Қанун шәрһи 7:1—26

7  Худайиң Йәһва сени мирасқа алидиған йәргә әкиргәндә вә йүзүңдин сениңдин көпирәк йәттә хәлиқни: хетийларни, гиргашларни, аморийларни, қананлиқларни, пәризийләрни, евийларни, йәвусийларни қоғлап чиқарғанда ― улар сениңдин көпирәк һәм күчлүгирәк ―  уларни Йәһва, сениң Тәңриң, қолуңға өткүзгәндә һәм сән уларни һалак килғанда, шу чағда уларни ләнәт қилип, улар билән иттипақ түзмә вә уларни айима.  Улар билән туққан болма: қизиңни униң оғлиға бәрмә вә униң қизини оғлуңға алма.  Чүнки улар оғуллириңни башқа илаһларға хизмәт қилиши үчүн, Мениңдин үз өргүзиду. Шу вақитта Йәһваниң ғәзиви силәргә қайнап, У чапсанла сени йоқитиду.  Амма улар билән мундақ қилиңлар: қурбангаһлирини бузуветиңлар, түврүклирини вәйран қиливетиңлар, хасийәтлик чатқаллирини чепиветиңлар вә илаһлириниң һәйкәллирини от билән көйдүрүветиңлар.  Сәвәви, сән Пәрвәрдигариң Йәһваниң муқәддәс хәлқидур! Сени Йәһва Худа Униң Өз хәлқи болушиң үчүн, йәрдики барлиқ хәлиқләрниң арисидин таллап алған еди.  Силәрни Йәһва барлиқ хәлиқләрдин нурғунирақ үчүн әмәс, бәлки силәр һәммидин азирақ үчүн, силәрни таллавалди.  Амма силәрни Йәһва яхши көргини үчүн вә әҗдатлириңларға У қәсәм бәргини үчүн, силәрни Йәһва Мисирниң падишаси пирәвнниң қолидин, қуллуқ өйидин, күчлүк қоли билән азат қилди.  Шуни билгинки, Худайиң Йәһва садиқ Худадур. У Өзиниң келишимини вә Униң вәсийәтлирини сақлиғанларға һәм Уни сөйгәнләргә миңинчи әвлатқичә шәпқитини сақлайду. 10  Амма Уни өч көргәнләрдин уларни һалак қилип, Өзи интиқам алиду. Худа Униңдин нәпрәтләнгәнләрни Өзи шәхсән җазалайду. 11  Демәкчи, бүгүн мән саңа әмәл қилишқа җекиләватқан вәсийәтләр, тохтамлар вә қанунларни орунла. 12  Чүнки, әгәр силәр мошу қанунларни сақлап орунлисаңлар, Рәббиң Йәһва атилириңларға кәсәм бәргән келишимини һәм униң билән меһир-шәпқитини сақлайду. 13  Йәнә сени сөйүп, бәрикәтләп көпәйтиду. Балиятқуниң мевисини бәрикәтләйду вә йәр, нан, зәйтун мейи, буқа, қой падилириңниң мәһсулини, У атилириңға қәсәм билән вәдилигәндәк, сениң яшиған зиминиңда бәрикәтләйду. 14  Сән әтрапиңдики барлиқ хәлиқләрниң арисида әң мол бәрикәтлинисән. Сениңда пәрзәнтсиз әр-аял болмайду, шундақла мелиң арисида қисир болмайду. 15  Йәһва Худайиң сәндин һәрқандақ аҗизлиқни, Мисирда сән көргән һәрхил еғир ағриқларни нери тутиду, лекин сени өч көргәнләргә уларни әвәтиду. 16  Саңа Худайиң Йәһва бериватқан барлиқ хәлиқләрни қиривәт, көзүң уларни һечбир айимисун. Уларниң худалириға ибадәт қилғучи болма, чүнки бу сениң үчүн қармақ-қапқандур. 17  Әгәр көңлүңдә: “Бу хәлиқләр мениңдин көпсанлиқ, қандақларчә мән уларни қоғлап чиқиралаймән?”—дәп сорисаң, 18  улардин қорқма, Худайиң Йәһва Мисирда пүткүл пирәвн өйи билән немә қилғанлиғини есиңға чүшәргин. 19  Сениң көзүң көргән бүйүк җазалар, бүйүк карамәтләр билән мөҗүзиләр арқилиқ Йәһва Тәңриң қаттиқ қоли билән сени бошатқанди. Шундақ ишни Пәрвәрдигариң Йәһва сән қорқуватқан хәлиқләр биләнму қилиду. 20  Худайиң Йәһва уларға көкүнләрни әвәтип, улар түгәл өлүп, көзүңдин йоқалғичә уларни чүшкүнлүккә салиду. 21  Улардин әтийәт қилма, чүнки Яратқучиң Йәһва сениң араңда — У улуқ вә һәйвәтлиқ Худадур. 22  Худайиң Йәһва уларни пәйдин-пәй сениңдин қоғлайду, сән уларни чапсан йоқиталмайсән, чүнки ундақта йәр чөлдәрәп, жиртқуч һайванлар зийиниңға көпийип кетиду. 23  Лекин Худайиң Йәһва уларни зор паракәндиликкә чүширип, қолуңға берип, һалак қилиду. 24  Уларниң падишалирини саңа тапшуруп, сән уларниң исимлирини көк астида йоқ қилисән, һечким алдиңда туралмайду, сән уларни түп-йилтизидин қомуруп ташлайсән. 25  Худалириниң бутлирини отта көйдүрүңлар, улардики күмүч билән алтунни алғучи болма, чүнки бу саңа тор болиду. Шуниңдәкла ушбу нәрсә Худайиң Йәһва үчүн жиркиничликтур. 26  Өйүңгә жиркиничликни әкиргүчи болма, чүнки у ләнәттә болғандәк, өйүңму ләнәткә учримисун. Буниңдин нери турғин вә униңдин жиркәнгин. Бу ләнәткә тутулған нәрсидур.

Изаһәтләр