Яритилиш 7:1—24
7 Шу вақитта Йәһва Нуһқа мундақ деди: «Өй-ичиң билән кемигә киргин, чүнки алдимда мошу әвлат арисида сениң һәққаний екәнлигиңни көрдүм.
2 Өзәңгә һалал җаниварларниң һәрқандақ түридин әркәк вә чишини йәттидин алғин, һарам һайванларниң һәрқандақ түридин әркәк вә чишини иккидин,
3 шундақла учарқанатлардин әркәк-чишисини йәттидин, уларниң нәсли йәр йүзидә сақлинип қелиши үчүн, алғин.
4 Сәвәви, йәттә күндин кейин Мән ямғурға қириқ кечә-күндүз йәр бетигә йеғишини буйруймән һәм Мән яратқан барлиқ мәвҗудатни йәр йүзидин йоқитимән».
5 Нуһ Йәһва униңға буйриғандәк һәммини қилди.
6 Йәрни топан сүйи басқанда, Нуһ 600 яшта еди.
7 Топан сүйи пәйда болушидин авал Нуһ кемигә кирди вә униң билән оғуллири, аяли вә келинлири биллә кирди.
8 Һалал җаниварларниң һәрқандақ түридин, һарам һайванларниң һәрқандақ түридин, учарқанатлардин вә йәрдә өмләйдиған һәрқандақ мәхлуқларниң түридин
9 Нуһниң қешиға кемигә, Худа буйруғинидәк, җүпләп әркәк вә чишлири кирди.
10 Йәттә күндин кейин топан сүйи йәргә ямриди.
11 Нуһниң 600-жили, иккинчи айниң он йәттинчи күнидә, мана шу күни чәксиз чоңқур суларниң мәнбәлири тешилди вә асманниң пәнҗирилири ечилип кәтти.
12 Һәм қаттиқ ямғур йәргә қириқ кечә-күндүз уда яғди.
13 Дәл шу күни Нуһ кемигә кирди вә униң билән оғуллири Сам, Һам вә Япәт, униң аяли вә келинлири кирди,
14 шундақла һәрхил һайван түр-түри бойичә, һәрхил өй җаниварлири түр-түри бойичә, йәрдә өмилигүчи һәрхил һайванлар түр-түри бойичә вә һәрхил учум мәхлуқлар түр-түри бойичә, һәрқандақ қушлар, һәрхил қанатлиқ яратмилар кемигә кирди.
15 Улар һәрқандақ тирик җандин Нуһниң қешиға җүпләп кирди.
16 Түр-түрлүк мәвҗудатлардин әркәк-чишлири кемигә, Худа буйруғинидәк, кирди. Андин кейин Йәһва Нуһниң кәйнидин ишикни тақавәтти.
17 Топан йәрдә қириқ күн давам қилди, сулар көтүрилип кемини елип кәтти вә у йәр үстидин егизликтә ләйләп қалди.
18 Сулар улғийип, йәр үстидин техиму егизләп кәтти, лекин кемә су үстидә үзүп туратти.
19 Сулар йәр үстидин шунчилик көтүрүлдики, асман астидики барлиқ егиз тағларниму бесип кәтти.
20 Уларниң үстидин сулар 15 җәйнәк көтүрүлди вә тағлар су астида қалди.
21 Йәр бетидә яшиғучи һәрқандақ тирик җан: учарқанатлар, өй җаниварлири, һайванлар, йәрдики миғилдиған көпчилик вә һәммә адәмләр һаятидин мәһрум болди.
22 Барлиғи, кимниң бурнида һаятлиқ нәпәс күчи барлар, йәни қуруқлуқта болған һәммиси, өлди.
23 Шундақ қилип, Худа йәр йүзидә мәвҗут болған һәммә нәрсини: инсанларни, җаниварларни, барлиқ һайванларни вә учарқанатларни йәрдин уҗуқтурди. Тирик қалғанлар пәқәт Нуһ вә униң билән кемидә болғанлардур.
24 Сулар йәр үстидә 150 күн егиз турди.