Һакимлар 14:1—20
14 Шимшон Тимнаһқа берип, филистийә қизлири арисида бир аялни көрди.
2 Қайтип келип, ата-анисиға мундақ деди: «Мән Тимнаһта филистийә қизлиридин бир аялни көрдүм. Шу қизни маңа хотунлуққа елип бериңлар».
3 Униң ата-аниси: «Бурадәрлириңниң қизлири яки хәлқиңниң қизлири арисида аял йоқму? Немигә хәтнә қилинмиған филистийә қизини алимән дәйсән?»— деди униңға. Амма Шимшон атисиға: «Шуни маңа елип бәргин, чүнки у маңа йеқип қалди»,— дәп турувалди.
4 Униң ата-аниси бу ишниң Йәһвадин екәнлигини вә Шимшонниң филистийәликләрдин өч елиш амалини издәватқанлиғини билмиди. Шу вақитта филистийәликләр Исраилниң үстидин һөкүмранлиқ қиливататти.
5 Шимшон ата-аниси билән Тимнаһқа маңди. У шәһәрниң йенидики үзүмзарлиқларға йеқинлашқанда, алдиға яш шир һөкүрәп чиқти.
6 Униңға Йәһваниң роһи чүштидә вә у ширни оғлақтәк жиртивәтти. Қолида болса униң һечнемә болмиди. У ата-анисиға бу тоғрилиқ һечнәрсә ейтмиди.
7 У келип аял билән сөзләшти, бу аял Шимшонға яқти.
8 Нәччә күн өткәндин кейин Шимшон уни өзигә елишқа барди. Йолда ширниң җәсидини қөрди: униң ичидә һәриләр уга ясап һәсәл топлапту.
9 У қолиға һәсәлни елип, йәп маңди. Ата-анисиниң қешиға кәлгәндә, уларғиму бәрди. Уларму һәсәлдин йеди, лекин уни ширниң җәсидидин алғинини ейтмиди.
10 Униң атиси һелиқи аялға кәлди һәм шу җайда жигитләр қилидиған тойни Шимшон өткүзди.
11 Филистийәликләр уни көргәндә, униң қешида болидиған 30 той достларни тайинлиди.
12 Шу чағда Шимшон уларға: «Силәргиму мән тепишмақ ейтай. Әгәр силәр йешимини йәттә күн той давамида тепип бәрсәңлар һәм тоғра тепип бәрсәңлар, у чағда мән силәргә 30 ички кийим вә 30 авуштуруш кийим беримән.
13 Әгәр дурус җавапни бәрмисаңлар, у чағда силәр маңа аталған кийимләрни берисиләр»,— деди. Улар җававән: «Тепишмиғиңни ейтқин, биз тиңшап бақайли»,— деди.
14 Шимшон уларға мундақ тепишмақни тәғдим қилди:
«Йәйдиғандин йейишлик нәрсә чиқти,
Күчлүктин татлиқ чиқти».
Улар үч күн ичидә ойлинип, җававини тапалмиди.
15 Төртинчи күни улар Шимшонниң аялиға: «Йолдишиңни бизгә тепишмақниң җававини ечип беришкә қайил қилғин. Болмиса биз сени атаңниң өйи билән биргә көйдүриветимиз. Силәр бизни булаңчилиқ қилишқа чақирдиңларму?»— дәп қистиди.
16 Шуниң билән Шимшонниң аяли алдида жиғлап: «Сән мени өч көрисән, сөймәйсән, сән хәлқимниң оғуллириға җавави йоқ тепишмақни тәвсийә қилдиң»,— дәп налә қилди. У болса: «Мән атам һәм анамғиму җававини ечип бәрмидим, саңиму ейтмаймән»,— деди.
17 Аяли униң алдида той болған йәттә күн давамида жиғлиди. Ахири, йәттинчи күни у униңға ечип бәрди, чүнки аяли уни тойғузивәтти. У болса берип, хәлқиниң адәмлиригә йәткүзди.
18 Шундақ қилип, йәттинчи күни шу йәрниң пухралири Шимшонға мундақ деди:
«Һәсәлдин татлиғирақ,
Вә ширдин күчлигирәк немә бар?!».
Шимшон уларға җававән:
«Әгәр силәр мениң топиғимда йәрни һайдимиған болсаңлар,
Тепишмиғимниму тапалматиңлар»,— деди.
19 Шу чағда униңға Йәһваниң роһи чүшүп, у Ашкелонға берип, 30 кишини өлтүрүп, улардин кийимлирини йешип, тепишмақни тапқанларға апирип бәрди. Униң ғәзиви қайнап, атисиниң өйигә қайтип кәлди.
20 Шимшонниң аяли болса тойидики униң қолдаш достиға турмушқа чиқти.