Яритилиш 8:1—22
8 Шу вақитта Худа Нуһни, шундақла униң билән биллә кемидә болған һәрқандақ һайванни вә һәрқандақ өй җаниварини әскә алди. Худа йәр-зиминға шамал чиқарди вә сулар йенишқа башлиди.
2 Чоңқур сулар мәнбәлири һәм асман пәнҗирилири йепилди вә асмандин төкүлгән ямғур тохтиди.
3 Сулар пәйдин-пәй йәр йүзидин янди вә 150 күндин кейин хелә төвәнлиди.
4 Йәттинчи айниң он йәттинчи күни кемә Арарат тағлирида тохтиди.
5 Сулар аста-аста онинчи айғичә азайди. Онинчи айниң биринчи күнидә тағларниң чоққилири көрүнди.
6 Қириқ күндин кейин Нуһ кемигә орнатқан деризини ачти.
7 Андин у қарғини чиқарди вә у йәр йүзидики сулар тартилип болғичә, кетип-келип учуп жүрди.
8 Униңдин кейин у суларниң йәр йүзидин тартилғанлиғини билиш үчүн, кәптәрни чиқарди.
9 Лекин кәптәр путини қойғидәк җай тапалмай, униң қешиға йенип кәлди, чүнки барлиқ йәр йүзидә техи сулар болған еди. Шунда Нуһ қолини сунуп, уни кемигә әкиривалди.
10 У йәнә йәттә күн күтүп, яңливаштин кәптәрни кемидин чиқарди.
11 Кәптәр униң қешиға тумшуғида йеңи үзүвалған зәйтун йопурмиғини чишләп учуп кәлди. Шундақларчә Нуһ суларниң йәр йүзидин тартилғинини билди.
12 У йәнә йәттә күн күтүп, кәптәрни чиқарди, у униң кешиға башқа қайтип кәлмиди.
13 Нуһ өмриниң 601-жилиниң, биринчи айниң биринчи күнидә су йәр йүзидин пүтүнләй тартилди. Нуһ кеминиң өгүзини ечип қариди вә йәр бетиниң қуруғанлиғини көрди.
14 Иккинчи айниң жигирмә йәттинчи күни йәр йүзи қуруп болди.
15 Шу чағда Худа Нуһқа сөз қилип:
16 «Сән аялиң билән, оғуллириң вә келинлириң билән кемидин чиққин.
17 Шуңа өзәң билән биллә һәрқандақ тирик җандин һәрқандақ мәхлуқни: учарқанатларни, өй җаниварларни вә йәрдә өмиләйдиған барлиқ һайванларни елип чиқ, чүнки улар йәрни толтуруп, нәсил көрүп көпийиши керәк»,— деди.
18 Шу вақитта кемидин Нуһ вә униң билән оғуллири, аяли вә келинлири чиқти.
19 Шундақла һәрқандақ тирик җан, һәрқандақ һайван вә һәрқандақ учарқанат — йәрдә мидирлап жүридиған һәммиси өз түрлири бойичә кемидин чиқишти.
20 Нуһ Йәһваға атап бир қурбангаһни ясиди, таза җаниварлардин вә таза учарқанатлардин бир нәччисини елип, көйдүрмә қурванлиқ әкәлди.
21 Йәһва хуш пурақни һис қилди. Андин Йәһва Өз жүригидә: «Башқа һечқачан йәрни инсан үчүн қарғимаймән, чүнки адәмниң жүриги яш петидин башлап яманлиққа тартиду һәм Мән қилғинимдәк, башқа һечқачан яшаватқан барлиқ нәрсини һалак қилмаймән.
22 Йәр-зиминниң барлиқ күнлиридә әнди терилғу билән ома, соғ билән иссиқ, яз билән қиш, күн билән кечә айлинип туриду»,— деди.