Һакимлар 12:1—15
12 Әпрайимлиқлар Йордандин шимал тәрәпкә өтүш үчүн жиғилип, Йиптаһқа: «Немә үчүн сән Аммон оғуллири билән урушқа барғанда, бизни өзәңгә чақирмидиң? Әнди биз сени қошуп өйүңгә от қоюветимиз»,— деди.
2 Йиптаһ уларға: «Мән һәм хәлқим Аммон оғуллири билән қаттиқ җедәлләшкәндуқ. Мән силәрни чақирған, бирақ силәр мени уларниң қолидин қутулдурмидиңлар.
3 Мән силәрниң ярдимиңларни көрмәй, җенимни ховупқа тутуп, уларға җәң қилдим. Йәһва уларни қолумға селип бәрди. Әнди немишкә силәр мениң билән урушушқа кәлдиңлар?»— дәп җавап бәрди.
4 Шуниң билән Йиптаһ Гилиад турғунлирини жиғип әпрайимлиқлар билән җәнгә чиқти. Гилиадлиқлар әпрайимлиқларни қиривәтти, чүнки улар гилиадлиқларни Әпрайим вә Манасәдин қачқунлар, дәп аташқан еди.
5 Гилиадлиқлар Йордандин Әпрайимға өтүдиған өткүлни еливалди вә аман қалған әпрайимлиқлар униңдин өтәйли дегәндә, улар силәр әпрайимлиқларму, дәп соришатти.
6 Улар кишигә: «Шибболет дегин»,— дәтти. Амма әпрайимлиқ: «Сибболет»,— дәтти, чүнки у гилиадлиқлардәк у сөзни ейталматти. Шу чағда улар бу кишини шу өткүлниң қешида боғузлатти. Шундақ қилип, әпрайимлиқлардин 42 000 адәм һалак болди.
7 Йиптаһ Исраилниң һакими болуп алтә жил хизмәт қилди. Гилиадлиқ Йиптаһ өлгәндин кейин Гилиад шәһәрлириниң биридә дәпин қилинди.
8 Униңдин кейин Исраилниң һакими Бәйтләһәм шәһиридин Ибзан болди.
9 Униң 30 оғли болди. 30 қизини у талалиқ қилип, оғуллириға 30 қиз хотунлуққа елип бәрди. У Исраилниң үстидин йәттә жил һаким болди.
10 Ибзан вапат болуп, Бәйтләһәмдә йәрләнди.
11 Униңдин кейин Исраилниң һакими зәбулунлуқ Елон болди вә Исраилни 10 жил сотлиди.
12 Елон вапатидин кейин Зәбулунниң йеридики Аиалонда дәпин қилинди.
13 Андин Исраилниң һакими Пирафодики Гилелниң оғли Абдон болди.
14 Униң 40 оғли вә 30 нәвриси болди. Улар 70 ешәкни минип жүрәтти. Абдон Исраилни сәккиз жил сотлиди.
15 Пирафонлиқ Гилелниң оғли Абдон өлгәндин кейин Амаләкниң теғи, Әпрайимниң йеридики Пирафонда дәпин қилинди.