Қанун шәрһи 21:1—23

21  Әгәр саңа Йәһва Худайиң бериватқан йәрдә далада ятқан өлүк киши тепилса һәм уни өлтүргән киши намәлум болса,  ундақ әһвалда ақсақаллар билән сотчилириң чиқип, өлүккә йеқин турған шәһәрләргичә мусапини өлчисун.  Өлүккә йеқин шәһәрниң ақсақаллири падидин ишләтмигән вә боюнтуруқ селинмиған яш ғунаҗинни алсун.  Шу шәһәрниң ақсақаллири мәзкүр ғунаҗинни пайдиланмиған вә уруқ сепилмиған өстәң вадисиниң йеригә әкелип, шу еқинниң йенида бойнини сундурувәтсун.  Шу җайға Ләвийниң оғуллири-роһанийлар келиду, чүнки уларни Рәббиң Йәһва Өзигә хизмәт қилишқа вә Йәһваниң исми билән бәрикәтләшкә таллиған еди. Һәрқандақ дава ишини вә кәлтүрүлгән зиянни уларниң сөзи бойичә йешиш шәрт.  Ушбу шәһәрниң ақсақаллири өз қоллирини өстәңниң йенида бойни сундурулған ғунаҗинниң беши үстидә жуюду.  Қошумчә улар йәнә мундақ дейиши керәк: “Бизниң қоллиримиз бу қанни төкмиди вә көзлиримизму буни көрмиди.  Хәлқиң Исраилни тазилиғина вә Өзәң Йәһва Мисирдин азат қилған хәлқиңгә бегуна қанни әйипкә қоймиғина.” Шундақ һаләттә улар қандин тазилиниду.  Шундақ қилип, сән бегуна кишиниң қенини жуюшиң керәк һәм Йәһваниң алдида яхши вә адил иш қилисән. 10  Дүшмәнлириңгә қарши урушқа чиққанда вә Пәрвәрдигариң Йәһва уларни қолуңға селип бәргәндә һәм сән уларни әсиргә алғанда, 11  уларниң арисидин чирайлиқ аялни көрүп қелип, уни яқтуруп қалсаң һәм өзәңгә хотунлуққа таллисаң, 12  уни өйүңгә әкәлгин. У болса чачлири билән тиймақлирини еливәтсун. 13  У өзидин әсиргә чүшкән кийимини йешивәтсун, сениң өйүңдә яшап, бир ай давамида ата-анисиға һаза тутсун. Шуниңдин кейин сән униңға йеқинлашсаң болиду вә әр-аял болуп яшаңлар. 14  Андин кейин у саңа яқмай қалса, уни халиған җайиға қоюп бәр, бирақ уни сатма вә қул қилма, чүнки сән уни пәсәйтиватисән. 15  Әгәр кимду-бирсиниң икки аяли болса, бирси сөйүмлүк, йәнә бирси йеқимсиз болса, иккилиси униңға оғулларни туғуп бәрсә, йеқимсиз аялиниң оғли тунҗа болса, 16  мал-мүлкини оғуллириға бөлүп бәргәндә, у киши сөйүмлүк аялиниң оғлиға тунҗа һоқуқини берәлмәйду. 17  Амма, яхши көрмәйдиған аялиниң оғлини тунҗам дәп тонуши керәк һәм униңға бар мүлкиниң икки қисмини бериши лазим. 18  Әгәр бирсиниң оғли тәрса һәм беқинмайдиған, ата-анисиниң сөзигә кирмәйдиған болса, улар уни җазалиған болсиму, уларни тиңшимиса, 19  у чағда ата-аниси уни шәһәр дәрвазилири алдида олтарған ақсақалларға әкелип, 20  мундақ десә: “Мону оғлимиз тәрса, беқинмайдиған һәм сөзлиримизгә қулақ салмайдиған ачкөз вә һарақкәш”. 21  Шу вақитта шәһәрниң барлиқ турғунлири уни чалма кесәк қилип өлтүридү. Шундақ қилип, араңдин зулумни йоқат. Барлиқ исраиллиқлар буни аңлап, қорқудиған болиду. 22  Әгәр бирсидә өлүмгә мувапиқ қилмиш тепилса вә у өлтүрүлүп, дәрәқкә есиветилсә, 23  у чағда униң җәсиди дәрәқтә қонмисун. Лекин уни шу күнила йәрләвәткин, чүнки дәрәқтә есилған һәрқандақ киши Худаниң алдида қарғишқа учриғандур. Саңа Тәңриң Йәһва мираслиққа бәргән йәр-зиминни булғимиғин.

Изаһәтләр