Яритилиш 50:1—26
50 Йүсүп атисиниң үзигә иңишип, уни сөйүп жиғлашқа башлиди.
2 Андин Йүсүп өз тевип-хизмәткарлириға атисини момлашни буйруди. Кейин тевиплар Исраилни момлиди.
3 Уларниң бу ишқа толуқ қириқ күни кәтти, әсли нәқ шунчә күн момлашқа кетәтти. Шуниң билән мисирлиқлар Яқупқа йәтмиш күн матәм тутти.
4 Мана, һаза тутуш күнлириму ахирлашти, Йүсүп пирәвнниң ордисидикиләргә: «Әгәр мән нәзәриңларда илтипат тапқан болсам, өтүнүмән, пирәвнгә мундақ дәңлар:
5 “Атам мени қәсәм қилдуруп: “Мана, мән өлүм алдида туримән. Мени өзәм Қанан зиминида тәйярлиған җайда, қәбирстанлиқ йеримдә дәпин қилғин”, дегән еди. Өтүнүп қалай, мән берип, атамни дәпин қилип келишимгә рухсәт бәргәйла, андин мән қайтип келимән”»,— деди.
6 Пирәвн җававән: «Берип атаңни йәрлигин вә у сәндин алған қәсәмни орунлиғин»,— деди.
7 Шунда Йүсүп атисини йәрлигили кәтти. Униң билән пирәвнниң барлиқ чакарлири, ординиң ақсақаллири һәм Мисирниң барлиқ ақсақаллири
8 һәм шундақла Йүсүпниң өйидикилириниң һәммиси, униң қериндашлири вә атисиниң өйидикилириму биллә барди. Гошән йеридә пәқәт уларниң балилири вә ушшақ һәм қара мели қалди.
9 Униң билән шундақла төмүр һарвулар вә чавандазлар йолға чиқти. Бу наһайити чоң бир дәпин мәрасими еди.
10 Улар Иордан дәриясиниң өлкисидики Атад хаминиға йетип кәлгәндә, қаттиқ вә һәсрәтлик жиға-зар қилди вә атисиға һаза тутуп, йәттә күн матәм урпи-адәтлирини орунлиди.
11 Шу йәрниң турғунлири, қананийлар, Атад хаминида қилиниватқан матәм урпилирини көрүп: «Мисирлиқларниң бүйүк бир матәми екән!»— дәп үндәшти. Шуңлашқа Иордан өлкисидики шу җайни Авел-Мисраим дәп атиди.
12 Яқупниң оғуллири атиси уларға тапилиғинидәк һәммини қилди.
13 Улар уни Қанан зиминиға апирип, Мамрәниң удулидики Махпела етизлиғидики өңкүрдә дәпин қилди, шу етизлиқни Ибраһим қәбирстан қилиш үчүн хетий Әпрондин сетивалған еди.
14 Атисини йәрләп болуп, Йүсүп Мисирға қайтип кәлди: у өзи, қериндашлири вә униң билән атисини йәрләшкә барған һәммиси.
15 Йүсүпниң қериндашлири атисиниң өлүмидин кейин: «Әнди, Йүсүп бизгә адавәт сақлаватқан болса, бизниң униңға қилған барлиқ яманлиқлиримизни қайтурармикин?»— дейишти.
16 Шунда улар Йүсүпкә адәм әвәтип: «Атаң өлүштин илгири бизгә әмир қилип мундақ дегән:
17 “Силәр Йүсүпкә монуларни дәңлар: “Саңа ялвуруп өтүнәй, акилириңниң қилмишини вә уларниң саңа қилған явузлуқ гунайини кәчүривәткин”, дегән еди. Әнди өтүнүмизки, атаң Худайи хизмәтчилириниң қилмишини кәчүривәткинә”,— деди. Йүсүпкә бу гәпләрни аңлатқанда, у жиғлап кәтти.
18 Шуниңдин кейин униң акилири келип, униң алдида тизлинип: «Биз сениң қуллириң!»— дейишти.
19 Шу чағда Йүсүп уларға: «Қорқмаңлар, мән Худамидим?
20 Силәр маңа қарши яман нийәт қилғандиңлар, лекин Худа өзәңлар һазир көрүватқандәк, көплигән кишиләрниң һаятини сақлап қелиш үчүн, буни яхшилиққа айландурди.
21 Шуңа қорқмаңлар. Мән силәрни һәм бала-җақилириңларни озуқ билән тәминләймән»,— деди. Шундақ қилип, у уларға тәсәлли берип, сөзлири билән көңлини ясиди.
22 Йүсүп Мисирда яшап қалди, у өзи вә атисиниң өйи. Йүсүп 110 жил өмүр сүрди.
23 У Әпраимниң оғуллирини үчинчи әвлатқичә көрди, шундақла Манассәниң оғли Маһирниң оғуллириниму көрди. Улар Йүсүпниң өзиниң балилиридәк болди.
24 Ахири Йүсүп қериндашлириға: «Мән өлүм алдида туруватимән, лекин Пәрвәрдигар чоқум силәргә диққәт ағдуруп, мошу йәрдин Ибраһим, Исһақ вә Яқупқа қәсәм қилип, вәдә қилған зиминға елип чиқиду»,— деди.
25 Йүсүп Исраилниң оғуллиридин қәсәм елип: «Худа җәзмән силәргә диққитини ағдуриду. Шу чағда силәр мениң сүйәклиримни бу йәрдин елип кетиңлар»,— деди.
26 Шуниңдин кейин Йүсүп 110 яшта вапат болди. Уни момлап, Мисирдики бир қәбиргә салди.