Яритилиш 9:1—29
9 Худа Нуһни вә униң оғуллирини бәрикәтләп, уларға мундақ деди: «Әвлат көрүп көпийиңлар вә йәрни толтуруңлар.
2 Йәрдики һәрқандақ тирик җаниварлар, асмандики барлиқ учарқанатлар вә йәр йүзидә мидирлап жүргүчиләрниң һәммиси вә деңиздики барлиқ белиқлар силәрдиң қорқудиған вә әйминидиған болиду. Улар силәрниң қоллириңларға тапшурулди.
3 Мидирлиған барлиқ тирик нәрсә силәргә озуқ болиду. Йешил өсүмлүкләрдәк, Мән силәргә буниң һәммисини бәрдим.
4 Пәқәт гөшни җени билән — униң қени билән йемәңлар.
5 Мән силәрниң җениңларниң қени үчүнму һәрқандақ тирик җандин һесават алимән. Һәм инсандинму, һәрқандақ инсандинму, Мән адәмниң җени үчүн һесават алимән, чүнки у униң туққинидур.
6 Әгәр кимду-бирси адәмниң қенини төксә, униң қениму адәм тәрипидин төкүлиду, сәвәви Худа инсанни Өзигә охшитип яратқан еди.
7 Силәр болсаңлар әвлат көрүп көпийиңлар, йәрни толтуруңлар вә униңда көпийиңлар».
8 Худа Нуһқа вә униң оғуллириға:
9 «Мән силәр билән вә силәрдин кейинки әвладиңлар билән Мениң келишимимни түзимән,
10 шундақла силәр билән болған һәрқандақ тирик җан: өй қушлири, җаниварлар вә йәрдики тирик мәвҗудатлар — кемидин чиққан барлиғи вә уларниң барлиқ нәсиллири билән түзимән.
11 Һә, Мән силәр билән Мениң келишимимни түзимән: әнди башқа һечқачан барлиқ тирик җан топан сулири билән йоқитилмайду вә йәрни вәйран қилидиған топан башқа һечқачан болмайду»,— деди.
12 Худа йәнә: «Мана, Мән силәр билән вә қешиңлардики һәрқандақ тирик җан билән түзүватқан келишимниң бәлгүси, бу келишим әвлаттин әвлатқичә, әсирләр бойи күчтә болиду.
13 Мән булутта һасан-һүсәнни беримән вә у Мениң һәм йәрниң оттурисида болған келишимниң бәлгүси болиду.
14 Мән йәр үстидин булутни көтәргинимдә, униңда һасан-һүсән пәйда болиду.
15 Шу чағда Мән силәр билән вә мәвҗудатниң һәрқандақ тирик җанлири билән түзгән келишимни әскә алимән вә башқа һечқачан сулар топан болуп, тирик җанни һалак қилмайду.
16 Булутта һасан-һүсән пәйда болиду һәм Мән Худаниң вә йәрдики һәрқандақ тирик җан оттурисида мәңгү түзүлгән келишимни әсләш үчүн, уни көримән»,— деди.
17 Худа Нуһқа йәнә: «Бу Мән йәрдики барлиқ тирик җан билән түзгән келишимимниң бәлгүси»,— деди.
18 Нуһниң кемидин чиққан оғуллири Сам, Һам вә Япәт еди. Кейинирәк Һамдин Қанан туғулди.
19 Бу үчи Нуһниң оғуллири болуп, улардин пүткүл йәр йүзидики адәмләр тариди.
20 Нуһ дехан болуп, үзүмзарлиқ тикти.
21 У шарапни ичип, мәс болуп қелип, өз чедири ичидә кийим-кечәклирини селивәтти.
22 Қананниң атиси Һам атисиниң ялиңачлиғини көрүп чиқип, икки қериндишиға ейтип бәрди.
23 Шу чағда Сам билән Япәт йепинчақни елип, мүрилиригә артип вә кәйничә меңип кирип, атисиниң ялиңач бәдинини йепип қойди. Уларниң үзлири башқа тәрәпкә қаритилған еди вә улар атисиниң ялиңачлиғини көрмиди.
24 Ахирида, Нуһ кәйписидин ойғинип, кичик әвладиниң өзигә немә қилғинини билди.
25 Шу чағда у:
«Қананға ләнәт болғай!
У қериндашлириниң әң төвән қули болсун»— дәп
26 йәнә қошуп:
«Йәһваға — Самниң Худайиға апирин! Қанан болса Самниң қули болсун.
27 Худа Япәткә кәң егиликләрни бәрсун Вә у Самниң чедирлирида маканлашсун.
Қанан униңму қули болғай!»— деди.
28 Топандин кейин Нуһ йәнә 350 жил өмүр көрди.
29 Барлиғи болуп Нуһ 950 жил яшап, аләмдин өтти.