Һабаккук 3:1—19

3  Һабакум пәйғәмбәрниң матәм күйлири үлгисидә йезилған дуаси:   «Аһ, Йәһва! Мән Сениң сөзүңни аңлап, қорқуп кәттим. Сениң ишлириң, Йәһва, мени силкәндүрди, өз вақтида уларни әмәлгә ашурғайсән. Өз вақтида уларни көрсәткәйсән! Бирақ еғир муддәтләрдә бизгә рәһим-шәпқәт намайиш қилғайсән.   Худа Темандин келиду вә Муқәддәс Рәбб — Паран теғидин. (Селаһ) Униң парлиши асманларни япти вә Униңға мәдһийә йәр-зиминда толуп-ташти.   Униң шөһрити гоя қуяшниң шолисидәк. Қолида икки нур чачирап туриду һәм униңда қудрити йошурунди.   Униң алдида ваба маңди, кәйнидин — қизиқ исситма.   У тохтап йәрни силкиди, Униң қаришидин хәлиқләр титрәп кәтти. Әбәдий тағлар йерилди һәм қедимий дөңләр бузулди. Униң йоллири — мәңгү өзгәрмәс йоллардур.   Мән хапичилиқ-дәртни Кушанниң йезилирида көрүватимән, Мадиам чедирлириниң рәхтлири дирилдаватиду.   Еһ, Йәһва, дәрияларға Сән ғәзәпләндиңму? Яки деңизға қарши қәһриң көйдиму? Сән атлириңға олтардиңдә вә Сениң җәң һарвулириң ғәлибийәт қазанди!   Тартилған түридә Сениң оқ-яриң үгдимәйду, қәсәм билән сөзүң түпәйли қуралиңни тәйярлидиң. (Селаһ) Дәриялар билән Сән зиминни бөлүвәттиң. 10  Сени тағлар байқиғанда, ағриқтин мүкчийип кәтти. Сениңдин мол ямғур төкүлди. Һаң қаттиқ вақирап, қоллирини егиз көтәрди. 11  Қуяш билән ай өз маканлирида қалди. Сениң оқлириң нурлардәк һәр тәрәпкә учти вә Сениң нәйзәң чақмақтәк валилдиди. 12  Нәпритиңдә Сән йәрдә маңдиң вә ғәзивиңдә хәлиқләрни чәйлидиң. 13  Сән Өз хәлқиңни қутқузушқа вә Өзәң майлиған хизмәтчиңни һимайә қилишқа чиқтиң. Рәзил өйниң бешини йәнчидиң, қурулмисиниң баштин айиғиғичә барини паш қилдиң. (Селаһ) 14  Сән униң әскәрлирини уларниң қураллири билән санчидиң, улар борандәк бизгә етилғанда. Улар өзлиричә бизни бечарә көрүп, әзгәнни жутуветәй дегәнди. 15  Сән атлириниң туяқлири билән деңизни дәпсәндә қилип, чәксиз суларниң лайлирини чәйләвәттиң. 16  Мән буни аңлиғанда ичимниң бари титрәп кәтти. Ушбу хәвәрдин калпуклирим бир-биригә тәгмәй қалди. Сүйәклиримгә йәватқан қурт кирди вә аяқлирим маңалмай қалди. Лекин шундақ болсиму, мән апәт күнини хатирҗәм күтимән. Бизгә һуҗум қилидиған халайиқниң яман күнидә мән течлиқта болумән. 17  Һәтта шу вақитта әнҗир гүлләнмисиму вә үзүм ғоллирида мевә болмисиму, зәйтун бағлири алдап қойсиму вә етизларда һосул чиқмисиму, һәтта қораларда ушшақ мал болмисиму вә еғилларда қара мал турмисиму, 18  Мән бәрибир Йәһвада шатлинимән вә Қутқузғучим Худайимда хурсәнлик тапимән. 19  Әң Алий Һөкүмран Йәһва — мениң күч-қудритимдур! Униңға түпәйли аяқлирим буғиниңкидәк болиду һәм мән ишәшлик чоққиларға чиқимән». Хор башчисиға: мениң саз әсваплиримда.

Изаһәтләр