Һабаккук 2:1—20
2 Мән күзәттә туримән вә қорған сепилидә шуни
күтимәнки, У мениң арқилиқ немә дәйду.
Шундақла дат-пәриядимға җавап алғинимда
вә У мени паш қилғанда, немә ейтишимни
ойлаймән.
2 Йәһва маңа җавап берип, мундақ деди:
«Сән көргән вәһийни язғин. Барлиқ нәрсини
тахтиларда ениқ вә очуқ яз, чүнки уларни
оқуған киши чапсан оқалисун.
3 Ушбу аян бәлгүләнгән вақитта орунлиниду.
У ахириға интилиду вә алдимайду.
Һәтта у кечикип қалғандәк билинсиму,
уни бәрибир күт, чүнки у чоқум
әмәлгә ашиду, кечикмәйду!
4 Мана, тәкәббурға қарап бақ, униңда
һәқиқәт йоқтур. Һәққаний болса,
өз етиқатиға бенаән яшайду!
5 Һарақ-шарап алдамчидур, у кишини ахмақ қилиду.
Шуңа чоңчи адәм мәхситигә йетәлмәйду.
У чөткүр җенини қәбирдәк ачти вә өлумдәк
тоймастур. У барлиқ хәлиқләрни өзигә жиғип,
һәммәйлән қәбилиләрни топлаватиду.
6 Униңға қаритип тәмсил вә тепишмақларни
ейтип, мәсхирә қилмамду? Униң һәққидә
мундақ дәйду: “Қай ваққичә у өзигә башқиниң
мүлкини тартиду? Өз қәрзини көпәйтиватқанниң
һалиға вай болмасму?
7 Саңа уштумтут қәриз бәргүчилириң қарши чиқиду,
улар туюқсиз ойғанғандәк өзигә келип,
сени жиртиду. Сән уларниң қәһрилик
олҗиси болусән.
8 Сән нурғунлиған хәлиқләрни талап қан төктүң,
дөләтләрни һәм шәһәрләрни вәйран қилип,
турғунлирини өлтүрдүң. Шуңлашқа барчә
адәмзат сени булап-талайду.
9 Ким өз өйи үчүн наһәқ киримни издисә вә
өзини бүйүк дәртниң қолидин қутулдуруш
үчүн, угисини егизликтә ясиса,
шундақларниң һалиға вай!
10 Сән көплигән хәлиқләрни уҗуқтуруп,
өзәңгә қарши гуна қилдиң вә
маканиңни башсиз қойдуң.
11 Чүнки һәтта темиңниң теши вақирайду вә
бенайиңниң яғач түврүклири жиғлайду.
12 Ким шәһәрни қанда асаслап, уни
адилсизлиқта қурса, һалиға вай болсун!
13 Хәлиқләр әмгәк қилип, бәрпа қилған
нәрсилири көйүп кетиду вә қәбилиләр
өзлирини бекардин-бекар қийнаватиду.
Буниң барлиғи қошунлар Сәрдари,
Йәһва Худадин әмәсму?
14 Йәр-зимин худди сулар деңизни толтурғандәк,
Йәһваниң шан-шәрипини
билиш билән толиду.
15 Өз достлириға уларни мәс болғичә ичкүзүш
үчүн, қәһир һәм ғәзәп арилаштурған ичимликни
бериватқанларниң һалиға вай!
Улар буни ағинилириниң ялиңачлиғини
тамашә қилиш үчүн қилмақта.
16 Сән бу ишиңдин шәрәп тапмайсән,
бәлки абройсизлиққа тойисән.
Сәнму ич һәм өзәңниң хәтнисизлигиңни көрсәт.
Йәһваниң оң қолидики қача саңиму йетиду
вә шөһритиң шәрмәндичиликкә алмишиду.
17 Сән Либанни қандақ чөлдәрәткән болсаң,
сениму шуниңдәкла чөлдәритиду.
Сән қорққан җаниварларни қоғлиғандәк,
сениму шундақ қоғлап, өлтириду.
Сәвәви, сән адәм балисиниң қенини
төктүң вә шәһәрлирини йоқ қилдиң.
18 Кәсипкар ясиған буттин немә пайда,
ялғанчилиққа үгитидиған қуруқсөзлүк
устаз — һәйкәлдин қандақ пайда-мәнпийәт
бардур? Һәтта кәсипкар униңға үмүт қилсиму,
улар кекәч илаһлар әмәсму?
19 Бир парчә яғачқа: “Тур, охан!” вә тилсиз ташқа:
“Тур, бизгә тәлим бәр!”— дегәнләрниң
һалиға вай! Һәтта улар алтун билән күмүчкә
қапланған болсиму, уларда нәпәс
йоқ, улар бир нәрсигә үгитәләмду?!
20 Йәһва болса — Өзиниң муқәддәс
ибадәтханисида: шуңа, Униң алдида,
пүткүл йәр-зимин, ағзиңни ачма!”»