Һабаккук 1:1—17

1  Һабакум пәйғәмбәр вәһийдә алған хәвири.   Аһ, Йәһва, мән Саңа йәнә қанчә налә қилимән, һә, Сән болсаң, мени аңлимайсән? Йәнә қанчә зорлуқтин ярдәм сораймән, һә, Сән болсаң, қутқузмайсән?   Немишкә мени қанунсизлиққа қарашқа мәҗбурлайсән? Немә үчүн Сән явузлуққа йол қойисән? Немишкә әтрапимдә пәқәт улаңчилиқ вә зорлуқ-зомбилиқ? Немә үчүн җаңҗаллар чиқиду вә бөлгүнчилик күчийиватиду?   Шуниң үчүн Қанун күчини йоқатти вә адаләтлик башқа йоқ. Қилмишкәрләр һәққанийларниң үстидин болғанлиқтин, сотму бурмилинип кәтти.   «Хәлиқләргә қараңлара, уларға сәпселип беқиңлара! Силәр һаң-таң болисиләр. Чүнки силәрниң күнүңларда Мән шундақ иш қилимәнки, силәргә бу тоғрилиқ ейтип бәргән болсиму, силәр һәргиз буниңға ишәнмәттиңлар!   Сәвәви, Мән халдийларни — шәпқәтсиз, вәһши хәлиқни тиклидим. Улар йәр-зиминниң йүзидә ятларниң диярлирини егиләшкә учуп маңиду.   Мәзкүр халайиқ сүрлүк һәм дәһшәтликтур. Улар өзлиригә өзлири һәм қанун, һәм сот.   Атлири болса, йолваслардинму чапсан вә чил бөриләрдинму чаққан. Чавандазлири атлирида мәғрур олтирар, жирақтин учуп келип, лачиндәк олҗиға етилар.   Уларниң барлиғи җәңгә қизғин киришиду, үзлири пәқәт алдиға қарақлиқ вә тутқунларни қумдәк көп алиду. 10  Улар шаһларниң үстидин мәсхирә қилишип, һөкүмранларни мазақлайду. Барчә қорғанлар күлкисини кәлтүриду — топини догилап, уларни алиду. 11  Шамалдәк йәниму алдиға қарап учиду, амма улар җазаға сазавәрдур, чүнки чекидин чиқип, қудрәтлигини худасидәк тутиду». 12  Йәһва, бизниң Илаһимиз, Сән бақий тирик! Мениң Муқәддәс Тәңрим, Сән өлмәйсән! Йәһва, Сән, әлвәттә, уни сотлашқа тиклидиң. Мениң Қорамтешим, Сән уларни бизни җазалашқа таллидиң. 13  Сениң көзлириң яманлиққа қарашқа пактур вә беқанунлуқ билән Сән һәргиз келишмәйсән. У вақитта, немишкә Сән ушбу қарақчиларға чидамлиқ көрситиватисән? Немә үчүн беқанун киши униңдин һәқлигирәкни езиватқанға қарап, теч турисән? 14  Немишкә адәмләрни деңиздики белиқтәк қилип, һимайичиси йоқ һайванлардәк қоюватисән? 15  Халдийлар уларни белиқ қармиғи вә торлири билән судин чиқириватиду. Дүшмән уларни өзигә елип, шатлиниватиду. 16  Шуңлашқа у өз ториға қурбанлиқларни әкеливатиду вә хушпурақни көйдүрүп, өзиниң семиз һәм майлиқ қисмитигә хошал болуватиду. Һәқиқәтән, униң тамиғи әң яхшидур. 17  Наһәтки у кәлгүсидиму өз торини тоштуруп, йәйду? Наһәтки у келәчәктиму хәлиқләрни рәһимсиз қириду?

Изаһәтләр