди. 26  Ламәһ туғулғандин кейин Мәтушал йәнә 782 жил өмүр сүрди вә униңдин мошу жиллири оғул-қизлар туғулди. 27  Барлиғи болуп Мәтушал 969 жил яшап, аләмдин өтти. 28  Ламәһ 182 яшқа киргәндә, униңдин бир оғул туғулди. 29  У уни Нуһ дәп атап: «Йәһва ләнәт қилған йәргә җапалиқ һәм азаплиқ әмгәклиримиздә у бизгә тәсәлли бериду»,— деди. 30  Нуһ туғулғандин кейин Ламәһ йәнә 595 жил яшап, униңдин мошу жиллири оғул-қизлар туғулди. 31  Барлиғи болуп Ламәһ 777 жил яшап, аләмдин өтти. 32  Нуһ 500 яшқа киргәндин кейин, униңдин Сам, Һам вә Япәт туғулди.

Изаһәтләр