Қанун шәрһи 26:1—19

26  Саңа Худайиң Йәһва варислиққа бериватқан зиминни мирасқа елип униңда маканлашқанда,  Худайиң Йәһва саңа несипкә бәргән йәргә кәлгәндә,шу йәрниң барлиқ мевилиридин дәсләпки үнүмләрни елип , севитиңгә селип, Йәһва Өз исминиң болудиған җайини таллиған орунға барғин.  Шу вақитта хизмәт қилидиған роһанийға келип, униңға: “Бүгүн мән Тәңриң Йәһваға шуни изһар қилимәнки, Йәһва әҗдатлиримға қәсәм билән вәдә қилған йәргә мана кирдим”,— дегин.  Роһаний қолуңдики севәтни елип, уни Худа Йәһваниң қурбангаһи алдиға қойиду.  Сән шу чағда Рәббиң Йәһваниң алдида мундақ дегин: “Атам қаңғирған арамий еди. У Мисирға азла адәмлири билән көчкән. Шу йәрдә униңдин бүйүк, күчлүк һәм көпсанлиқ хәлиқ бәрпа қилинди.  Лекин мисирлиқлар бизгә әски муамилә қилди вә бесим көрситип, һәртүрлүк еғир ишларни қилғузди.  Шунда биз атилиримизниң Худайи Йәһваға жиғлишип мураҗиәт қилдуқ. Йәһва дат-пәриядимизни аңлап, қайғумизни, әмгәклиримизни вә тәқипни көрди.  Шуниң билән Йәһва бизни Мисирдин көтирилгән қудрәтлик қоли билән улуқ һәйвити, бәлгүләр вә карамәтләр арқилиқ ачиқти.  Ахири бизни мошу йәргә, сүт билән һәсәл ақидиған зиминға әкелип, уни бәрди. 10  Мана мән, Йәһва, Сән мана бәргән мунбәт йәрниң үнүмлиридин дәсләпки мевиләрни алдиңға әкәлдим”. Севитиңни шу җайда Худайиң Йәһваниң алдида қоюп, Рәббиң Йәһваға тазим қилғин. 11  Шундақла Тәңриң Йәһва саңа һәм өйүңгә бериватқан яхшилиқлар үчүн шатланғин: өзәң, ләвий һәм сениңда маканлашқан мусапир. 12  Сән үчинчи жили, онлуқларниң жили , йәрниң мевилириниң барлиқ онинчи қисимлирини бөлгәндә, уларни ләвийгә, мусапирға, житимға вә тул аялға берип, улар маканлириңда йәп тойғанда, 13  шу чағда Худайиң Йәһваниң алдида мундақ дегин: “Мән өйүмдин муқәддәсликләрни бөлүп, уларни ләвийгә, мусапирға, житимға вә тул аялға Сениң вәсийәтлириң бойичә бәрдим. Мән уларни унтумай, вәсийәтлириңгә толуқ әмәл қилдим. 14  Мән муқәддәсликни хапичилиқта йемидим вә уни напак нәрсигә сәрип қилмидим. Шуниңдәкла мән униңдин өлгәнләр үчүн һечнәрсә ишләтмидим, лекин мән Рәббим Йәһваниң авазиға қулақ селип, Сән маңа вәсийәт қилған нәрсиләрни орунлидим. 15  Әрштин, муқәддәс маканиңдин қарап, Өз хәлқиң Исраилни бәрикәтлигинә. Шундақла Сән бизгә бәргән йәрни бәрикәтлигинә, чүнки Сән атилиримизға сүт билән һәсәл ақидиған зиминни һәдийә қилимән, дәп вәдә бәргән”. 16  Ушбу күндә Худайиң Йәһва саңа барлиқ тохтамларни, қанунларни орунлап, пүткүл җениңдин һәм пүткүл қәлбиңдин уларға әмәл қилишни әмир қиливатиду. 17  Йәһваға бүгүн сән У сениң Илаһиң болидиғанлиғини ейттиң. Сән Униң барлиқ йоллири билән меңип, Униң тохтамлири билән вәсийәтлири һәм қанунлирини орунлайдиғанлиғиңни вә Худаниң үнини тиңшайдиғанлиғиңни ейттиң. 18  Йәһва саңа бүгүн сән Униң шәхсий хәлқи болудиғанлиғиңни ейтти. У саңа буни вәдә қилған еди, шуңлашқа сән Униң һәммә вәсийәтлирини сақла. 19  У сени Өзи яратқан барлиқ хәлиқләрдин үстүн қойиду. Сән Йәһва Рәббиңниң вәдиси бойичә Униң муқәддәс хәлқи болуп, шан-шәрәптә, шөһрәттә вә гөзәлликтә жүрисән».

Изаһәтләр