Һакимлар 1:1—36

1  Йәшуаниң өлүмидин кейин Исраил оғуллири Йәһваға мураҗиәт қилип: «Бизниң аримиздин ким әң авал қананлиқлар билән урушишқа бариду?»— дәп сориди.  Йәһва җававән: «Йәһуда бариду. Мана, Мән униң қолиға йәрни тапшуримән»,— деди.  Йәһуда болса бурадәри Шимонға: «Кәл, мениң билән маңа чиққан зиминға қананлиқлар билән җәң қилишқа барғин. Мәнму саңа чәк бойичә чиққан йәргә берип, үлүшимни қошумән»,— дәп илтимас қилди. Шуниң билән Шимон биргә барди.  Йәһуда барғанда Йәһва униң қолиға қананлиқлар билән пәризийләрни тапшурди, улар Бәзәқтә 10 000 адәмни һалак қилди.  Бәзәқтә улар Адони-Бәзәқ билән учришип җәң қилди вә қананлиқлар билән пәризийләрни қиривәтти.  Адони-Бәзәқ болса қачти, лекин улар қоғлап йетип, уни тутувелип, қоллириниң һәм путлириниң бармақлирини чепивәтти.  Шу чағда Адони-Бәзәқ: «70 падиша пут-қоллириниң чепилған бармақлири билән үстилим астида нан угаклирини терип йәтти. Мән қандақ қилған болсам, Худа маңа шуни қилди»,— деди. Уни Йерусалимға елип кәлди вә у шу җайда өлди.  Йәһуда оғуллири Йерусалимға қарши урушуп, ахири уни елип қиличқа тутти һәм шәһәрни көйдүривәтти.  Андин Йәһуда оғуллири тағларда вә Негәв һәм Шефелада яшиған қананлиқлар билән урушти. 10  Йәһуда Һибронда яшаватқан (бурун Һиброн Кириат-Арба дәп атилатти) қананлиқларға келип, Шешай, Ахиман вә Фалмайни уҗуқтурди. 11  У йәрдин Йәһуда Дебирниң турғунлириға (Дебирниң авалқи нами Кириат-Сефәр еди) қарши урушти. 12  Шу чағда Халеб: «Ким Кириат-Сефәрни қирип йеңивалса, шуниңға қизим Ахсани хотунлуққа беримән»,— деди. 13  Бу шәһәрни Халебниң инисиниң оғли Отнийәл алди. Шуниң билән Халеб қизи Ахсани униңға хотунлуққа бәрди. 14  Қизи кетидиған вақтида Отнийәлға атисидин етизлиғини соравелишни үгәтти. Өзи ешәктин чүшти вә Халеб униңдин: «Саңа немә керәк?»— дәп сориди. 15  У җававән: «Маңа бәрикитиңизни бериң. Сиз маңа Негәвни бәрдиңиз, шундақла қошуп маңа булақларниму бериңа»,— дәп сориди. Шундақ қилип, атиси униңға жуқарқи һәм төвәнки булақларни бәрди. 16  Мусаниң қейинатисиниң оғуллири, кенейлиқлар, пальмилар шәһири Йерихадин Йәһуда оғуллири билән Арадниң җәнубидики чөлгә келип, хәлиқниң арисида маканлашти. 17  Шуниң билән Йәһуда акиси Шимон билән берип Зефат яшаватқан қананлиқларни қириветип, шәһәрни ләнәткә тутти. Шуңа шу вақиттин тартип бу шәһәр Хорма дәп атилиду. 18  Йәһуда шундақла Газани әтраплири билән, Ашкелонни әтраплири билән һәм Әқронни әтраплири билән өзигә қаратти. 19  Йәһва Йәһуда билән болди һәм у тағни егилиди. Амма тәвәниң турғунлирини қоғлалмиди, чүнки уларниң төмүр җәң һарвулири болған еди. 20  Халебқа Муса ейтқинидәк, Һибронни бәрди. У шу йәрдин Енакниң оғуллирини қоғлап чиқти. 21  Амма Йерусалимниң турғунлири йәвусийларни Бениамин оғуллири қоғлап чиқармиди, шуңлашқа йәвусийлар мошу күнгичә Йерусалимда Бениамин оғуллири билән яшимақта. 22  Йүсүпниң оғуллири шундақла Бәйтәлгиму барди вә Йәһва улар билән болди. 23  Йүсүпниң оғуллири Бәйтәлни пайлиди. (Униң бурунқи нами Луз еди). 24  Пайлақчилар шәһәрдин чиқип келиватқан адәмни көрүп, униңға: «Бизгә шәһәрниң киришини көрситип бәрсәң, саңа рәһим көрситимиз»,— дейишти. 25  У уларға шәһәрниң киришини көрситип бәрди. Улар шәһәрни қилич билән қирип, әву кишини униң туққанлири билән қоювәтти. 26  У киши хетийлар зиминиға берип, шу йәрдә шәһәр ясап, униң намини Луз дәп атиди. Бу нам техичә сақлақлиқ. 27  Манасә болса Бәйт-Шеан вә униңға қарақлиқ шәһәрләрниң, Таанак вә униңға қарақлиқ шәһәрләрниң, Дор вә униңға қарақлиқ шәһәрләрниң, Иблиам вә униңға қарақлиқ шәһәрләрниң, Мәгиддо вә униңға қарақлиқ шәһәрләрниң турғунлирини қоғлап чиқмиди. Шундақ қилип, қананлиқлар бу йәрдә яшап қалди. 28  Исраил күчигә толғанда, қананлиқларни баҗ төләйдиған ишчилири қилди, амма уларни қоғлап чиқармиди. 29  Әпрайимму Гәзәрдә яшиған қананлиқларни қоғлимиди, шуңлашқа улар арисида Гәзәрдә яшап кәлмәктә. 30  Зәбулунму Китронниң вә Наглолниң турғунлирини қоғлап чиқармиди, шуңа қананлиқлар уларниң арисида яшап, баҗ төләп жүрмәктә. 31  Ашерму Аккониң вә Сидонниң, Ахлабниң, Акзибниң, Хәлбаниң Афекниң вә Рихобниң турғунлирини қоғлимиди. 32  Шуниң билән Ашер қананлиқларниң, шу йәрниң турғунлири арисида қалди, чүнки уларни қоғлап чиқармиди. 33  Нәпталимму Бәйт-Шәмәшниң, Бәйт-Анатниң турғунлирини қоғлап чиқармиди, шуңлашқа уларниң арисида яшимақта. Бәйт-Шәмәшниң вә Бәйт-Анатниң турғунлири униң ишчилири болди. 34  Аморийлар Дан оғуллирини тағларда қисивалди вә уларға вадиға чүшүшкә йол бәрмиди. 35  Аморийлар Айялондики Хәрәс теғида вә Шаалбинда яшашқа башлиди, лекин Йүсүп өйиниң күчи йетип, уларни йеңивалди вә улар ишчилири болди. 36  Аморийларниң чегарилири Акравим дөңлиридин вә Селадин башлинип, жуқуриға қарап созулатти.

Изаһәтләр