Һакимлар 11:1—40
11 Гилиадлиқ Йиптаһ җасур киши еди. У Гилиадтин туғулған паһишә аялниң оғли болған.
2 Гилиадниң аялиму униңға оғулларни туғуп бәрди. Улар әр йәткәндә Йиптаһни қоғлавәтти. Улар униңға: «Сән атимизниң өйидә мирасхор әмәссән, чүнки сән башқа аялниң оғли»,— дейишти.
3 Йиптаһ инилиридин қечип, Тоб дегән йәрдә яшиди. Шу җайда униң йениға бош жүргән адәмләр жиғилип, униң билән басқунчилиқ қилишатти.
4 Бирмунчә вақит өткәндин кейин Аммон оғуллири Исраилға уруш ачти.
5 Шу уруш болуватқанда Гилиад ақсақаллири Йиптаһни Тоб йеридин елип кетишкә кәлди.
6 Улар Йиптаһқа: «Кәл, сән бизниң сәрдаримиз болғин һәм биз Аммон оғуллири билән җәнгә чиқимиз»,— деди.
7 Йиптаһ Гилиад ақсақаллириға җававән: «Силәрғу маңа өч болуп, атамниң өйидин қоғлап чиққанлар, әнди бешиңларға дәрт-әләм кәлгәндә, маңа немишкә келисиләр?»— деди.
8 Гилиад ақсақаллири Йиптаһқа мундақ җавап қайтурди: «Биз саңа келишимизниң сәвәви, сән берип биздә сәрдар болуп, аммонлуқларға қарши уруш жүргүзгин».
9 Шу вақитта Йиптаһ улардин: «Әгәр силәр мени Аммон оғуллири билән җәң қилишқа сәрдар қилип қойсаңлар һәм Йәһва уларни мениң қолумға тапшурса, андин мән силәрдә башчи болуп қалимәнму?»— дәп сориди.
10 Гилиад бәглири Йиптаһқа җававән: «Йәһва аримизда гувачи болсун, биз барлиғини сениң сөзүң бойичә қилимиз!»— дейишти.
11 Йиптаһ Гилиад ақсақаллири билән барди вә хәлиқ уни өз үстидин сәрдар һәм башчи қилип қойди. Шу җайда Йиптаһ барлиқ сөзлирини Йәһваниң алдида Миспаһта ейтти.
12 Андин кейин Йиптаһ әлчиләрни мону сөзләрни ейтишқа Аммон падишаси алдиға әвәтти: «Сениң мениң йеримға келидиған немә кариң бар?»
13 Аммон падишаси Йиптаһниң әлчилиригә: «Исраил Мисирдин чиққанда мениң йеримни Арнондин башлап Ябукқичә вә Йорданғичә еливалған еди. Демәк, мошу зиминни маңа течлиқта қайтуруп бәргин»,— дәп җавап бәрди.
14 Йиптаһ йәнә бир қетим Аммон падишасиға әлчиләрни әвәтти.
15 Улар мундақ сөзләрни йәткүзди: «Йиптаһ дәйду: “Исраил Моаб вә Аммон оғуллириниң йәрлирини алмиди,
16 чүнки улар Мисирдин маңғанда, улар чөлдики Қизил деңизға берип, Кадәшкә кәлди.
17 У җайдин Исраил Едум падишасиға әлчиләрни әвәттип, мундақ деди: “Сениң йериң арқилиқ өтүп кетишкә маңа рухсәт қилғина”, амма Едум падишаси уларни тиңшимиди. Шундақла улар Моаб падишасиғиму шундақ илтимас қилди, лекин уму унимиди. Шу сәвәптин Исраил Кадәштә туруп қалди.
18 Андин чөл арқилиқ Едум вә Моаб зиминлирини айлинип өтүп Моабниң шәрқий чегарисиға келип, қараргаһи билән Арнонниң кәйнигә җайлашти. У Моабниң йәрлиригә кирмиди, чүнки Арнон Моабниң чегарисидур.
19 Исраил әлчилирини аморий падишаси Хешбон һөкүмранни Сигонға әвәтип, йеридин өтүп кетишни соранди.
20 Амма Сигонму Исраилниң йеридин өтүп кетишигә рухсәт бәрмиди. Сигон барлиқ хәлқини жигип, Йатсада қараргаһи билән туруп, Исраил билән урушти.
