Қанун шәрһи 5:1—33

5  Муса барлиқ Исраилға мураҗиәт қилип, мундақ деди: «Исраил, қулақ салғин! Бүгүн мән силәргә ейтидиған сөзләрни, тохтам вә қанунларни ядлавелип, уларни орунлашқа тиришиңлар.  Йәһва, бизниң Худайимиз, биз билән Хориб теғида келишим түзди.  Рәб Йәһва бизниң әҗдатлиримиз билән әмәс, бәлки биз, тирикләр, билән бүгүн мошу җайда.  Йәһва Пәрвәрдигар силәр билән үзму-үз тағда от ичидин сөзләшти.  Мән болсам шу вақитта Йәһва билән силәрниң араңларда Йәһваниң сөзлирини силәргә йәткүзүшкә турдум. Сәвәви, силәр оттин қорқуп, таққа чиқмидиңлар. У шу вақитта:  “Мән сени Мисир йеридин, қуллуқ өйидин, ачиққан Йәһва Худайиңдур.  Сәндә Мениң алдимда һечбир башқа худалар болмисун.  Өзәңгә асмандики, йәрдики вә йәр астидики суларда болған һечбир нәрсиниң бутини, һечқандақ тәсвирини вә һәйкилини қилғучи болма.  Уларға ибадәт килип хизмәт атқурма, чүнки Мән Йәһва, сениң Худайиң — мутлақ вапалиқни тәләп қилидиған Рәббиң. Мени өч көрүдиғанларниң әвлатлирини үчинчи һәм төртинчи нәслигичә җазалаймән. 10  Шуниңдәкла Мени яхши көргәнләрниң вә Мениң вәсийәтлиримгә әмәл қилғанларниң әвлатлирини миңинчи нәслигичә бәрикәтләймән. 11  Тәңриң Йәһваниң исмини бекардин-бекар қолланмиғин, чүнки Йәһва Униң исмини һөрмәтсиз ишләткәнләрни җазасиз қоймайду. 12  Шәнбә күнини сақлиғин, уни Йәһва Худайиң вәсийәт қилғинидәк, муқәддәс түрдә тутқин. 13  Алтә күн ишлә вә өзәңниң һаҗәт ишлириңни қил. 14  Йәттинчи күни болса — бу Тәңриң Йәһва үчүн шәнбидур. У күни сән өзәң, оғлуң, қизиң, қулуң, буқаң, ешигиң, барлиқ мелиң һечқандақ оқәт қилмаңлар. У күни сениңдәк дәм елиши үчүн, өйүңдики мусапир яки қулуң вә мелиң һечбир иш қилмисун. 15  Шуни әстә мәккәм тутқин, сән Мисир йеридә қул болғансән, амма Йәһва, сениң Пәрвәрдигариң, сени шу җайдин күчлүк вә көтирилгән қоли билән ачиқти. Шуңлашқа Йәһва, сениң Пәрвәрдигариң, саңа шәнбә күнини орунлаштурушқа вә уни муқәддәс сақлашқа әмир қилған еди. 16  Атаң билән анаңни, Йәһва Худайиң саңа буйриғандәк, һөрмәт қилғин. Шу әһвалдила сениң күнлириң узақлишип, Йәһва Худайиң саңа бериватқан йәрдә бәхитлик яшайсән. 17  Қатил болма. 18  Вапасизлиқ қилма. 19  Оғри болма. 20  Йениңдики кишигә сахта гувалиқ қилма. 21  Йениңдики кишиниң аялини, өйини, етизини, қулини, буқисини, ешигини вә униң һечбир нәрсисини халима”. 22  Мошу сөзләрни Йәһва пүткүл җәмийитиңларға тағда өртниң, булутниң вә қараңғулуқниң арисидин егиз авазда ейтти вә униңдин кейин башқа сөзлимиди. Уларни У икки таш тахтайчисиға йезип, маңа бәрди. 23  Силәр зулмәт арисидин чиққан авазни аңлидиңлар вә тағниң отта көйүватқинини көргәндә, силәрниң қәбилилириңларниң башчилири вә ақсақаллириңлар маңа кәлдиңлар. 24  Шу вақитта силәр : “Мана, Йәһва Худайимиз бизгә Өзиниң шан-шөһритини вә улуқлиғини көрсәтти вә биз от арисидин Униң авазини аңлидуқ. Бүгүн биз өз көзүмиз билән Илаһниң адәм билән сөзлигинини һәм адәмниң аман қалғинини көрдуқ. 25  Лекин, немә үчүн биз өлүп кетишимиз керәк? Чүнки бу бүйүк өрт бизни ялмап кетиду, болупму әгәр биз Йәһва Худаниң үнини аңлисақ, өлүмиз. 26  Сәвәви, отниң арисидин сөзлигән тирик Худаниң үнини аңлап, биздәк аман қалған тән-бәдән барму? 27  Сән өзәң Униңға йеқинлишип, Йәһва Худайимиз немә десә, шуни бизгә йәткүзгинә. Биз болсақ, сени тиңшап, Йәһва Худайимиз ейтқанлирини орунлаймиз”,― дейиштиңлар. 28  Йәһва силәрниң маңа ейтқан сөзлириңларни тиңшиди. Шунда Йәһва: “Мән бу хәлиқниң саңа дегән сөзлирини аңлидим. Улар ейтқанлириниң һәммиси дурус. 29  Аһ, әгәр уларниң жүрәклири Мениңдин әтийәт қилип, барлиқ күнлиридә барчә вәсийәтлиримгә әмәл қилишқа шундақла тәйяр болсиди, у чағда улар өзлиригә вә уларниң нәслигә әбәттин-әбәт қандақ яхши болатти! 30  Берип,уларға чедирлириға қайтишини ейтқин. 31  Сән Мениң билән мошу җайда қалғин һәм Мән саңа бар вәсийәтләр билән тохтам-қанунларни ейтип беримән. Сән уларни буларға үгитисән. Мән уларға мирасқа беридиған йәр-зиминда дурус иш қилиши үчүн бу һаҗәттур”,― деди. 32  Қараңлар, силәргә Йәһва Рәббиңлар қандақ әмир қилған болса, шундақ иш тутуңлар. Йә оңға йә солға чәтнәп кәтмәңлар. 33  Йәһва Худайиңлар силәрниң аман болушиңлар вә бәхитлик яшишиңлар үчүн буйруған йоли билән жүрүңлар. Шундақ әһвалдила мирасқа алидиған йәрдә узақ вақит яшайсиләр.

Изаһәтләр