Һакимлар 13:1—25
13 Исраил оғуллири Йәһваниң алдида яманлиқ қилишни давамлаштурди, шуниң билән Йәһва уларни филистийәликләрниң қолиға 40 жилға селип бәрди.
2 Шу мәзгилдә Дан қәбилисидики Сорадин Маной исимлиқ бир киши яшиған еди. Униң аяли пәрзәнт әкәлмиди, чүнки у туғмас еди.
3 Шу аялға Йәһваниң пәриштиси көрүнүп: «Мана, сән туғмас, лекин әнди еғирбой болуп, оғул туғисән.
4 Шуңа пәхәс болғин: шарап һәм мәс қилидиған ичимликләрни ичмигин вә напак нәрсә йемигин.
5 Сәвәви, мана сән һамилдар болуп оғул бошинисән, униң чечиға устура селинмиши һаҗәт, чүнки бу бала қосақтин тартип назир болиду. У Исраилни филистийәликләр қолидин қутқузиду»,— деди.
6 Аял келип, ериға мундақ деди: «Һәқиқий Илаһниң адими маңа кәлди, униң чирайи Худаниң пәриштисидәк бәк салапәтлик еди. Мән униңдин қәйәрдин кәлгинини соримидим, уму маңа өз исмини ейтмиди.
7 У маңа: “Мана, сән һамилдар болуп оғул туғисән, демәк, шарап һәм күчлүк ичимликләрни ичмә вә һечқандақ напак нәрсини истимал қилма: бу бовақ туғулғандин башлап, чоң болуп өлгичә Худаниң назири болиду”»,— дегән еди.
8 Маной Йәһваға дуа қилип: «Йәһва Рәббим! Сән әвәткән Худаниң адими қайтидин келип, туғулидиған наресидә билән немә қилишимизни үгәтсинчу»,— дәп илтимас қилди.
9 Һәқиқий Худа Манойниң авазини аңлиди һәм һәқиқий Худаниң пәриштиси яңливаштин аяли етизда болғанда кәлди. Амма Маной, униң ери, қешида болмиған еди.
10 Аяли шу заман жүгрәп берип йолдишини чақирип кәлди һәм: «Мана, маңа әву чағда кәлгән киши яңливаштин кәлди»,— деди.
11 Маной туруп, аяли билән шу кишигә кәлди: «Сән мошу аял билән сөзләшкән кишиму?»— дәп сориди. У җававән: «Һә, мән»,— деди.
12 Маной: «Демәк, әгәр сениң сөзүң орунланса, бу бовақ билән немә иш қилишимиз керәк?»— дәп сориди.
13 Йәһваниң пәриштиси җававән Манойға: «Аялиң мән әскәрткән һәммә нәрсидин пәхәс болсун.
14 Үзүм ғолидин чиқидиған шарапни вә күчлүк ичимликләрни вә һарам ғизаларни истимал қилмисун. Мән униңға мошуларға әмәл қилишни буйримән»,— деди.
15 Шунда Маной Йәһваниң пәриштисигә: «Сениң шәрипиңгә оғлақни тәйярлиғичә, сени тутуп қелишқа рухсәт қилғина»,— дәп өтүнди.
16 Йәһваниң пәриштиси Манойға: «Гәрчә сән мени тутсаңму, мән сениң нениңни йемәймән. Әгәр Йәһваға көйдүрмә әкәлгиң кәлсә, уни әкәлгин»,— деди. Маной болса, ушбу Йәһваниң пәриштиси екәнлигинини билмигән еди.
17 Маной Йәһва пәриштисидин: «Сениң исмиң қандақ? Сөзүң орунланғанда, немә дәп сени мәдһийиләймиз?»— дәп сориди.
18 Йәһваниң пәриштиси: «Немә үчүн исмимни сорайсән? У карамәттур»,— дәп җавап қайтурди.
19 Маной оғлақни һәм нан һәдийәсини елип, Йәһваға ташта қурбанлиққа әкәлди. Шунда у Маной вә аяли алдида мөҗүзә ясиди.
20 Қурбангаһтин от асманға көтирилгәндә, Йәһваниң пәриштиси шу отта көтирилип кәтти. Буни көрүп Маной билән аяли йәргә дүм жиқилди.
21 Шу чағда Йәһваниң пәриштиси ғайип болди. Шуниң билән Маной бу Йәһваниң пәриштиси болғанлиғини чүшәнди.
22 Шунда Маной аялиға: «Тайлиқ, биз өлүп кетимиз, чүнки биз Худани көрдуқ!»— деди.
23 Аяли униңға җававән: «Әгәр Йәһва бизни өлтүрүвәткиси кәлгән болса, у вақитта қолимиздин көйдүрмини һәм нан һәдийәсини алматти. Шундақла көрсәткән мөҗүзисини һәм ейтип бәргән нәрсилирини аян қилматти»,— деди.
24 Шуниңдин кейин бу аял оғул туғди һәм уни Шимшон дәп атиди. Бовақ өсти вә уни Йәһва бәрикәтләп турди.
25 Андин Йәһваниң роһи Данниң қараргаһида, Сора билән Ештаолниң арисида, униңда һәрикәт қилди.