Қанун шәрһи 20:1—20

20  Сән дүшминиңгә қарши урушқа барғанда, уларда сениңкидин артуқ атлири билән җәң һарвулирини көргәндә қорқуп кәтмә, чүнки сени Мисир йеридин ачиққан Пәрвәрдигариң Йәһва сениң биләндур.  Силәргә җәңгә кириш вақти кәлгәндә, роһаний келип, хәлиққә сөз қилсун.  У мундақ дәйду: “Исраил, тиңша! Силәр бүгүн дүшмәнлириңлар билән урушисиләр. Жүрәклириңлар бошап кәтмисун, улардин қорқмаңлар, вәһимигә чүшмәңлар һәм әтийәт қилмаңлар.  Чүнки Худайиңлар Йәһва силәр билән биллә дүшмәнлириңларға қарши урушушқа һәм силәрни қутқузушқа маңди”.  Назарәтчиләр болса, хәлиққә мундақ елан қилсун: “Ким йеңи өй селип, униңға кирмигән болса, у қайтип өйидә яшисун. Чүнки җәңдә у һалак болса, униң өйигә башқиси егә болиду.  Ким үзүмзарлиқ тикип, униң мевисини йемигән болса, у өйигә қайтсун, чүнки җәңдә һалак болса, башқиси үзүмзарлиғидин йәйду.  Ким той қизи билән вәдилишип, униңға өйләнмигән болса, қайтип берип өйләнсун, чүнки у җәңдә һалакәткә учриса, униң той қизиға башқа әр киши өйлиниду”.  Андин назарәтчиләр хәлиққә йәнә мундақ ейтиши лазим: “Кимду-ким қорқанчақ һәм тошқан жүрәк болса, у өйигә қайтсун. Сәвәви, униң үлгисидин башқа бурадәрлириниң жүрәклири униңкидәк қорқанчақ болуп кәтмисун”.  Назарәтчиләр барлиқ ушбу сөзләрни хәлиқкә ейтқандин кейин, улар хәлиқниң үстидин сәрдарларни қоюши лазим. 10  Шәһәрни бесивелиш үчүн йеқинлашқанда, униңға течлиқни тәвсийә қил. 11  Әгәр у шәһәр сениң билән течлиққа келишсә вә дәрвазилирини ечип бәрсә, у чағда униңдики барлиқ аһали саңа алван төләп, хизмәт қилсун. 12  Әгәр у шәһәр течлиққа көнмисә, у чағда уруш жүргүзүп, уни қоршавға ал. 13  Уни саңа Тәңриң Йәһва тапшурғанда, униңдики барлиқ әр җинислиқ аһалини қилич билән қиривәт. 14  Пәқәт аялларни, балиларни, мални, барлиқ шәһәрдики олҗини өзәңгә елип, Худайиң Йәһва саңа бәргән дүшмәнлириңниң олҗиси билән пайдилан. 15  Шундақ қилип, сениңдин жирақ турған шәһәрләр билән иш қилғин. Амма йениңдики мәзкүр шәһәрләр хәлиқлири билән ундақ иш қилма. 16  Илаһиң Йәһва саңа мирасқа бериватқан шәһәрләрниң хәлиқлиридин һечбир җанни тирик қалдурма. 17  Лекин уларни ләнәткә тутқин: хетий, аморий, қананлиқ, пәризий, евий, йәвусий һәм гиргашларни – уларни Худайиң Йәһва өлүмгә мәһкүм қилди. 18  Чүнки улар силәрни өз илаһлири үчүн қиливатқан жиркиничлик қилиқлириға үгәтмәслиги үчүн һәм силәр шу қилиқларни қилип, Яратқучиңлар Йәһва алдида гуна өткүзмәслигиңлар үчүндур. 19  Әгәр узақ вақит давамида бир шәһәрни қоршавда тутсаң, униң дәрәқлирини сундурма вә уларға палта салма. Улардики мевиләрни йегин, чапма, чүнки даладики дәрәқ адәм әмәсқу? У сениңдин қечип кетәлмәйду. 20  Пәқәт озуққа яримайдиған мевилири бар дәрәқләрнила чепип, улардин иншаәтләрни ясап, силәргә қарши күришиватқан шәһәр тәслим болғичә ишләтсаңлар болиду.

Изаһәтләр