Һакимлар 15:1—20
15 Бирнәччә күн өтүп, буғдай омиси вақтида, Шимшон оғлақ елип, аялини көрүшкә кәлди. У өзидә мундақ дәп ойлиди: «Аялимниң қешиға ятақ бөлмигә киримән». Лекин у аялниң атиси униңға рухсәт қилмиди.
2 Қейинатиси униңға: «Мән ойлидимки, сән уни өч көрүп кәттиң дәп, сениң қолдаш достуңға әргә беривәттим. Мана, униң сиңлиси униңдинму чирайлиғарақ, у аялиң орнида болсун»,— деди.
3 Амма Шимшон уларға: «Әнди мән, әгәр филистийәликләр билән яман иш тутсам, уларниң алдида әйипсиз болимән»,— деди җававән.
4 Шуниң билән Шимшон берип, 300 түлкини тутти. У мәшъәлләрни елип қуйруқлирини бир-бирсигә бағлап, арисиға бирдин мәшъәлни тиқти.
5 Андин уларни яндуруп, филистийәликләрниң омисиға қоюп, орулмиған буғдайни, үзүмзарлиқларни вә зәйтун бағлирини көйдүрүвәтти.
6 Филистийәликләр: «Буни ким қилди?»— дәп сорашти. Җававән: «Тимнатилиқ күйоғул Шимшон буни қилди, чүнки у аялни алса, уни ағинисигә бериветипту»,— дәп ейтилди. Шуниңдин кейин филистийәликләр берип, униң аялини һәм униң атисини отта көйдүривәтти.
7 Шимшон уларға: «Силәр мошундақ иш қиламсиләр? Унда мән силәрдиң интиқам алғандин кейинла течлинимән»,— деди.
8 У бирдин кейин бирини өлтүрүп, көпинчисини уҗуқтурди. Андин берип Етам ғартешиниң өңкүридә мөкүвалди.
9 Филистийәликләр көтирилип Йәһудияда җайлашти, һәтта Лехағичә созулди.
10 Йәһудийлар улардин: «Немә үчүн силәр бизгә қарши чиқтиңлар?»— дәп сорашти. Улар җававән: «Биз Шимшонни бағлаш үчүн кәлдуқ. У биз билән қандақ иш қилған болса, бизму униң билән шундақ иш қилимиз»,— деди.
11 Шуниң билән Йәһудадин 3000 адәм Етам өңкүригә берип Шимшонға: «Сән үстимиздин филистийәликләрниң һөкүмранлиқ қиливатқинини билмәмсән? Сән уларға немә қилдиң?»— дәп сорашти. У уларға: «Улар мениң билән қандақ иш қилған болса, мәнму улар билән шундақ иш туттум»,— деди.
12 Улар униңға: «Биз сени бағлап филистийәликләрниң қолиға тапшурушқа кәлдуқ»,— деди. Шимшон: «Силәр маңа мени өлтүрмәйдиғанлиғиңларда қәсәм бериңлар»,— деди.
13 Улар униңға: «Яқ, биз пәқәт сени бағлап, уларниң қолиға өткүзимиз, өлтүрүшни өлтәрмәймиз»,— дәп җавап бәрди.
Улар уни йеңи икки ағамча билән бағлап, өңкүрдин ачиқти.
14 Уни Лехаға әкәлгәндә филистийәликләр чоқурушуп қарши алди. Шу чағда униңға Йәһваниң роһи чүшүп, униң қоллиридики ағамчилар көйүп кәткән зиғирға охшап, қоллиридин чүшүп кәтти.
15 Шимшон болса һаңга ешәкниң иңәк сүйигини тепип, уни қолиға елип 1000 адәмни қиривәтти.
16 Шунда Шимшон:
«Мән ешәкниң иңәк сүйиги билән топ-топ адәмни,
Ешәк иңиги билән 1000 адәмни қирдим»,— деди.
17 Буни ейтип, у қолидики сүйәкни ташлиди. Шу җайни у Рамат-Лехи дәп атиди.
18 Андин у интайин уссиғанлиғини туйди вә Йәһваға мураҗиәт қилип мундақ деди: «Сән Өз қулуңниң қоли билән ушбу бүйүк қутқузулишни қилдиң. Әнди мән уссап өлсәм, хәтнисизләрниң қолиға чүшимән».
19 Шуниң билән Худа Лехада бир чоңқурлуқни пәйда қилди вә униңдин су ақти. У услуғини қандурғанда, униңға күч-қувәт қайтти. Шуңлашқа бу булақниң нами Ялвурғанниң булиғи дәп аталди. У мошу кәмгичә Лехада моҗут.
20 Шимшон филистийәикләрниң дәвридә Исраилниң һакими болуп 20 жил хизмәт қилди.