21 Исраилниң Худаси Йәһва Сигонни һәм пүткүл униң хәлқини Исраилниң қолиға селип бәрди. Исраил уларни йеңивелип, аморийларниң барлиқ йерини егилиди.
22 Шундақ қилип, улар варислиққа аморийларниң барлиқ чәклирини, Арнондин тартип Ябукқичә вә чөлдин башлап Йорданғичә, алди.
23 Демәкчи, Исраилниң Пәрвәрдигари Йәһва Өз хәлқи Исраилниң көзидин Аморийни қоғлавәтти. Сән болсаң, шу йәрни мираслиққа алмақчиму?
24 Сән худайиң Хамос саңа бәргән йәрнила егиләләйсән. Биз болсақ, Тәңримиз Йәһва бәргән зиминға егә болимиз.
25 Сән Моабниң падишаси Сепфорниң оғли Балактин артуқму? У Исраил билән җедәлләшкәнму яки униң билән урушқанму?
26 Исраил мана 300 жил давамида Хешбонда һәм униңға бағлиқ шәһәрләрдә, Ароирда һәм униңдин бағлиқ шәһәрләрдә, Арнонниң йенидики шәһәрләрдә яшимақта. Немишкә силәр бу вақит давамида уларни тартивалмидиңлар?
27 Мән сениң алдиңда әйиплик әмәсмән, сән болсаң маңа қарши уруш ечип яманлиқ қиливатисән. Йәһва Сотчи Исраил оғуллири вә Аммон оғуллири аримизда бизни сотлисун!»
28 Лекин Аммон падишаси Йиптаһниң сөзлиригә қулақ салмиди.
29 Шу чағда Йиптаһқа Йәһваниң роһи чүшти вә у Гилиад билән Манасәни өтти. У Гилиадтики Миспаһни өтүп, Аммон оғуллириниң қешиға йәтти.
30 Шунда Йиптаһ Йәһваға вәдә берип, мундақ деди: «Әгәр Сән мениң қолумға Аммон оғуллирини тапшурсаң,
31 мән течлиқта улардин қайтқанда, өйүмниң ишигидин ким биринчи алдимға чиқса, у Йәһваниңки болиду һәм мән уни көйдүрмигә беғишлаймән».
32 Йиптаһ Аммон оғуллириға келип, улар билән урушти вә Йәһва уларни қолиға селип бәрди.
33 У уларни интайин зор ғәлибә қилип йәңди. Аройирдин Минифқичә 20 шәһәр, шуниңдәкла Авел-Керамимғичә вә Аммон оғуллири Исраил оғуллириниң алдида баш әгди.
34 Андин кейин Йиптаһ Миспаһтики өйигә кәлди. Қариса, мана униң алдиға дапни челип, ойнап хошаллиқта қизи чиқмақта. У атисиниң бирла пәрзәнди еди, униңдин башқа Йиптаһниң йә қизи, йә оғли болмиған еди.
35 Йиптаһ уни қөргәндә, кийимини жиртивәтти вә: «Аһ, қизим! Сән мени өлтәрдиңғу вә мениң арамимни буздиңғу! Мән Йәһваниң алдида еғизимни ачқандим вә әнди қәсимимни қайтуралмаймән»,— дәп зарлиди.
36 Қизи җававән: «Атам, әгәр сиз Йәһваниң алдида еғиз ачқан болсиңиз, мениң тоғрилиқ немә ейтқан болсиңиз, шуни қилиң. Чүнки Йәһва сиз арқилиқ дүшмәнлириңиз Аммон оғуллириға дәшнәм бәрди»,— деди.
37 Йәнә у қиз атисидин илтимас қилип: «Пәқәт маңа монуни қилип бериң. Мени икки айға қоюп бериң, мән достлирим билән тағларға чиқип, иппәтлик қалидиғанлиғимға жиғлап келәй»,— дәп сориди.
38 У җававән қизини икки айға қоюп бәрди. У қиз достлири билән тағларда иппәтлиги һәққидә жиғлиди.
39 Икки ай өткәндин кейин атисиға қайтти вә Йиптаһ униң үстидин өз вәдисини орунлиди. Шундақ қилип, у қиз әргә тәгмиди. Шу вақиттин башлап Исраилда мундақ бир адәт чиқти:
40 Исраил қизлири жилдин-жилға төрт қетим гилиадлиқ Йиптаһниң қизини махташқа төрт күн униң қешиға баратти.